4 Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5 Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум маһаритини унтусун!
6 Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7 И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.
8 И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!
9 Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!