Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 3

Лавийлар 3:3-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип
4икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
5Һарунниң оғуллири болса буларни қурбангаһниң үстигә кәлтүрүп от үстигә қоюлған отунниң үстидики көйдүрмә қурбанлиққа қошуп көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған қурбанлиқ болиду.
6Бирисиниң Пәрвәрдигарға қилидиған енақлиқ қурбанлиғи үчүн сунидиғини ушшақ малдин болса, ундақта у беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун.
7Әгәр униң қурбанлиғи қой болса уни Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп,
8қурбанлиқ қилидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
9Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини, йәни униң мейини елип беғишлисун, — пүтүн майлиқ қуйруғини униң омуртқисиға йеқин йәрдин аҗритип елип, ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,

Read Лавийлар 3Лавийлар 3
Compare Лавийлар 3:3-9Лавийлар 3:3-9