Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 23

Лавийлар 23:27-37

Help us?
Click on verse(s) to share them!
27Йәттинчи айниң онинчи күни болса кафарәт күни болиду; у күн силәр үчүн муқәддәс жиғилиш күни болиду; шу күни нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқни сунуңлар;   
28У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; чүнки у бир кафарәт күни болуп, шу күн өзүңлар үчүн Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида кафарәт қилинишқа бекитилгәндур.
29Һәр ким шу күни нәпсини тартмай өзини төвән тутмиса өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
30Кимдәким шу күндиму һәр қандақ бир иш қилса, Мән шу адәмни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
31Шу күни һеч қандақ иш қилмаңлар; бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар бир әбәдий бәлгүлимә болиду.
32У күн силәр үчүн толуқ арам алидиған шабат күни болиду; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. Шу айниң тоққузинчи күни гугумдин тартип әтиси гугумғичә шабат күнигә риайә қилип арам елиңлар.
33Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
34Сән Исраилларға мундақ дегин: — Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап, йәттә күнгичә Пәрвәрдигарниң «кәпиләр һейти» болиду.   
35Биринчи күндә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
36Йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар; сәккизинчи күндә силәргә муқәддәс жиғилиш болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар. Бу өзи тәнтәнилик жиғилиш болғач, у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
37Силәр «муқәддәс сорунлар болсун» дәп җакалайдиған, йәни Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар мана шулардур. Шу сорунларда силәр һәр қайси күнгә бекитилгини бойичә, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқ, йәни көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийә, башқа һәр хил қурбанлиқлар вә шарап һәдийәләрни сунисиләр;

Read Лавийлар 23Лавийлар 23
Compare Лавийлар 23:27-37Лавийлар 23:27-37