8 Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди.
9 Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
10 Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду.