Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 18

Лавийлар 18:3-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Силәр илгири турған Мисир зиминидикидәк ишларни қилмаңлар вә яки Мән силәрни елип баридиған Қанаан зиминидикидәк ишларни қилмаңлар; уларниң рәсим-адәтлиридә жүрмәңлар,
4бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилип, қанун бәлгүлимилиримни тутуп шу бойичә меңиңлар. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
5Силәр чоқум Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутушуңлар керәк; инсан уларға әмәл қилидиған болса уларниң сәвәвидин һаятта болиду. Мән Пәрвәрдигардурмән.  
6— Һеч ким өзигә йеқин туққан болған аялға йеқинлиқ қилип әвритини ачмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
7Анаңниң әвритигә тәгмә, бу атаңниң әвритигә тәккиниң болиду; у сениң анаң болғачқа униң әвритигә тәгсәң болмайду.
8Атаңниң аялиниң әвритигиму тәгмә, чүнки шундақ қилсаң атаңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
9Сән ача-сиңлиңниң, бир атидин болған яки бир анидин болған, яки шу өйдә туғулған яки башқа йәрдә туғулған болсун, униң әвритигә тәгмә.
10Сән өз оғлуңниң қизи вә яки қизиңниң қизиниң әвритигә тәгмә; чүнки уларниң әврити сән өзүңниң әвритидур.

Read Лавийлар 18Лавийлар 18
Compare Лавийлар 18:3-10Лавийлар 18:3-10