13Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун.
14Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду.
15Кейин әгәр өйни атиғучи киши уни қайтурувалмақчи болса, у тохтитилған қиммитигә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; андин өй йәнә униң болиду.
16Әгәр бириси өз мал-мүлки болған етизлиқниң бир қисмини Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилса, қиммити униңға қанчилик уруқ терилидиғанлиғиға қарап тохтитилсун; бир хомир арпа уруғи кетидиған йәр болса, қиммити әллик шәкәл көмүшкә тохтитилсун.
17Әгәр бириси «азатлиқ жили»дин тартип өз етизлиғини муқәддәс қилса, сән қанчә тохтатсаң шу болсун.
18Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун.
19Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду.