Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 14

Лавийлар 14:21-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
21Лекин у кәмбәғәлликтин шундақ қилишқа қурби йәтмисә, өзигә кафарәт кәлтүрүш үчүн «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун, шуниңдәк ашлиқ һәдийә үчүн бир әфаһниң ондин биригә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун билән бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун
22вә өз әһвалиға яриша икки пахтәк яки икки бачка елип кәлсун; бири гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн болсун;
23сәккизинчи күни буларни өзиниң пак қилиниши үчүн җамаәт чедириниң кириш ағзиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида каһинниң қешиға кәлтүрсун.
24Каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болидиған әркәк қоза билән шу бир лог майни елип, буларни пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
25Итаәтсизлик қурбанлиғи қилинған әркәк қозини болса өзи боғузлисун; андин каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин азғина елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрсун.

Read Лавийлар 14Лавийлар 14
Compare Лавийлар 14:21-25Лавийлар 14:21-25