2 Мән ағзимни бир тәмсил билән ачимән, Қедимки тепишмақларни елан қилимән.
3 Биз буларни аңлиған, билгән, Ата-бовилиримиз уларни бизгә ейтип бәргән.
4 Биз буларни уларниң әвлатлиридин йошурмаймиз, Келидиған дәвиргә Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини, Униң күч-қудритини, Униң қилған карамәт ишлирини баян қилимиз.
5 Чүнки У Яқупта бир агаһ-гувани бекиткән, Исраилда бир қанунни орнатқан; У ата-бовилиримизға буларни өз пәрсәндлиригә үгитишни буйруған;
6 Шундақ қилип келәр дәвир, Йәни туғулидиған балиларму буларни билсун, Уларму орнидин туруп өз балилириға буларни үгәтсун;
7 Пәрсәндлири үмүтини Худаға бағлисун, Тәңриниң қилғанлирини унтумисун, Бәлки Униң әмирлиригә кирсун;
8 Улар ата-бовилириға охшимисун дәп, Йәни җаһил һәм асий бир дәвир, Өз қәлбини дурус қилмиған, Роһи Тәңригә вапалиқта турмиған бир дәвиргә охшимисун дәп, У шундақ буйруғандур.
9 Мана Әфраимниң әвлатлири, Қуралланған оқячилар болсиму, Җәң күнидә сәптин янди.
10 Улар Худаниң әһдисини тутмиди, Бәлки Униң Тәврат-қанунида меңишни рәт қилди.
11 Улар Униң қилғанлирини, Өзлиригә көрсәткән карамәтлирини унтуди.
12 У Мисирниң зиминида, Зоанниң даласида, Уларниң ата-бовилириниң көз алдида мөҗизиләрни көрсәткән еди;
13 У деңизни бөлүветип, Уларни оттурисидин өткүзгән; Суларни дога-дога қилип тиклиди.
14 У күндүздә булут билән, Кечидә от нури билән уларни йетәклиди.
15 Чөл-баяванда ташларни йеривәтти, Чоңқур сурлардин урғуп чиққандәк ичимликни мол қилди;
16 У хада таштин өстәң-еқинларни һасил қилди, Суни дәриялардәк аққузди.
17 Бирақ улар йәнә Униң алдида гуна қиливәрди, Чөлдә Һәммидин Алий Болғучиға асийлиқ қилди.
18 Улар көңлидә Тәңрини синиди, Нәпсини қандурушқа йемәкликни тәләп қилди.
19 Улар Худани һақарәтләп: — «Тәңри чөл-дәшттә дәстихан салаламду?