Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 4

Юһанна 4:35-52

Help us?
Click on verse(s) to share them!
35— Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!   
36Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду.
37Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.
38Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.
39Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди.
40Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.
41Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди.
42Улар аялға: — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти.
43Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди
44(чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди).
45Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди).
46Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). Шу күнләрдә, Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.
47У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: — Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.
48Шуниң билән, Әйса униңға: — Силәр Галилийәликләр мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.
49Орда әмәлдари Әйсаға: — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди.
50Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди.
51Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.
52Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти.

Read Юһанна 4Юһанна 4
Compare Юһанна 4:35-52Юһанна 4:35-52