Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 4

Лавийлар 4:14-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14шундақла уларниң садир қилған гунайи айдиңлашқан болса, ундақта җамаәт гуна қурбанлиғи сүпитидә бир яш топақни сунуп җамаәт чедириниң алдиға кәлтүрсун.
15Җамаәтниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң алдида қоллирини топақниң бешиға қоюп, андин топақни Пәрвәрдигарниң алдида боғузлисун.
16Мәсиһләнгән каһин топақниң қенидин азғина елип җамаәт чедири ичигә елип кирсун;
17шу йәрдә бармиғини қанға чилап, қанни муқәддәс җайниң пәрдисиниң алдида, Пәрвәрдигарниң һозурида йәттә мәртивә сәпсун.

Read Лавийлар 4Лавийлар 4
Compare Лавийлар 4:14-17Лавийлар 4:14-17