14Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири йеңи һосулдин һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
15Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк);
16йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи һосулдин бир ашлиқ һәдийә сунуңлар.
17Өзүңлар туруватқан җайлардин пулаңлатма һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин иккисидә етилгән икки нанни елип кәлтүрүңлар; улар ечитқу селип етилгән болсун; булар Пәрвәрдигарға аталған дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду.
18Нандин башқа йәнә бир яшлиқ йәттә беҗирим қоза, яш бир топақ вә икки қочқарни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунуңлар; уларға хас ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини қошуп, һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүшкә сунулсун.
19Буниңдин башқа силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ икки қозини кәлтүрүңлар;
20каһин буларни, йәни шу икки қозини дәсләпки һосул нанлириға қошуп пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигар алдида пулаңлатсун. Булар болса Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс санилип, каһинға тәгсун.
21Шу күни силәр «бүгүн бизләргә муқәддәс жиғилиш болиду» дәп җакалаңлар; шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Бу силәр үчүн қәйәрдила турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болиду.