Text copied!
Bibles in Uighur

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 10:1-33 in Uighur

Help us?

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 10:1-33 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 قەيسەرىيە شەھىرىدە كورنىلىي ئىسىملىك بىر ئادەم بولۇپ، ئۇ رىم قوشۇنىدىكى «ئىتالىيەلىكلەر» قىسمىنىڭ يۈزبېشى ئىدى.
2 ئۇ ئىخلاسمەن ئادەم بولۇپ، ئۆزى ۋە پۈتكۈل ئۆيىدىكىلىرى خۇدادىن قورقاتتى. ئۇ مەردلىك بىلەن نامراتلارغا خەير‫‪‎-‎‬‬ساخاۋەت قىلىپ، دائىم خۇداغا دۇئا‫‪‎-‎‬‬تىلاۋەت قىلاتتى.
3 بىر كۈنى چۈشتىن كېيىن سائەت ئۈچلەردە، ئۇ غايىبانە بىر كۆرۈنۈشتە خۇدانىڭ بىر پەرىشتىسىنىڭ ئۆزىنىڭ يېنىغا كەلگەنلىكىنى ئوچۇق كۆردى. پەرىشتە ئۇنى‫‪:‬‬ ــ كورنىلىي! ــ دەپ چاقىردى.
4 كورنىلىي ئۇنىڭغا كۆزلىرىنى تىكىپ قاتتىق چۆچۈپ‫‪:‬‬ ــ تەقسىر، نېمە ئىش؟ ــ دەپ سورىدى. پەرىشتە ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ سېنىڭ دۇئالىرىڭ ۋە خەير‫‪‎-‎‬‬ساخاۋەتلىك ئىشلىرىڭ خۇدا ئالدىغا ئەسلەتمە قۇربانلىقتەك بېرىپ يەتتى.
5 ئەمدى سەن يوپپاغا ئادەم ئەۋەتىپ، پېترۇس دەپمۇ ئاتىلىدىغان سىمون ئىسىملىك ئادەمنى چاقىرتىپ كەل.
6 ئۇ سىمون ئىسىملىك بىر كۆنچىنىڭ ئۆيىدە مېھمان بولۇپ تۇرۇۋاتىدۇ. سىموننىڭ ئۆيى دېڭىز بويىدا، ــ دېدى.
7 ئۇنىڭغا سۆزلىگەن پەرىشتە كەتكەندىن كېيىن، كورنىلىي ئۆيدىكى خىزمەتچىلەردىن ئىككىنى ۋە دائىم يېنىدا تۇرۇپ خىزمەت قىلغۇچىلار ئىچىدىكى ئىخلاسمەن بىر لەشكەرنى چاقىردى.
8 بارلىق ئىشلارنى چۈشەندۈرگەندىن كېيىن، ئۇلارنى يوپپاغا ئەۋەتتى.
9 ئەتىسى ئۇلار سەپەر قىلىپ شەھەرگە يېقىنلاشقاندا، چۈش ۋاقتى بولۇپ، پېترۇس دۇئا قىلىش ئۈچۈن ئۆگزىگە چىقتى.   
10 ئۇنىڭ قورسىقى ئېچىپ كېتىپ، بىر نەرسە يەي دېدى. بىراق ئۇلار غىزا تەييارلاۋاتقاندا، غايىبانە بىر ئالامەت پېترۇسنى ئورۇۋالدى.
11 ئۇ ئاسمان ئېچىلىپ، تۆت بۇرجىكىدىن باغلانغان ھالدا يەر يۈزىگە چۈشۈرۈلۈۋاتقان كەڭ داستىخاندەك بىر نەرسىنى كۆردى.
12 داستىخاندا ھەرخىل تۆت پۇتلۇق ھايۋانلار، يەر بېغىرلىغۇچىلار، ئاسماندىكى ئۇچار‫‪‎-‎‬‬قاناتلارمۇ بار ئىدى.
13 ئۇنىڭغا بىر ئاۋاز ئاڭلاندى‫‪:‬‬ ــ «ئورنۇڭدىن تۇر، پېترۇس، ئۇلاردىن سويۇپ يە!»
14 ــ ياق، رەب، ھەرگىز بولمايدۇ! مەن ھېچقاچان ھېچقانداق ناپاك ياكى ھارام نەرسىنى يېگەن ئەمەسمەن! ــ دېدى پېترۇس.  
15 ئاۋاز ئىككىنچى قېتىم كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ خۇدا ھالال دەپ پاكلىغاننى سەن ھارام دېمە! ــ دېيىلدى.
16 بۇ ئىش ئۈچ قېتىم يۈز بېرىپ، ئاندىن داستىخاندەك بولغان شۇ نەرسە دەرھال ئاسمانغا ئېلىپ چىقىپ كېتىلدى.
17 پېترۇس كۆرگەن غايىبانە ئالامەتنىڭ مەنىسى توغرىسىدا قايمۇقۇپ تۇرغاندا، مانا كورنىلىي ئەۋەتكەن كىشىلەر سىموننىڭ ئۆيىنى تېپىپ، دەرۋازا ئالدىدا تۇراتتى.
18 ئۇلار بىرسىنى چاقىرىپ، ئۇنىڭدىن پېترۇس دەپمۇ ئاتىلىدىغان سىمون دېگەن بىرسى بۇ يەردە تۇرامدۇ؟ ــ دەپ سورىدى.
19 پېترۇس تېخىچە شۇ غايىبانە ئالامەتنىڭ مەنىسى ئۈستىدە ئويلىنىۋاتقاندا، روھ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ مانا، سېنى ئۈچ ئادەم ئىزدەپ كەلدى.
20 ئورنۇڭدىن تۇر، پەسكە چۈش، ھېچ ئىككىلەنمەي ئۇلار بىلەن بىللە بارغىن. چۈنكى ئۇلارنى ئەۋەتكۈچى مەن! ــ دېدى.
21 پېترۇس پەسكە چۈشۈپ، ھېلىقى ئادەملەرگە‫‪:‬‬ ــ سىلەر ئىزدىگەن كىشى مانا مەن بولىمەن. بۇ يەرگە كېلىش سەۋەبىڭلار نېمىكىن؟ ــ دېدى.
22 ئۇلار جاۋابەن‫‪:‬‬ ــ ھەققانىي بىر ئادەم، خۇدادىن قورقىدىغان، شۇنداقلا پۈتكۈل يەھۇدىي خەلقى تەرىپلىگەن كورنىلىي ئىسىملىك رىملىق يۈزبېشى مۇقەددەس بىر پەرىشتە تەرىپىدىن سىزنى ئۆيىگە چاقىرتىپ، سىزدىن سۆز‫‪‎-‎‬‬كالام ئاڭلاشقا ئەمر قىلىنغان! ــ دېدى.
23 شۇڭا پېترۇس ئۇلارنى ئۆيگە تەكلىپ قىلىپ، قوندۇرۇپ مېھمان قىلدى. ئەتىسى ئورنىدىن تۇرۇپ ئۇ ئۇلار بىلەن بىللە يولغا چىقتى. يوپپادىكى قېرىنداشلاردىن بەزىلىرى ئۇلارغا ھەمراھ بولۇپ ماڭدى.
24 ئىككىنچى كۈنى، ئۇلار قەيسەرىيەگە يېتىپ باردى. ئەمدى كورنىلىي تۇغقانلىرى ۋە يېقىن يار‫‪‎-‎‬‬بۇرادەرلىرىنى ئۆيىگە چاقىرىپ، پېترۇسلارنى تەققەزارلىق بىلەن كۈتۈپ تۇراتتى.
25 پېترۇس ئۆيگە كىرگەندە، كورنىلىي ئالدىغا چىقىپ، ئايىغىغا ئۆزىنى ئېتىپ سەجدە قىلدى.
26 لېكىن پېترۇس دەرھال ئۇنى يۆلەپ تۇرغۇزۇپ‫‪:‬‬ ــ ئورنۇڭدىن تۇرغىن! مەنمۇ بىر ئىنسان، خالاس! ــ دېدى.
27 ئۇ كورنىلىيگە گەپ قىلغاچ ئۆيگە كىرىۋىدى، ئۆينىڭ ئىچىگە يىغىلغان توپ‫‪‎-‎‬‬توپ ئادەملەرنى كۆردى.
28 ئۇ ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ سىلەرگە مەلۇمكى، بىز يەھۇدىيلارنىڭ يات ئەللىكلەردىن بىرسى بىلەن باردى‫‪‎-‎‬‬كەلدى قىلىشى ياكى ئۆيلىرىگە كىرىشى تەۋرات قانۇن‫‪‎-‎‬‬ئەقىدىلىرىمىزگە خىلاپ. لېكىن خۇدا ماڭا ھېچقانداق ئادەمنى ناپاك ياكى ھارام دېمەسلىكىم كېرەكلىكىنى ئايان قىلدى.
29 شۇنىڭ ئۈچۈن سىلەر ئادەم ئەۋەتىپ مېنى چاقىرغاندا، ھېچ رەت قىلماي ئالدىڭلارغا كەلدىم. ئەمدى سوراي، مېنى نېمە دەپ چاقىردىڭلار؟ ــ دېدى.
30 كورنىلىي مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ تۆت كۈننىڭ ئالدىدا بۈگۈنكى مۇشۇ ۋاقىتقىچە روزا تۇتقانىدىم؛ سائەت ئۈچلەردە مەن ئۆيدە دۇئا قىلىۋاتاتتىم. تۇيۇقسىز كىيىملىرىدىن نۇر چاقناپ تۇرىدىغان بىر ئادەم ئالدىمدا پەيدا بولۇپ ئۆرە تۇردى‫‪:‬‬
31 «كورنىلىي! دۇئايىڭ ئىجابەت قىلىندى ۋە خەير‫‪‎-‎‬‬ساخاۋەتلىك ئىشلىرىڭ خۇدا ئالدىغا ئەسلەتمە قۇربانلىقتەك يەتتى.
32 شۇڭا يوپپاغا ئادەم ئەۋەتىپ، پېترۇس دەپمۇ ئاتىلىدىغان سىمون ئىسىملىك ئادەمنى چاقىرتىپ كەل. ئۇ دېڭىز بويىدا ئولتۇراقلۇق سىمون ئىسىملىك بىر كۆنچىنىڭ ئۆيىدە مېھمان بولۇپ تۇرۇۋاتىدۇ» دېدى.
33 شۇنىڭ ئۈچۈن، دەرھال ئۆزلىرىنى چاقىرىپ كېلىشكە ئادەم ئەۋەتكەنىدىم. ئۆزلىرى كۈلبەمگە كېلىپ ياخشى قىلدىلا! ئەمدى بىز ھەممەيلەن خۇدا ئۆزلىرىگە ئەمر قىلغان بارلىق سۆزلەرنى ئاڭلاش ئۈچۈن خۇدانىڭ ئالدىدا ھازىر تۇرۇۋاتىمىز.
روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 10 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Росулларниң паалийәтлири 10:1-33 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италийәликләр» қисминиң йүз беши еди.
2 У ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти. У мәртлик билән намратларға хәйр-сахавәт қилип, дайим Худаға дуа-тилавәт қилатти.
3 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, у ғайипанә бир көрүнүштә Худаниң бир пәриштисиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Пәриштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
4 Корнилий униңға көзлирини тикип қаттиқ чөчүп: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Пәриштә униңға: — Сениң дуалириң вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк берип йәтти.
5 Әнди сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл.
6 У Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Симонниң өйи деңиз бойида, — деди.
7 Униңға сөзлигән пәриштә кәткәндин кейин, Корнилий өйдики хизмәтчиләрдин иккини вә дайим йенида туруп хизмәт қилғучилар ичидики ихласмән бир ләшкәрни чақирди.
8 Барлиқ ишларни чүшәндүргәндин кейин, уларни Йоппаға әвәтти.
9 Әтиси улар сәпәр қилип шәһәргә йеқинлашқанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.   
10 Униң қосиғи ечип кетип, бир нәрсә йәй деди. Бирақ улар ғиза тәйярлаватқанда, ғайипанә бир аламәт Петрусни орувалди.
11 У асман ечилип, төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшүрүлүватқан кәң дәстихандәк бир нәрсини көрди.
12 Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар еди.
13 Униңға бир аваз аңланди: — «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!»
14 — Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.  
15 Аваз иккинчи қетим келип униңға: — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.
16 Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди.
17 Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәниси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти.
18 Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.
19 Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәниси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди.
20 Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди.
21 Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди.
22 Улар җавапән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди.
23 Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди.
24 Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти.
25 Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26 Лекин Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27 У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.
28 У уларға: — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди.
29 Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди.
30 Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди:
31 «Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти.
32 Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди.
33 Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз.
Росулларниң паалийәтлири 10 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Rosullarning paaliyetliri 10:1-33 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Qeyseriye shehiride Korniliy isimlik bir adem bolup, u Rim qoshunidiki «Italiyelikler» qismining yüzbéshi idi.
2 U ixlasmen adem bolup, özi we pütkül öyidikiliri Xudadin qorqatti. U merdlik bilen namratlargha xeyr-saxawet qilip, daim Xudagha dua-tilawet qilatti.
3 Bir küni chüshtin kéyin saet üchlerde, u ghayibane bir körünüshte Xudaning bir perishtisining özining yénigha kelgenlikini ochuq kördi. Perishte uni: — Korniliy! — dep chaqirdi.
4 Korniliy uninggha közlirini tikip qattiq chöchüp: — Teqsir, néme ish? — dep soridi. Perishte uninggha: — Séning dualiring we xeyr-saxawetlik ishliring Xuda aldigha esletme qurbanliqtek bérip yetti.
5 Emdi sen Yoppagha adem ewetip, Pétrus depmu atilidighan Simon isimlik ademni chaqirtip kel.
6 U Simon isimlik bir könchining öyide méhman bolup turuwatidu. Simonning öyi déngiz boyida, — dédi.
7 Uninggha sözligen perishte ketkendin kéyin, Korniliy öydiki xizmetchilerdin ikkini we daim yénida turup xizmet qilghuchilar ichidiki ixlasmen bir leshkerni chaqirdi.
8 Barliq ishlarni chüshendürgendin kéyin, ularni Yoppagha ewetti.
9 Etisi ular seper qilip sheherge yéqinlashqanda, chüsh waqti bolup, Pétrus dua qilish üchün ögzige chiqti.   
10 Uning qorsiqi échip kétip, bir nerse yey dédi. Biraq ular ghiza teyyarlawatqanda, ghayibane bir alamet Pétrusni oruwaldi.
11 U asman échilip, töt burjikidin baghlan'ghan halda yer yüzige chüshürülüwatqan keng dastixandek bir nersini kördi.
12 Dastixanda herxil töt putluq haywanlar, yer béghirlighuchilar, asmandiki uchar-qanatlarmu bar idi.
13 Uninggha bir awaz anglandi: — «Ornungdin tur, Pétrus, ulardin soyup ye!»
14 — Yaq, Reb, hergiz bolmaydu! Men héchqachan héchqandaq napak yaki haram nersini yégen emesmen! — dédi Pétrus.  
15 Awaz ikkinchi qétim kélip uninggha: — Xuda halal dep paklighanni sen haram déme! — déyildi.
16 Bu ish üch qétim yüz bérip, andin dastixandek bolghan shu nerse derhal asman'gha élip chiqip kétildi.
17 Pétrus körgen ghayibane alametning menisi toghrisida qaymuqup turghanda, mana Korniliy ewetken kishiler Simonning öyini tépip, derwaza aldida turatti.
18 Ular birsini chaqirip, uningdin Pétrus depmu atilidighan Simon dégen birsi bu yerde turamdu? — dep soridi.
19 Pétrus téxiche shu ghayibane alametning menisi üstide oyliniwatqanda, Roh uninggha: — Mana, séni üch adem izdep keldi.
20 Ornungdin tur, peske chüsh, héch ikkilenmey ular bilen bille barghin. Chünki ularni ewetküchi Men! — dédi.
21 Pétrus peske chüshüp, héliqi ademlerge: — Siler izdigen kishi mana men bolimen. Bu yerge kélish sewebinglar némikin? — dédi.
22 Ular jawaben: — Heqqaniy bir adem, Xudadin qorqidighan, shundaqla pütkül Yehudiy xelqi teripligen Korniliy isimlik rimliq yüzbéshi muqeddes bir perishte teripidin sizni öyige chaqirtip, sizdin söz-kalam anglashqa emr qilin'ghan! — dédi.
23 Shunga Pétrus ularni öyge teklip qilip, qondurup méhman qildi. Etisi ornidin turup u ular bilen bille yolgha chiqti. Yoppadiki qérindashlardin beziliri ulargha hemrah bolup mangdi.
24 Ikkinchi küni, ular Qeyseriyege yétip bardi. Emdi Korniliy tughqanliri we yéqin yar-buraderlirini öyige chaqirip, Pétruslarni teqqezarliq bilen kütüp turatti.
25 Pétrus öyge kirgende, Korniliy aldigha chiqip, ayighigha özini étip sejde qildi.
26 Lékin Pétrus derhal uni yölep turghuzup: — Ornungdin turghin! Menmu bir insan, xalas! — dédi.
27 U Korniliy bilen gep qilghach öyge kiriwidi, öyning ichige yighilghan top-top ademlerni kördi.
28 U ulargha: — Silerge melumki, biz Yehudiylarning yat elliklerdin birsi bilen bardi-keldi qilishi yaki öylirige kirishi Tewrat qanun-eqidilirimizge xilap. Lékin Xuda manga héchqandaq ademni napak yaki haram démeslikim kéreklikini ayan qildi.
29 Shuning üchün siler adem ewetip méni chaqirghanda, héch ret qilmay aldinglargha keldim. Emdi soray, méni néme dep chaqirdinglar? — dédi.
30 Korniliy mundaq dédi: — Töt künning aldida bügünki mushu waqitqiche roza tutqanidim; saet üchlerde men öyde dua qiliwatattim. Tuyuqsiz kiyimliridin nur chaqnap turidighan bir adem aldimda peyda bolup öre turdi:
31 «Korniliy! Duaying ijabet qilindi we xeyr-saxawetlik ishliring Xuda aldigha esletme qurbanliqtek yetti.
32 Shunga Yoppagha adem ewetip, Pétrus depmu atilidighan Simon isimlik ademni chaqirtip kel. U déngiz boyida olturaqluq Simon isimlik bir könchining öyide méhman bolup turuwatidu» dédi.
33 Shuning üchün, derhal özlirini chaqirip kélishke adem ewetkenidim. Özliri külbemge kélip yaxshi qildila! Emdi biz hemmeylen Xuda özlirige emr qilghan barliq sözlerni anglash üchün Xudaning aldida hazir turuwatimiz.
Rosullarning paaliyetliri 10 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Rosullarning paaliyǝtliri 10:1-33 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Ⱪǝysǝriyǝ xǝⱨiridǝ Korniliy isimlik bir adǝm bolup, u Rim ⱪoxunidiki «Italiyǝliklǝr» ⱪismining yüzbexi idi.
2 U ihlasmǝn adǝm bolup, ɵzi wǝ pütkül ɵyidikiliri Hudadin ⱪorⱪatti. U mǝrdlik bilǝn namratlarƣa hǝyr-sahawǝt ⱪilip, daim Hudaƣa dua-tilawǝt ⱪilatti.
3 Bir küni qüxtin keyin saǝt üqlǝrdǝ, u ƣayibanǝ bir kɵrünüxtǝ Hudaning bir pǝrixtisining ɵzining yeniƣa kǝlgǝnlikini oquⱪ kɵrdi. Pǝrixtǝ uni: — Korniliy! — dǝp qaⱪirdi.
4 Korniliy uningƣa kɵzlirini tikip ⱪattiⱪ qɵqüp: — Tǝⱪsir, nemǝ ix? — dǝp soridi. Pǝrixtǝ uningƣa: — Sening dualiring wǝ hǝyr-sahawǝtlik ixliring Huda aldiƣa ǝslǝtmǝ ⱪurbanliⱪtǝk berip yǝtti.
5 Əmdi sǝn Yoppaƣa adǝm ǝwǝtip, Petrus dǝpmu atilidiƣan Simon isimlik adǝmni qaⱪirtip kǝl.
6 U Simon isimlik bir kɵnqining ɵyidǝ meⱨman bolup turuwatidu. Simonning ɵyi dengiz boyida, — dedi.
7 Uningƣa sɵzligǝn pǝrixtǝ kǝtkǝndin keyin, Korniliy ɵydiki hizmǝtqilǝrdin ikkini wǝ daim yenida turup hizmǝt ⱪilƣuqilar iqidiki ihlasmǝn bir lǝxkǝrni qaⱪirdi.
8 Barliⱪ ixlarni qüxǝndürgǝndin keyin, ularni Yoppaƣa ǝwǝtti.
9 Ətisi ular sǝpǝr ⱪilip xǝⱨǝrgǝ yeⱪinlaxⱪanda, qüx waⱪti bolup, Petrus dua ⱪilix üqün ɵgzigǝ qiⱪti.   
10 Uning ⱪorsiⱪi eqip ketip, bir nǝrsǝ yǝy dedi. Biraⱪ ular ƣiza tǝyyarlawatⱪanda, ƣayibanǝ bir alamǝt Petrusni oruwaldi.
11 U asman eqilip, tɵt burjikidin baƣlanƣan ⱨalda yǝr yüzigǝ qüxürülüwatⱪan kǝng dastihandǝk bir nǝrsini kɵrdi.
12 Dastihanda ⱨǝrhil tɵt putluⱪ ⱨaywanlar, yǝr beƣirliƣuqilar, asmandiki uqar-ⱪanatlarmu bar idi.
13 Uningƣa bir awaz anglandi: — «Ornungdin tur, Petrus, ulardin soyup yǝ!»
14 — Yaⱪ, Rǝb, ⱨǝrgiz bolmaydu! Mǝn ⱨeqⱪaqan ⱨeqⱪandaⱪ napak yaki ⱨaram nǝrsini yegǝn ǝmǝsmǝn! — dedi Petrus.  
15 Awaz ikkinqi ⱪetim kelip uningƣa: — Huda ⱨalal dǝp pakliƣanni sǝn ⱨaram demǝ! — deyildi.
16 Bu ix üq ⱪetim yüz berip, andin dastihandǝk bolƣan xu nǝrsǝ dǝrⱨal asmanƣa elip qiⱪip ketildi.
17 Petrus kɵrgǝn ƣayibanǝ alamǝtning mǝnisi toƣrisida ⱪaymuⱪup turƣanda, mana Korniliy ǝwǝtkǝn kixilǝr Simonning ɵyini tepip, dǝrwaza aldida turatti.
18 Ular birsini qaⱪirip, uningdin Petrus dǝpmu atilidiƣan Simon degǝn birsi bu yǝrdǝ turamdu? — dǝp soridi.
19 Petrus tehiqǝ xu ƣayibanǝ alamǝtning mǝnisi üstidǝ oyliniwatⱪanda, Roⱨ uningƣa: — Mana, seni üq adǝm izdǝp kǝldi.
20 Ornungdin tur, pǝskǝ qüx, ⱨeq ikkilǝnmǝy ular bilǝn billǝ barƣin. Qünki ularni ǝwǝtküqi Mǝn! — dedi.
21 Petrus pǝskǝ qüxüp, ⱨeliⱪi adǝmlǝrgǝ: — Silǝr izdigǝn kixi mana mǝn bolimǝn. Bu yǝrgǝ kelix sǝwǝbinglar nemikin? — dedi.
22 Ular jawabǝn: — Ⱨǝⱪⱪaniy bir adǝm, Hudadin ⱪorⱪidiƣan, xundaⱪla pütkül Yǝⱨudiy hǝlⱪi tǝripligǝn Korniliy isimlik rimliⱪ yüzbexi muⱪǝddǝs bir pǝrixtǝ tǝripidin sizni ɵyigǝ qaⱪirtip, sizdin sɵz-kalam anglaxⱪa ǝmr ⱪilinƣan! — dedi.
23 Xunga Petrus ularni ɵygǝ tǝklip ⱪilip, ⱪondurup meⱨman ⱪildi. Ətisi ornidin turup u ular bilǝn billǝ yolƣa qiⱪti. Yoppadiki ⱪerindaxlardin bǝziliri ularƣa ⱨǝmraⱨ bolup mangdi.
24 Ikkinqi küni, ular Ⱪǝysǝriyǝgǝ yetip bardi. Əmdi Korniliy tuƣⱪanliri wǝ yeⱪin yar-buradǝrlirini ɵyigǝ qaⱪirip, Petruslarni tǝⱪⱪǝzarliⱪ bilǝn kütüp turatti.
25 Petrus ɵygǝ kirgǝndǝ, Korniliy aldiƣa qiⱪip, ayiƣiƣa ɵzini etip sǝjdǝ ⱪildi.
26 Lekin Petrus dǝrⱨal uni yɵlǝp turƣuzup: — Ornungdin turƣin! Mǝnmu bir insan, halas! — dedi.
27 U Korniliy bilǝn gǝp ⱪilƣaq ɵygǝ kiriwidi, ɵyning iqigǝ yiƣilƣan top-top adǝmlǝrni kɵrdi.
28 U ularƣa: — Silǝrgǝ mǝlumki, biz Yǝⱨudiylarning yat ǝlliklǝrdin birsi bilǝn bardi-kǝldi ⱪilixi yaki ɵylirigǝ kirixi Tǝwrat ⱪanun-ǝⱪidilirimizgǝ hilap. Lekin Huda manga ⱨeqⱪandaⱪ adǝmni napak yaki ⱨaram demǝslikim kerǝklikini ayan ⱪildi.
29 Xuning üqün silǝr adǝm ǝwǝtip meni qaⱪirƣanda, ⱨeq rǝt ⱪilmay aldinglarƣa kǝldim. Əmdi soray, meni nemǝ dǝp qaⱪirdinglar? — dedi.
30 Korniliy mundaⱪ dedi: — Tɵt künning aldida bügünki muxu waⱪitⱪiqǝ roza tutⱪanidim; saǝt üqlǝrdǝ mǝn ɵydǝ dua ⱪiliwatattim. Tuyuⱪsiz kiyimliridin nur qaⱪnap turidiƣan bir adǝm aldimda pǝyda bolup ɵrǝ turdi:
31 «Korniliy! Duaying ijabǝt ⱪilindi wǝ hǝyr-sahawǝtlik ixliring Huda aldiƣa ǝslǝtmǝ ⱪurbanliⱪtǝk yǝtti.
32 Xunga Yoppaƣa adǝm ǝwǝtip, Petrus dǝpmu atilidiƣan Simon isimlik adǝmni qaⱪirtip kǝl. U dengiz boyida olturaⱪluⱪ Simon isimlik bir kɵnqining ɵyidǝ meⱨman bolup turuwatidu» dedi.
33 Xuning üqün, dǝrⱨal ɵzlirini qaⱪirip kelixkǝ adǝm ǝwǝtkǝnidim. Ɵzliri külbǝmgǝ kelip yahxi ⱪildila! Əmdi biz ⱨǝmmǝylǝn Huda ɵzlirigǝ ǝmr ⱪilƣan barliⱪ sɵzlǝrni anglax üqün Hudaning aldida ⱨazir turuwatimiz.
Rosullarning paaliyǝtliri 10 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)