6 И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
7 Улар қәдәмлиримгә тор қурди; Җеним егилип кәтти; Улар мениң йолумға орәк колиған еди, Лекин өзлири ичигә чүшүп кәтти.
8 Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшиларни ейтип, Бәрһәқ Сени күйләймән!
9 Ойған, и роһум! И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
10 Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб; Әлләр арисида Сени күйләймән!
11 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.