12Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһтин елинған чоғ билән толған бир хушбуйданни елип, икки қоллап юмшақ езилгән есил хушбуй әтир билән толдуруп, буни пәрдиниң ичигә елип барсун;
13андин хушбуй ис-түтики һөкүм-гува сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтини қаплисун дәп, хушбуйни Пәрвәрдигарниң һозуридики отниң үстигә қойсун; шуниң билән у өлмәйду.
14У топақниң қенидин елип өз бармиғи билән кафарәт тәхтиниң шәриқ тәрипигә чечип, кафарәт тәхтиниң алдиғиму өз бармиғи билән қандин елип, йәттә қетим сәпсун.