Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 13

Лавийлар 13:16-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Һалбуки, әгәр әт-гөши қайтидин өзгирип, ақарса у киши йәнә каһинниң қешиға кәлсун.
17Каһин униңға сәпселип қарисун; җараһәт ақарған болса, каһин җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; у пак санилиду.
18Әгәр биркимниң бәдининиң терисигә һүррәк чиқип сақийип,
19һүррәкниң орнида ақ чиқан яки қизғуч дағ пәйда болған болса, каһинға көрситилсун.
20Каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр дағ әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, шундақла униңдики түкләр ақирип қалған болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу һүррәктин қозғилип пәйда болған песә-мохо кесили җараһитидур.
21Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, дағ чиққан җайда ақирип қалған түкләр болмиса, вә дағму әтрапидики теридин қениқрақ болмиса, рәңги сәл сусрақ болған болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун.

Read Лавийлар 13Лавийлар 13
Compare Лавийлар 13:16-21Лавийлар 13:16-21