Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 6

Юһанна 6:58-65

Help us?
Click on verse(s) to share them!
58Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «манна»дәк әмәс; чүнки улар «манна»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду!
59Бу сөзләрни у Кәпәрнаһумдики синагогда тәлим бәргинидә ейтқан еди.
60Шуниң билән униң мухлислиридин нурғунлири буни аңлиғанда: — Бу тәлим бәк еғир екән! Буни ким аңлап көтирәлисун? — дейишти.
61Бирақ өз ичидә мухлислириниң бу тоғрисида ғотулдашқинини билгән Әйса уларға: — Бу сөзүм силәрни тайдурдиму?
62Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?!
63Инсанға һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур.   
64Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).
65Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!

Read Юһанна 6Юһанна 6
Compare Юһанна 6:58-65Юһанна 6:58-65