13Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
15бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
16Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
18Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
19күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
20әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.