2У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.
3У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.
4Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.
5Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.
6Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.
7У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндурулсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди.
8Йәһяниң өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди.
9Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.
10У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди.
11У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди.
12Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрсәнди болуш һоқуқини ата қилди.
13Уни қобул қилған мушулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду.
14Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур.
15(Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди)
16Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.
17Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.
18Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.
19Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җавапән бәргән гувалиғи мундақ еди:
20У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.
21Улар униңдин: — Ундақта өзүң ким болисән? Иляс пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди. — Яқ, мән у әмәсмән, — деди у. — Әмисә, сән һелиқи пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. У йәнә: — Яқ! — деди.
22Шуңа улар униңдин: — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, бизгә ейтқин, өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сориди.
23Йәһя мундақ җавап бәрди: — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!
24Әнди Йерусалимдин әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди. Улар йәнә Йәһядин: — Сән я Мәсиһ, я Иляс яки һелиқи пәйғәмбәр болмисаң, немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди.
26Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда турғучи силәр тонумиған бириси бар;
27у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни суға чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
29Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!
30Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур!
31Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.
32Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.
33Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди.
34Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!