Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 25

Лавийлар 25:17-43

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Силәр бир-бириңларни бозәк қилмаңлар, бәлки Худайиңлардин қорқуңлар; чүнки Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
18Силәр Мениң бәлгүлимилиримни тутуп, һөкүмлиримдә туруп, шуларға әмәл қилиңлар; силәр шундақ қилсаңлар, зиминиңларда теч-аман турисиләр.
19Шуниң билән зимин силәргә өз мевисини бериду, силәр тойғидәк йәп, униңда теч-аман турисиләр.
20Әгәр силәр: — Мана, бизгә терип һосулни жиғишқа иҗазәт берилмисә, йәттинчи жили немә йәймиз, дәп сорисаңлар,
21силәргә мәлум болсунки, алтинчи жилида үч жилниң һосулини бәрсун дәп, Мән үстүңларға бәрикитимни «чүш» дәп буйруймән.
22Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр.
23Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас.
24Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк.
25Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун.
26Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса,
27Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, азадлиқ жилиғичә қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун.
28Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
29Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.
36Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин.
37Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
38Худайиңлар болушқа, Қанаан зиминини силәргә беришкә силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
39Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;
40бәлки у қешиңда мәдикар яки мусапирдәк турсун; азатлиқ жилиғичә сениң хизмитиңдә болсун;
41андин азат болуп өзи билән балилири қешиңдин чиқип, өз җәмәтигә йенип берип, ата-бовилириниң йәр-мүлкигә қайтсун.
42Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
43Сән уларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмайсән, бәлки Худайиңдин қорққин.

Read Лавийлар 25Лавийлар 25
Compare Лавийлар 25:17-43Лавийлар 25:17-43