4Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун.
5Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун.
6Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун.
7Әгәр атмиш я униңдин чоңрақ яштики киши болса, тохтитилидиған қиммити әр киши үчүн он бәш шәкәл, хотун киши үчүн он шәкәл болсун.
8Әгәр бириси тохтитилған қиммитини төләшкә қурби йәтмисә, у өзини каһинниң алдида тәқ қилсун; каһин униң қиммитини бекитсун. Каһин қәсәм қилғучиниң әһвалиға қарап униң қиммитини тохтитип бәрсун.
9Әгәр бириси қәсәм қилип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ болушқа лайиқ болидиған бир һайванни униңға атиған болса, ундақта шундақ һайванлар Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун;
10һайван начар болса униң орниға яхшини яки яхшиниң орниға начирини тегишишкә яки орниға башқисини алмаштурушқа һәргиз болмайду. Мабада атиғучи у һайванниң орниға йәнә бир һайванни йәңгүшлимәкчи болса, Авалқиси билән орниға әкәлгининиң һәр иккиси муқәддәс саналсун.
11Әгәр һайван Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиққа лайиқ болмайдиған бир «напак» һайван болса, ундақта у һайванни каһинниң алдиға елип кәлсун;
12андин каһин өзи униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин қиммитини қанчә тохтатқан болса шундақ болсун.
13Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун.
14Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду.