Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 23

Лавийлар 23:32-38

Help us?
Click on verse(s) to share them!
32У күн силәр үчүн толуқ арам алидиған шабат күни болиду; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. Шу айниң тоққузинчи күни гугумдин тартип әтиси гугумғичә шабат күнигә риайә қилип арам елиңлар.
33Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
34Сән Исраилларға мундақ дегин: — Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап, йәттә күнгичә Пәрвәрдигарниң «кәпиләр һейти» болиду.   
35Биринчи күндә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
36Йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар; сәккизинчи күндә силәргә муқәддәс жиғилиш болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар. Бу өзи тәнтәнилик жиғилиш болғач, у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
37Силәр «муқәддәс сорунлар болсун» дәп җакалайдиған, йәни Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар мана шулардур. Шу сорунларда силәр һәр қайси күнгә бекитилгини бойичә, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқ, йәни көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийә, башқа һәр хил қурбанлиқлар вә шарап һәдийәләрни сунисиләр;
38булардин башқа, Пәрвәрдигарниң шабат күнлирини тутисиләр вә Пәрвәрдигарға атап қалған һәдийәлириңларни берип, қәсәм қурбанлиқлириңларниң һәммисини ада қилип, ихтиярий қурбанлиқлириңларниң һәммисини сунисиләр.

Read Лавийлар 23Лавийлар 23
Compare Лавийлар 23:32-38Лавийлар 23:32-38