Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 21

Лавийлар 21:3-7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3шуниңдәк әгәр ача-сиңлиси әргә тәгмәй пак қиз һаләттә өзи билән биллә туруватқан болса, униң өлүги түпәйлидин өзини напак қилса болиду;
4чүнки каһин өз хәлқиниң арисида мөтивәр болғачқа, өзини напак қилип булғимаслиғи керәк.
5Каһинлар бешини йерим-ята қилип чүшүрмәслиги, сақилиниң уч-янлирини һәм чүшүрмәслиги, бәдинигиму зәхим йәткүзүп тилмаслиғи керәк,
6бәлки улар өз Худасиға муқәддәс туруп, Худасиниң намини булғимаслиғи керәк; чүнки улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқларни, өз Худасиниң ненини суниду; шуңа улар муқәддәс болуши керәк.
7Улар бир аялни өз әмригә алғанда паһишә аялниму, бузуқ аялниму алмаслиғи керәк вә ери қоювәткән аялниму алмисун. Чүнки каһин болса өз Худасиға хас муқәддәс қилинған.

Read Лавийлар 21Лавийлар 21
Compare Лавийлар 21:3-7Лавийлар 21:3-7