4Сөйүмлүгүм қолини ишик төшүгидин тиқти; Мениң ич-бағрилирим униңға тәлмүрүп кәтти;
5Сөйүмлүгүмгә ечишқа қоптум; Қоллиримдин мурмәкки, Бармақлиримдин суюқ мурмәкки темиди, Тақақниң тутқучлири үстигә темиди;
6Сөйүмлүгүмгә ачтим; Бирақ сөйүмлүгүм бурулуп, кетип қалған еди. У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди; Уни издидим, бирақ тапалмидим; Уни чақирдим, бирақ у җавап бәрмиди;
7Шәһәрни айлинидиған җесәкчиләр мени учритип мени урди, мени яриландурди; Сепиллардики күзәтчиләр чүмпәрдәмни мәндин тартивалди.
8И Йерусалим қизлири, сөйүмлүгүмни тапсаңлар, Униңға немә дәйсиләр? Униңға, сөйгиниң: «Мән муһәббәттин зәиплишип кәттим! — деди, дәңлар».
9«Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар, И, аяллар арисидики әң гүзили? Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? — Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?».