3Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур; Униң әбҗәш шараби кам әмәс; Қосиғиң буғдай догисидур, Әтрапиға нилупәрләр олишиду.
4Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
5Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур; Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк, Бурнуң Дәмәшиққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
6Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду; Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур, Падишаһ бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.