3Униң сол қоли бешим астида болатти, Униң оң қоли мени силайтти!».
4«Силәргә тапилаймәнки, и Йерусалим қизлири — «Униң вақит-саити болмиғичә, Силәр муһәббәтни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
5«Даладин чиқиватқан бу зади ким? Өз сөйүмлүгигә йөлинип?» «Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим; Әшу йәрдә апаң толғақ йәп сени дунияға чиқарған еди; Әшу йәрдә сени туққучи толғақ йәп сени чиқарған еди».