13 Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
14 Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.
15 Лекин улар қоғливәтмәкчи болған яман Роһ уларға җавапән: — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди,
16 яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
17 Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди.
18 Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти.
19 Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип бир йәргә догилап, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти.
20 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти.
21 Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди.
22 Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.
23 Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди.
24 Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти.
25 Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр;
26 һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду.
27 Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.
28 Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
29 Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди.
30 Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди.
31 Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
32 Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти.
33 Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, Йәһудийларни ақлимақчи болди.
34 Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти.
35 Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар!
36 Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк.
37 Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә сораққа тартишқа елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс.
38 Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун;
39 вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим.
40 Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
40b Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.