16 Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим; Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
17 Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай; Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
18 Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим, Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
19 Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән; Гунайим үстидә қайғуримән.