Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 8

Лавийлар 8:6-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Шуниң билән Муса Һарун билән униң оғуллирини алдиға кәлтүрүп уларни су билән жуюп,
7Һарунға көйнәк кийдүрүп, бәлвағ бағлап, тонни кийдүрди вә үстигә әфодни япти; у әфодниң бәлвеғини бағлап, әфодни униңға тақап қойди.
8Андин Муса униңға «қошен»ни тақап, қошенниң ичигә «урим билән туммим»ни селип,   
9Бешиға сәллә йөгәп Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк сәллиниң алди тәрипигә «алтун тахтилиқ муқәддәс отуғат»ни бекитип қойди.
10Андин Муса мәсиһләш мейини елип ибадәт чедири билән ичидики барлиқ нәрсиләрниң һәммисини мәсиһләп муқәддәс қилди.
11У майдин елип қурбангаһқа йәттә мәртивә чечип, қурбангаһ билән униң барчә қача-қучилирини, жуюнуш деси вә тәглигини Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
12У йәнә мәсиһләш мейидин азрақ елип Һарунниң бешиға қуюп уни Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
13Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк уларға көйнәк кийдүрүп, бәллиригә бәлвағ бағлап, уларға егиз бөкләрниму тақап қойди.  
14Андин у гуна қурбанлиғи қилинидиған топақни йетиләп кәлди; Һарун билән униң оғуллири гуна қурбанлиғи қилинидиған топақниң бешиға қоллирини қойди.
15У уни боғузлиди, андин Муса қенидин елип, өз бармиғи билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чөрисигә сүрүп қурбангаһни гунадин паклиди; қалған қанни болса у қурбангаһниң төвигә төкүп, муқәддәс болушқа кафарәт кәлтүрди.
16Андин у ич қарнини йөгәп турған майниң һәммисини, җигәрниң үстидики чава майни, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп алди; андин Муса буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
17Бирақ Муса топақниң териси билән гөши вә тезигини болса Пәрвәрдигар өзигә буйруғинидәк чедиргаһниң ташқирида отта көйдүрүвәтти.  
18Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
19Һарун қочқарни боғузлиди; андин Муса қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти;
20Һарун қочқарни парчә-парчә қилип парчилиди; андин Муса бешини, парчиланған гөшлирини барлиқ мейи билән қошуп көйдүрди.

Read Лавийлар 8Лавийлар 8
Compare Лавийлар 8:6-20Лавийлар 8:6-20