49Ата-бовилириңлар чөлләрдә «манна» йегини билән йәнила өлди.
50Лекин мана, әрштин чүшкән нан дәл шундақки, бириси униңдин йегән болса өлмәйду.
51Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәтгичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән.
52Бу сөз билән Йәһудийлар өз ара талаш-тартиш қилишиқа башлап: — Бу адәм бизниң йейишимизгә өзиниң әт-тенини қандақ берәлисун?! — дейишәтти.
53Шуңа Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр Инсаноғлиниң әт-тенини йемигичә вә қенини ичмигичә, силәрдә һаятлиқ болмайду.
54Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән.
55Чүнки әт-теним һәқиқий озуқлуқ, қеним болса һәқиқий ичимликтур.
56Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәндә яшайду вә мәнму униңда яшаймән.
57Һаят Ата мени әвәткән вә мән Атиниң болғанлиғидин яшаватқинимдәк, мени йегүчи киши һәм мениң васитәм билән яшайду.