26Пәрвәрдигарниң алдидики петир нан селинған севәттин бир петир тоғач билән бир зәйтун май тоғичи вә бир данә һәмәк нанни елип буларни май билән оң арқа путниң үстидә қойди;
27андин буларниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға тутқузуп, пулаңлатма һәдийә болсун дәп Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
28Андин Муса буларни уларниң қоллиридин елип қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүрди. Бу «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй чиқидиған қурбанлиқ еди.
29Андин Муса төшни елип пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти; Пәрвәрдигарниң униңға буйруғини бойичә, «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болған қочқарниң бу қисми Мусаниң үлүши еди.
30Андин Муса Мәсиһләш мейидин вә қурбангаһниң үстидики қандин бир аз елип, Һарун билән униң кийимлиригә вә оғуллири билән уларниң кийимлиригә сәпти. Шундақ қилип, у Һарун вә кийимлирини, оғуллири билән уларниң кийимлирини муқәддәс қилди.
31Муса Һарун билән униң оғуллириға мундақ буйруди: — «Бу гөшни җамаәт чедириниң кириш ағзида қайнитип пиширип шу йәрдә олтирип «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи»ға тәвә болған севәттики нан билән қошуп йәңлар; буларни Һарун билән оғуллири йесун, дәп буйруғинимдәк уни йәңлар;
32лекин гөш билән нандин ешип қалғанлириниң һәммисини отта көйдүрүветиңлар.