Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «1» 16:7-31 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «1» 16:7-31 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

7 بائاشانىڭ پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە قىلغان بارلىق رەزىللىكى تۈپەيلىدىن، پەرۋەردىگارنىڭ بائاشانىڭ بېشىغا ۋە ئۇنىڭ جەمەتىنىڭ بېشىغا چۈشۈرگىنى توغرۇلۇق سۆزى ھانانىنىڭ ئوغلى يەھۇ پەيغەمبەر ئارقىلىق بېرىلگەنىدى. چۈنكى ئۇ يەروبوئامنىڭ جەمەتى قىلغىنىغا ئوخشاش قىلىپ ئۆز قوللىرىنىڭ ئىشلىرى (جۈملىدىن يەروبوئامنىڭ جەمەتىنى چېپىپ ئۆلتۈرگەنلىكى) بىلەن پەرۋەردىگارنىڭ غەزىپىنى قوزغىدى.
8 يەھۇدا پادىشاھى ئاسانىڭ سەلتەنىتىنىڭ يىگىرمە ئالتىنچى يىلىدا، بائاشانىڭ ئوغلى ئېلاھ تىرزاھتا ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ، ئىككى يىل سەلتەنەت قىلدى.
9 لېكىن ئۇنىڭ جەڭ ھارۋىلىرىنىڭ يېرىمىغا سەردار بولغان خىزمەتكارى زىمرى ئۇنىڭغا قەست قىلدى؛ ئېلاھ تىرزاھتا تىرزاھتىكى ئوردىسىدىكى غوجىدار ئارزانىڭ ئۆيىدە شاراب ئىچىپ مەست بولغاندا
10 زىمرى كىرىپ ئۇنى چېپىپ ئۆلتۈردى. بۇ ۋاقىت يەھۇدانىڭ پادىشاھى ئاسانىڭ سەلتەنىتىنىڭ يىگىرمە يەتتىنچى يىلى ئىدى. زىمرى ئېلاھنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
11 ئۇ پادىشاھ بولۇپ ئۆز تەختىدە ئولتۇرۇشى بىلەنلا ئۇ بائاشانىڭ بارلىق جەمەتىنى چېپىپ ئۆلتۈردى؛ ئۇ ئۇنىڭ ئۇرۇق‫‪‎-‎‬‬تۇغقانلىرى ۋە دوستلىرىدىن بىر ئەركەكنىمۇ تىرىك قالدۇرمىدى.
12 شۇنداق قىلىپ زىمرى پەرۋەردىگارنىڭ يەھۇ پەيغەمبەر ئارقىلىق بائاشانى ئەيىبلىگەن سۆزىنى ئەمەلگە ئاشۇرۇپ، بائاشانىڭ پۈتكۈل جەمەتىنى يوقاتتى.
13 بۇ ئىش بائاشانىڭ بارلىق گۇناھلىرى بىلەن ئۇنىڭ ئوغلى ئېلاھنىڭ گۇناھلىرى، جۈملىدىن ئۇلارنىڭ ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان گۇناھلىرى، ئەرزىمەس بۇتلىرى بىلەن ئىسرائىلنىڭ خۇداسى پەرۋەردىگارنىڭ غەزىپىنى قوزغاپ، شۇنداق بولدى.
14 ئېلاھنىڭ باشقا ئىشلىرى ۋە قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
15 يەھۇدانىڭ پادىشاھى ئاسانىڭ سەلتەنىتىنىڭ يىگىرمە يەتتىنچى يىلىدا زىمرى تىرزاھتا يەتتە كۈن سەلتەنەت قىلدى. خەلق فىلىستىيلەرگە تەۋە بولغان گىببېتوننى قورشىۋېلىپ بارگاھ تىككەنىدى.
16 بارگاھدا تۇرغان خالايىق‫‪:‬‬ ــ «زىمرى قەست قىلىپ پادىشاھنى ئۆلتۈردى» دەپ ئاڭلىدى. شۇنىڭ بىلەن پۈتكۈل ئىسرائىل شۇ كۈنى بارگاھدا قوشۇننىڭ سەردارى ئومرىنى ئىسرائىلغا پادىشاھ قىلدى.
17 ئاندىن ئومرى ئىسرائىلنىڭ ھەممىسىنى يېتەكلەپ، گىببېتوندىن چىقىپ، تىرزاھنى قورشىدى.
18 ۋە شۇنداق بولدىكى، زىمرى شەھەرنىڭ ئېلىنغانلىقىنى كۆرۈپ، پادىشاھ ئوردىسىدىكى قورغانغا كىرىپ، ئوردىغا ئوت قويۇۋەتتى، ئۆزى كۆيۈپ ئۆلدى.
19 بۇ ئىش ئۆزىنىڭ گۇناھلىرى ئۈچۈن، يەنى پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىللىك قىلىپ، يەروبوئامنىڭ يولىدا يۈرۈپ، ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان گۇناھتا ماڭغىنى ئۈچۈن شۇنداق بولدى.
20 زىمرىنىڭ باشقا ئىشلىرى ۋە قەست قىلغىنى توغرىسىدا «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
21 ئەمما ئىسرائىل خەلقى ئىككىگە بۆلۈنۈپ، ئۇلارنىڭ يېرىمى گىناتنىڭ ئوغلى تىبنىنى پادىشاھ قىلىشقا ئۇنىڭغا ئەگەشتى؛ باشقا يېرىمى بولسا ئومرىگە ئەگەشتى.
22 ئەمدى ئومرىگە ئەگەشكەن خەلق گىناتنىڭ ئوغلى تىبنىگە ئەگەشكەن خەلقتىن كۈچلۈك چىقتى. تىبنى ئۆلدى؛ ئومرى پادىشاھ بولدى.
23 يەھۇدانىڭ پادىشاھى ئاسانىڭ ئوتتۇز بىرىنچى يىلىدا ئومرى ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ ئون ئىككى يىل سەلتەنەت قىلدى. ئۇ تىرزاھتا ئالتە يىل سەلتەنەت قىلدى.
24 ئۇ شەمەردىن سامارىيە ئېگىزلىكىنى ئىككى تالانت كۈمۈشكە سېتىۋېلىپ، شۇ ئېگىزلىك ئۈستىگە قۇرۇلۇشلارنى سېلىپ بىر شەھەر بىنا قىلىپ، ئۇنى ئېگىزلىكنىڭ ئەسلىي ئىگىسى شەمەرنىڭ نامى بىلەن «سامارىيە» دەپ ئاتىدى.
25 ئومرى پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغاننى قىلدى، ئۆزىدىن ئىلگىرىكى پادىشاھلارنىڭ ھەممىسىدىن بەتتەر بولۇپ يامانلىق قىلدى.
26 ئۇ نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ ھەممە يوللىرىدا، شۇنداقلا جۈملىدىن ئۇنىڭ ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان گۇناھى ئىچىدە ماڭدى؛ ئۇلار ئەرزىمەس بۇتلىرى بىلەن ئىسرائىلنىڭ خۇداسى پەرۋەردىگارنىڭ غەزىپىنى قوزغىدى.
27 ئومرىنىڭ باشقا ئىشلىرى، ئۇنىڭ قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى، كۆرسەتكەن قۇدرىتى توغرىسىدا «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
28 ئومرى ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرى ئارىسىدا ئۇخلىدى ۋە سامارىيەدە دەپنە قىلىندى. ئاندىن ئۇنىڭ ئوغلى ئاھاب ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
29 يەھۇدا پادىشاھى ئاسانىڭ سەلتەنىتىنىڭ ئوتتۇز سەككىزىنچى يىلىدا ئومرىنىڭ ئوغلى ئاھاب ئىسرائىلغا پادىشاھ بولدى. ئومرىنىڭ ئوغلى ئاھاب سامارىيەدە يىگىرمە ئىككى يىل ئىسرائىلنىڭ ئۈستىدە سەلتەنەت قىلدى.
30 ئەمما ئومرىنىڭ ئوغلى ئاھاب پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە ئۆزىدىن ئىلگىرىكىلەرنىڭ ھەممىسىدىن ئاشۇرۇپ يامانلىق قىلدى.
31 ۋە شۇنداق بولدىكى، ئۇ نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ گۇناھلىرىدا يۈرۈش ئانچە ئېغىر گۇناھ ئەمەستەك، ئۇ زىدونىيلارنىڭ پادىشاھى ئەتبائالنىڭ قىزى يىزەبەلنى خوتۇنلۇققا ئالدى ۋە شۇنىڭ بىلەن ئۇ بائال دېگەن بۇتنىڭ قۇللۇقىدا بولۇپ، ئۇنىڭغا سەجدە قىلدى.
پادىشاھلار «1» 16 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «1» 16:7-31 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

7 Баашаниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә қилған барлиқ рәзиллиги түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң Баашаниң бешиға вә униң җәмәтиниң бешиға чүшүргини тоғрилиқ сөзи Һананиниң оғли Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Чүнки у Йәробоамниң җәмәти қилғиниға охшаш қилип өз қоллириниң ишлири (җүмлидин Йәробоамниң җәмәтини чепип өлтүргәнлиги) билән Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
8 Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә алтинчи жилида, Баашаниң оғли Елаһ Тирзаһта Исраилға падишаһ болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
9 Лекин униң җәң һарвулириниң йеримиға сәрдар болған хизмәткари Зимри униңға қәст қилди; Елаһ Тирзаһта Тирзаһтики ордисидики ғоҗидар Арзаниң өйидә шарап ичип мәс болғанда
10 Зимри кирип уни чепип өлтүрди. Бу вақит Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жили еди. Зимри Елаһниң орнида падишаһ болди.
11 У падишаһ болуп өз тәхтидә олтириши биләнла у Баашаниң барлиқ җәмәтини чепип өлтүрди; у униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди.
12 Шундақ қилип Зимри Пәрвәрдигарниң Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ Баашани әйиплигән сөзини әмәлгә ашуруп, Баашаниң пүткүл җәмәтини йоқатти.
13 Бу иш Баашаниң барлиқ гуналири билән униң оғли Елаһниң гуналири, җүмлидин уларниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири, әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғап, шундақ болди.
14 Елаһниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
15 Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Зимри Тирзаһта йәттә күн сәлтәнәт қилди. Хәлиқ Филистийләргә тәвә болған Гиббетонни қоршивелип баргаһ тиккән еди.
16 Баргаһда турған халайиқ: — «Зимри қәст қилип падишаһни өлтүрди» дәп аңлиди. Шуниң билән пүткүл Исраил шу күни баргаһда қошунниң сәрдари Омрини Исраилға падишаһ қилди.
17 Андин Омри Исраилниң һәммисини йетәкләп, Гиббетондин чиқип, Тирзаһни қоршиди.
18 Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падишаһ ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди.
19 Бу иш өзиниң гуналири үчүн, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилип, Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға путлаштурған гунада маңғини үчүн шундақ болди.
20 Зимриниң башқа ишлири вә қәст қилғини тоғрисида «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21 Амма Исраил хәлқи иккигә бөлүнүп, уларниң йерими Гинатниң оғли Тибнини падишаһ қилишқа униңға әгәшти; башқа йерими болса Омригә әгәшти.
22 Әнди Омригә әгәшкән хәлиқ Гинатниң оғли Тибнигә әгәшкән хәлиқтин күчлүк чиқти. Тибни өлди; Омри падишаһ болди.
23 Йәһуданиң падишаһи асаниң оттуз биринчи жилида Омри Исраилға падишаһ болуп он икки жил сәлтәнәт қилди. У Тирзаһта алтә жил сәлтәнәт қилди.
24 У Шәмәрдин Самарийә егизлигини икки талант күмүчкә сетивелип, шу егизлик үстигә қурулушларни селип бир шәһәр бена қилип, уни егизликниң әслий егиси Шәмәрниң нами билән «Самарийә» дәп атиди.
25 Омри Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди, өзидин илгәрки падишаһларниң һәммисидин бәттәр болуп яманлиқ қилди.
26 У Нибатниң оғли Йәробоамниң һәммә йоллирида, шундақла җүмлидин униң Исраилни гунаға путлаштурған гунайи ичидә маңди; улар әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
27 Омриниң башқа ишлири, униң қилғанлириниң һәммиси, көрсәткән қудрити тоғрисида «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
28 Омри ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Аһаб орнида падишаһ болди.
29 Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида Омриниң оғли Аһаб Исраилға падишаһ болди. Омриниң оғли Аһаб Самарийәдә жигирмә икки жил Исраилниң үстидә сәлтәнәт қилди.
30 Амма Омриниң оғли Аһаб Пәрвәрдигарниң нәзиридә өзидин илгәркиләрниң һәммисидин ашуруп яманлиқ қилди.
31 Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаһи Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди.
Падишаһлар «1» 16 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «1» 16:7-31 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

7 Baashaning Perwerdigarning neziride qilghan barliq rezilliki tüpeylidin, Perwerdigarning Baashaning béshigha we uning jemetining béshigha chüshürgini toghruluq sözi Hananining oghli Yehu peyghember arqiliq bérilgenidi. Chünki u Yeroboamning jemeti qilghinigha oxshash qilip öz qollirining ishliri (jümlidin Yeroboamning jemetini chépip öltürgenliki) bilen Perwerdigarning ghezipini qozghidi.
8 Yehuda padishahi Asaning seltenitining yigirme altinchi yilida, Baashaning oghli Élah Tirzahta Israilgha padishah bolup, ikki yil seltenet qildi.
9 Lékin uning jeng harwilirining yérimigha serdar bolghan xizmetkari Zimri uninggha qest qildi; Élah Tirzahta Tirzahtiki ordisidiki ghojidar Arzaning öyide sharab ichip mest bolghanda
10 Zimri kirip uni chépip öltürdi. Bu waqit Yehudaning padishahi Asaning seltenitining yigirme yettinchi yili idi. Zimri Élahning ornida padishah boldi.
11 U padishah bolup öz textide olturushi bilenla u Baashaning barliq jemetini chépip öltürdi; u uning uruq-tughqanliri we dostliridin bir erkeknimu tirik qaldurmidi.
12 Shundaq qilip Zimri Perwerdigarning Yehu peyghember arqiliq Baashani eyibligen sözini emelge ashurup, Baashaning pütkül jemetini yoqatti.
13 Bu ish Baashaning barliq gunahliri bilen uning oghli Élahning gunahliri, jümlidin ularning Israilni gunahqa putlashturghan gunahliri, erzimes butliri bilen Israilning Xudasi Perwerdigarning ghezipini qozghap, shundaq boldi.
14 Élahning bashqa ishliri we qilghanlirining hemmisi «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
15 Yehudaning padishahi Asaning seltenitining yigirme yettinchi yilida Zimri Tirzahta yette kün seltenet qildi. Xelq Filistiylerge tewe bolghan Gibbétonni qorshiwélip bargah tikkenidi.
16 Bargahda turghan xalayiq: — «Zimri qest qilip padishahni öltürdi» dep anglidi. Shuning bilen pütkül Israil shu küni bargahda qoshunning serdari Omrini Israilgha padishah qildi.
17 Andin Omri Israilning hemmisini yéteklep, Gibbétondin chiqip, Tirzahni qorshidi.
18 We shundaq boldiki, Zimri sheherning élin'ghanliqini körüp, padishah ordisidiki qorghan'gha kirip, ordigha ot qoyuwetti, özi köyüp öldi.
19 Bu ish özining gunahliri üchün, yeni Perwerdigarning neziride rezillik qilip, Yeroboamning yolida yürüp, Israilni gunahqa putlashturghan gunahta mangghini üchün shundaq boldi.
20 Zimrining bashqa ishliri we qest qilghini toghrisida «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
21 Emma Israil xelqi ikkige bölünüp, ularning yérimi Ginatning oghli Tibnini padishah qilishqa uninggha egeshti; bashqa yérimi bolsa Omrige egeshti.
22 Emdi Omrige egeshken xelq Ginatning oghli Tibnige egeshken xelqtin küchlük chiqti. Tibni öldi; Omri padishah boldi.
23 Yehudaning padishahi asaning ottuz birinchi yilida Omri Israilgha padishah bolup on ikki yil seltenet qildi. U Tirzahta alte yil seltenet qildi.
24 U Shemerdin Samariye égizlikini ikki talant kümüshke sétiwélip, shu égizlik üstige qurulushlarni sélip bir sheher bina qilip, uni égizlikning esliy igisi Shemerning nami bilen «Samariye» dep atidi.
25 Omri Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi, özidin ilgiriki padishahlarning hemmisidin better bolup yamanliq qildi.
26 U Nibatning oghli Yeroboamning hemme yollirida, shundaqla jümlidin uning Israilni gunahqa putlashturghan gunahi ichide mangdi; ular erzimes butliri bilen Israilning Xudasi Perwerdigarning ghezipini qozghidi.
27 Omrining bashqa ishliri, uning qilghanlirining hemmisi, körsetken qudriti toghrisida «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
28 Omri ata-bowiliri arisida uxlidi we Samariyede depne qilindi. Andin uning oghli Ahab ornida padishah boldi.
29 Yehuda padishahi Asaning seltenitining ottuz sekkizinchi yilida Omrining oghli Ahab Israilgha padishah boldi. Omrining oghli Ahab Samariyede yigirme ikki yil Israilning üstide seltenet qildi.
30 Emma Omrining oghli Ahab Perwerdigarning neziride özidin ilgirikilerning hemmisidin ashurup yamanliq qildi.
31 We shundaq boldiki, u Nibatning oghli Yeroboamning gunahlirida yürüsh anche éghir gunah emestek, u Zidoniylarning padishahi Etbaalning qizi Yizebelni xotunluqqa aldi we shuning bilen u Baal dégen butning qulluqida bolup, uninggha sejde qildi.
Padishahlar «1» 16 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «1» 16:7-31 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

7 Baaxaning Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ ⱪilƣan barliⱪ rǝzilliki tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigarning Baaxaning bexiƣa wǝ uning jǝmǝtining bexiƣa qüxürgini toƣruluⱪ sɵzi Ⱨananining oƣli Yǝⱨu pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ berilgǝnidi. Qünki u Yǝroboamning jǝmǝti ⱪilƣiniƣa ohxax ⱪilip ɵz ⱪollirining ixliri (jümlidin Yǝroboamning jǝmǝtini qepip ɵltürgǝnliki) bilǝn Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
8 Yǝⱨuda padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ altinqi yilida, Baaxaning oƣli Elaⱨ Tirzaⱨta Israilƣa padixaⱨ bolup, ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
9 Lekin uning jǝng ⱨarwilirining yerimiƣa sǝrdar bolƣan hizmǝtkari Zimri uningƣa ⱪǝst ⱪildi; Elaⱨ Tirzaⱨta Tirzaⱨtiki ordisidiki ƣojidar Arzaning ɵyidǝ xarab iqip mǝst bolƣanda
10 Zimri kirip uni qepip ɵltürdi. Bu waⱪit Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yili idi. Zimri Elaⱨning ornida padixaⱨ boldi.
11 U padixaⱨ bolup ɵz tǝhtidǝ olturuxi bilǝnla u Baaxaning barliⱪ jǝmǝtini qepip ɵltürdi; u uning uruⱪ-tuƣⱪanliri wǝ dostliridin bir ǝrkǝknimu tirik ⱪaldurmidi.
12 Xundaⱪ ⱪilip Zimri Pǝrwǝrdigarning Yǝⱨu pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ Baaxani ǝyibligǝn sɵzini ǝmǝlgǝ axurup, Baaxaning pütkül jǝmǝtini yoⱪatti.
13 Bu ix Baaxaning barliⱪ gunaⱨliri bilǝn uning oƣli Elaⱨning gunaⱨliri, jümlidin ularning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨliri, ǝrzimǝs butliri bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣap, xundaⱪ boldi.
14 Elaⱨning baxⱪa ixliri wǝ ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
15 Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yilida Zimri Tirzaⱨta yǝttǝ kün sǝltǝnǝt ⱪildi. Hǝlⱪ Filistiylǝrgǝ tǝwǝ bolƣan Gibbetonni ⱪorxiwelip bargaⱨ tikkǝnidi.
16 Bargaⱨda turƣan halayiⱪ: — «Zimri ⱪǝst ⱪilip padixaⱨni ɵltürdi» dǝp anglidi. Xuning bilǝn pütkül Israil xu küni bargaⱨda ⱪoxunning sǝrdari Omrini Israilƣa padixaⱨ ⱪildi.
17 Andin Omri Israilning ⱨǝmmisini yetǝklǝp, Gibbetondin qiⱪip, Tirzaⱨni ⱪorxidi.
18 Wǝ xundaⱪ boldiki, Zimri xǝⱨǝrning elinƣanliⱪini kɵrüp, padixaⱨ ordisidiki ⱪorƣanƣa kirip, ordiƣa ot ⱪoyuwǝtti, ɵzi kɵyüp ɵldi.
19 Bu ix ɵzining gunaⱨliri üqün, yǝni Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzillik ⱪilip, Yǝroboamning yolida yürüp, Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨta mangƣini üqün xundaⱪ boldi.
20 Zimrining baxⱪa ixliri wǝ ⱪǝst ⱪilƣini toƣrisida «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
21 Əmma Israil hǝlⱪi ikkigǝ bɵlünüp, ularning yerimi Ginatning oƣli Tibnini padixaⱨ ⱪilixⱪa uningƣa ǝgǝxti; baxⱪa yerimi bolsa Omrigǝ ǝgǝxti.
22 Əmdi Omrigǝ ǝgǝxkǝn hǝlⱪ Ginatning oƣli Tibnigǝ ǝgǝxkǝn hǝlⱪtin küqlük qiⱪti. Tibni ɵldi; Omri padixaⱨ boldi.
23 Yǝⱨudaning padixaⱨi asaning ottuz birinqi yilida Omri Israilƣa padixaⱨ bolup on ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi. U Tirzaⱨta altǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
24 U Xǝmǝrdin Samariyǝ egizlikini ikki talant kümüxkǝ setiwelip, xu egizlik üstigǝ ⱪuruluxlarni selip bir xǝⱨǝr bina ⱪilip, uni egizlikning ǝsliy igisi Xǝmǝrning nami bilǝn «Samariyǝ» dǝp atidi.
25 Omri Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi, ɵzidin ilgiriki padixaⱨlarning ⱨǝmmisidin bǝttǝr bolup yamanliⱪ ⱪildi.
26 U Nibatning oƣli Yǝroboamning ⱨǝmmǝ yollirida, xundaⱪla jümlidin uning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨi iqidǝ mangdi; ular ǝrzimǝs butliri bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
27 Omrining baxⱪa ixliri, uning ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, kɵrsǝtkǝn ⱪudriti toƣrisida «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
28 Omri ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ Samariyǝdǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin uning oƣli Aⱨab ornida padixaⱨ boldi.
29 Yǝⱨuda padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining ottuz sǝkkizinqi yilida Omrining oƣli Aⱨab Israilƣa padixaⱨ boldi. Omrining oƣli Aⱨab Samariyǝdǝ yigirmǝ ikki yil Israilning üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪildi.
30 Əmma Omrining oƣli Aⱨab Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ ɵzidin ilgirikilǝrning ⱨǝmmisidin axurup yamanliⱪ ⱪildi.
31 Wǝ xundaⱪ boldiki, u Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨlirida yürüx anqǝ eƣir gunaⱨ ǝmǝstǝk, u Zidoniylarning padixaⱨi Ətbaalning ⱪizi Yizǝbǝlni hotunluⱪⱪa aldi wǝ xuning bilǝn u Baal degǝn butning ⱪulluⱪida bolup, uningƣa sǝjdǝ ⱪildi.
Padixaⱨlar «1» 16 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)