9 Ойған, и роһум! И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
10 Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб; Әлләр арисида Сени күйләймән!
11 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.
12 И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!