2«Мениң сөйүмлүгүм өз беғиға чүшти, Тетитқу отяшлиқларға чүшти. Бағларда озуқлинишқа, Нилупәрләрни жиғишқа чүшти.
3Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Вә сөйүмлүгүм мениңкидур; У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду»
4«Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл; Йерусалимдәк йеқимлиқ, Туғларни көтәргән бир қошундәк һәйвәтликтурсән;
5Аһ, көзлириңни мәндин кәткүзгин! Чүнки улар мениң үстүмдин ғалип келиватиду; Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
6Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк; Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардиндур; Улар арисида һеч бири кам әмәстур;
7Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.