Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 25

Лавийлар 25:3-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Сән алтә жил етизиңни терип, алтә жил таллиқ беғиңни чатап, улардин һосулларни жиққин;
4амма йәттинчи жили зиминниң өзи үчүн бир «шабатлиқ арам» болсун; у Пәрвәрдигарға аталған бир «шабат» һесаплиниду. Шу жили сән етизиңни теримайсән вә таллиғиңни чатимайсән.
5Өзлүгидин үнүп чиққан һосулни ормайсән; вә чаталмиған таллириңниң үзүмлирини үзмәйсән; чүнки шу жил зимин арам алидиған жилдур.
6Һалбуки, зимин шабат жилида чиқарған һосул һәммиңларға озуқ болиду, йәни өзүң үчүн, қул-дедигиң үчүн, мәдикариң үчүн вә сениңкидә туруватқан мусапир үчүн, шуниңдәк мал-варанлириң үчүн
7Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду.
8Шуниңдәк сән йәттә қетимлиқ шабат жилини, йәни йәттә һәссә йәттә жилни саниғин; йәттә шабат жил күнлири қириқ тоққуз жил болиду.

Read Лавийлар 25Лавийлар 25
Compare Лавийлар 25:3-8Лавийлар 25:3-8