6И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
7Улар қәдәмлиримгә тор қурди; Җеним егилип кәтти; Улар мениң йолумға орәк колиған еди, Лекин өзлири ичигә чүшүп кәтти.
8Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшиларни ейтип, Бәрһәқ Сени күйләймән!
9Ойған, и роһум! И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
10Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб; Әлләр арисида Сени күйләймән!
11Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.