Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 22:5-33 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 22:5-33 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

5 ئۇ ئەلچىلەرنى بېئورنىڭ ئوغلى بالائامنىڭ ئالدىغا، بالائامنىڭ ئانا يۇرتىدىكى ئۇلۇغ دەريا بويىدىكى پېتور شەھىرىگە بېرىپ، بالائامنى چاقىرىپ كېلىشكە ئەۋەتىپ‫‪:‬‬ پادىشاھىمىز‫‪:‬‬ — «قارىسىلا، بىر خەلق مىسىردىن چىققانىدى؛ مانا، ئۇلار پۈتۈن زېمىنغا يامراپ كەتتى، مانا ئۇلار بىزنىڭ ئۇدۇلىمىزغا كېلىپ چۈشتى.  
6 ئۇلار مېنىڭدىن كۈچلۈك بولغاچقا، ئەمدى ئۆزلىرى كېلىپ بۇ خەلقنى مەن ئۈچۈن بىر قارغاپ بەرگەن بولسىلا؛ بەلكىم مەن ئۇلارنى يېڭىپ، بۇ زېمىندىن قوغلاپ چىقىرىشىم مۈمكىن؛ چۈنكى ئۆزلىرى كىمگە بەخت تىلىسىلە شۇنىڭ بەخت قۇچىدىغانلىقىنى، كىمنى قارغىسىلا، شۇنىڭ قارغىشقا قالىدىغانلىقىنى بىلىمەن» دەيدۇ، دەڭلار، — دېدى.
7 موئابنىڭ ئاقساقاللىرى بىلەن مىدىياننىڭ ئاقساقاللىرى قوللىرىدا پال سېلىش ئىنئاملىرىنى ئېلىپ ماڭدى؛ ئۇلار بالائامنىڭ ئالدىغا كېلىپ بالاقنىڭ گەپلىرىنى يەتكۈزدى.
8 بالائام ئۇلارغا‫‪:‬‬ — بۈگۈن ئاخشام مۇشۇ يەردە قونۇپ قېلىڭلار، مەن پەرۋەردىگارنىڭ ماڭا قىلغان سۆزى بويىچە سىلەرگە جاۋاپ يەتكۈزىمەن، — دېدى. شۇنىڭ بىلەن موئابنىڭ شۇ ئەمىرلىرى بالائامنىڭكىدە قونۇپ قالدى.
9 خۇدا بالائامنىڭكىگە كېلىپ‫‪:‬‬ — سېنىڭ بىلەن بىللە تۇرغان بۇ ئادەملەر كىم؟ — دېۋىدى،
10 بالائام خۇداغا‫‪:‬‬ — موئاب پادىشاھى زىپپورنىڭ ئوغلى بالاق ئەلچىلەرنى ئەۋەتىپ ماڭا‫‪:‬‬
11 «قارىسىلا، مىسىردىن بىر خەلق چىققانىدى، ئۇلار پۈتۈن زېمىنغا يامراپ كەتتى؛ بۇ يەرگە كېلىپ مېنىڭ ئۈچۈن ئۇلارنى قارغاپ بەرسىلە، شۇنداق قىلسىلا بەلكىم ئۇلارنى يېڭىپ، بۇ يەردىن قوغلىۋېتەلىشىم مۈمكىن» — دېدى، — دېدى.
12 خۇدا بالائامغا‫‪:‬‬ سەن ئۇلار بىلەن بىللە بارساڭ بولمايدۇ، ئۇ خەلقنى قارغىساڭمۇ بولمايدۇ، چۈنكى ئۇلارغا بەخت‫‪‎-‎‬‬بەرىكەت ئاتا قىلىنغان، — دېدى.
13 بالائام ئەتىگەن تۇرۇپ بالاقنىڭ ئەمەلدارلىرىغا‫‪:‬‬ — سىلەر ئۆز يۇرتۇڭلارغا قايتىپ كېتىڭلار، چۈنكى پەرۋەردىگار مېنىڭ سىلەر بىلەن بىللە بېرىشىمغا رۇخسەت قىلمىدى، — دېدى.
14 موئابنىڭ ئەمەلدارلىرى قوپۇپ بالاقنىڭ يېنىغا كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ — بالائام بىز بىلەن بىللە كېلىشكە ئۇنىمىدى، — دېدى.
15 شۇنىڭ بىلەن بالاق تېخىمۇ كۆپ ۋە تېخىمۇ مۆتىۋەر ئەمەلدارلارنى ئەۋەتتى،
16 ئۇلار بالائامنىڭ ئالدىغا كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ — «زىپپورنىڭ ئوغلى بالاق مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ — «ھېچنېمە سىلىنىڭ يېنىمغا كېلىشلىرىنى توسۇمىغاي؛
17 چۈنكى مەن ئۆزلىرىنى زور شان‫‪‎-‎‬‬شۆھرەتكە ئېگە قىلىمەن؛ نېمە دېسىلە ماقۇل دەيمەن؛ شۇڭا ماڭا ئەشۇ خەلقنى قارغاپ بەرسىلىلا بولىدۇ»، — دېدى.
18 بالائام بالاقنىڭ خىزمەتكارلىرىغا جاۋابەن‫‪:‬‬ — بالاق ماڭا ئۆزىنىڭ ئالتۇن‫‪‎-‎‬‬كۈمۈشكە لىق تولغان ئۆز ئۆيىنى بەرسىمۇ، مەيلى چوڭ ياكى كىچىك ئىش قىلاي، خۇدايىم پەرۋەردىگارنىڭ ماڭا بۇيرۇغانلىرىدىن ھالقىپ كېتەلمەيمەن.
19 سىلەرمۇ بۈگۈن ئاخشام مۇشۇ يەردە قونۇپ قېلىڭلار، پەرۋەردىگار يەنە شۇ ئىشلار توغرىسىدا ماڭا نېمە دەيدىكىن، شۇنى بىلەي، — دېدى.
20 شۇ كېچىسى خۇدا بالائامنىڭكىگە كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ — ئۇ كىشىلەر سېنى تەكلىپ قىلىپ كەلگەن بولسا، ئۇلار بىلەن بىللە بارغىن، لېكىن سەن مېنىڭ ساڭا ئېيتىدىغانلىرىم بويىچە ئىش قىلىشىڭ كېرەك، — دېدى.
21 بالائام ئەتىگەن تۇرۇپ ئېشىكىنى توقۇپ موئابنىڭ ئەمىرلىرى بىلەن بىللە ماڭدى.
22 خۇدا بالائامنىڭ ماڭغانلىقىدىن غەزەپلەندى؛ پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسى ئۇنى توسۇشقا يولدا تۇراتتى. ئۇ شۇ چاغدا ئېشىكىگە مىنىپ ئىككى غۇلامى بىلەن بىللە كېتىۋاتاتتى.
23 مادا ئېشەك پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسىنىڭ قولىغا قىلىچ ئالغان ھالدا يولدا تۇرغانلىقىنى كۆرۈپ، يولدىن چىقىپ ئېتىزلىق بىلەن مېڭىۋىدى، بالائام ئېشەكنى يولغا چىقىپ مېڭىشقا دۇمبالاپ ئۇردى.
24 پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسى ئىككى تەرىپى توسما تام بىلەن توسالغان ئۈزۈمزارلىقتىكى تار بىر يولدا تۇرۇۋالدى.
25 ئېشەك پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسىنى كۆرۈپ، تامغا قىستىلىپ مېڭىپ، بالائامنىڭ پۇتىنى تامغا قىستاپ يارىلاندۇرۇپ قويدى؛ بالائام ئېشەكنى يەنە دۇمبالىدى.
26 پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسى بولسا يەنە ئالدىغىراق بېرىپ، ئوڭ يا سولغا بۇرۇلۇشقا بولمايدىغان تېخىمۇ تار بىر يەردە كۈتۈپ تۇردى.
27 ئېشەك پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسىنى كۆرۈپ ماڭماي، بالائامنىڭ ئاستىدا يېتىۋالدى؛ بالائام قاتتىق خاپا بولۇپ، ئېشەكنى ھاسىسى بىلەن قاتتىق دۇمبالاپ كەتتى.
28 بۇ چاغدا پەرۋەردىگار ئېشەككە زۇۋان كىرگۈزۈۋىدى، ئېشەك بالائامغا‫‪:‬‬ — مېنى ئۈچ قېتىم دۇمبالايدىغانغا ساڭا نېمە يامانلىق قىپتىمەن؟ — دېۋىدى،
29 بالائام ئېشەككە‫‪:‬‬ — سەن مېنى سەتلەشتۈردۈڭ، قولۇمدا قىلىچ بولغان بولسا ئىدى، سېنى چېپىپ ئۆلتۈرۈۋېتەتتىم! — دېدى.
30 ئېشەك بالائامغا‫‪:‬‬ — مەن سېنىڭكى بولغىنىمدىن تارتىپ مىنىپ كەلگەن ئېشىكىڭ مەن ئەمەسمۇ؟ ئىلگىرى مەن ساڭا مۇشۇنداق قىلىش ئادىتىم بولۇپ باققانمۇ؟ — دېۋىدى، — ياق، — دېدى بالائام.
31 ئەنە شۇ چاغدا پەرۋەردىگار بالائامنىڭ كۆزلىرىنى ئاچتى، بالائام پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسىنىڭ قىلىچىنى غىلىپىدىن چىقىرىپ، يولدا تۇرغانلىقىنى كۆردى؛ ئۇ يەرگە بېشىنى قويۇپ سەجدە قىلدى.
32 پەرۋەردىگارنىڭ پەرىشتىسى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ — سەن ئېشىكىڭنى نېمە ئۈچۈن ئۈچ قېتىم دۇمبالايسەن؟ قارىغىنا، ماڭغان يولۇڭ مېنىڭ نەزىرىمدە تەتۈر بولغاچقا،سېنى توسۇشقا چىققۇچى مەن ئۆزۈم ئىدىم.
33 ئېشەك مېنى كۆرۈپ ئۈچ قېتىم مېنىڭ ئالدىمدىن بۇرۇلۇپ كەتتى؛ ئەگەر ئېشەك مېنىڭ ئالدىمدىن بۇرۇلۇپ كەتمىگەن بولسا، مەن ئاللىقاچان سېنى ئۆلتۈرۈپ ئېشەكنى تىرىك قالدۇرغان بولاتتىم، — دېدى.
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 22 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 22:5-33 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

5 У әлчиләрни Беорниң оғли Балаамниң алдиға, Балаамниң ана жутидики улуқ дәрия бойидики Петор шәһиригә берип, Балаамни чақирип келишкә әвәтип: падишаһимиз: — «Қарисила, бир хәлиқ Мисирдин чиққан еди; мана, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти, мана улар бизниң удулимизға келип чүшти.  
6 Улар мениңдин күчлүк болғачқа, әнди өзлири келип бу хәлиқни мән үчүн бир қарғап бәргән болсила; бәлким мән уларни йеңип, бу зиминдин қоғлап чиқиришим мүмкин; чүнки өзлири кимгә бәхит тилисилә шуниң бәхит қучидиғанлиғини, кимни қарғисила, шуниң қарғишқа қалидиғанлиғини билимән» дәйду, дәңлар, — деди.
7 Моабниң ақсақаллири билән Мидиянниң ақсақаллири қоллирида пал селиш инъамлирини елип маңди; улар Балаамниң алдиға келип Балақниң гәплирини йәткүзди.
8 Балаам уларға: — Бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, мән Пәрвәрдигарниң маңа қилған сөзи бойичә силәргә җавап йәткүзимән, — деди. Шуниң билән Моабниң шу әмирлири Балаамниңкидә қонуп қалди.
9 Худа Балаамниңкигә келип: — Сениң билән биллә турған бу адәмләр ким? — девиди,
10 Балаам Худаға: — Моаб падишаһи Зиппорниң оғли Балақ әлчиләрни әвәтип маңа:
11 «Қарисила, Мисирдин бир хәлиқ чиққан еди, улар пүтүн зиминға ямрап кәтти; бу йәргә келип мениң үчүн уларни қарғап бәрсилә, шундақ қилсила бәлким уларни йеңип, бу йәрдин қоғливетәлишим мүмкин» — деди, — деди.
12 Худа Балаамға: Сән улар билән биллә барсаң болмайду, у хәлиқни қарғисаңму болмайду, чүнки уларға бәхит-бәрикәт ата қилинған, — деди.
13 Балаам әтигән туруп Балақниң әмәлдарлириға: — Силәр өз жутуңларға қайтип кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар мениң силәр билән биллә беришимға рухсәт қилмиди, — деди.
14 Моабниң әмәлдарлири қопуп Балақниң йениға келип униңға: — Балаам биз билән биллә келишкә унимиди, — деди.
15 Шуниң билән Балақ техиму көп вә техиму мөтивәр әмәлдарларни әвәтти,
16 Улар Балаамниң алдиға келип униңға: — «Зиппорниң оғли Балақ мундақ дәйду: — «Һеч немә силиниң йенимға келишлирини тосумиғай;
17 чүнки мән өзлирини зор шан-шөһрәткә егә қилимән; немә десилә мақул дәймән; шуңа маңа әшу хәлиқни қарғап бәрсилила болиду», — деди.
18 Балаам Балақниң хизмәткарлириға җавапән: — Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, мәйли чоң яки кичик иш қилай, Худайим Пәрвәрдигарниң маңа буйруғанлиридин һалқип кетәлмәймән.
19 Силәрму бүгүн ахшам мошу йәрдә қонуп қелиңлар, Пәрвәрдигар йәнә шу ишлар тоғрисида маңа немә дәйдикин, шуни биләй, — деди.
20 Шу кечиси Худа Балаамниңкигә келип униңға: — У кишиләр сени тәклип қилип кәлгән болса, улар билән биллә барғин, лекин сән Мениң саңа ейтидиғанлирим бойичә иш қилишиң керәк, — деди.
21 Балаам әтигән туруп ешигини тоқуп Моабниң әмирлири билән биллә маңди.
22 Худа Балаамниң маңғанлиғидин ғәзәпләнди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни тосушқа йолда туратти. У шу чағда ешигигә минип икки ғулами билән биллә кетивататти.
23 Мада ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қолиға қилич алған һалда йолда турғанлиғини көрүп, йолдин чиқип етизлиқ билән меңивиди, Балаам ешәкни йолға чиқип меңишқа думбалап урди.
24 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси икки тәрипи тосма там билән тосалған үзүмзарлиқтики тар бир йолда турувалди.
25 Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп, тамға қистилип меңип, Балаамниң путини тамға қистап яриландуруп қойди; Балаам ешәкни йәнә думбалиди.
26 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса йәнә алдиғирақ берип, оң я солға бурулушқа болмайдиған техиму тар бир йәрдә күтүп турди.
27 Ешәк Пәрвәрдигарниң Пәриштисини көрүп маңмай, Балаамниң астида йетивалди; Балаам қаттиқ хапа болуп, ешәкни һасиси билән қаттиқ думбалап кәтти.
28 Бу чағда Пәрвәрдигар ешәккә зуван киргүзүвиди, ешәк Балаамға: — Мени үч қетим думбалайдиғанға саңа немә яманлиқ қиптимән? — девиди,
29 Балаам ешәккә: — Сән мени сәтләштүрдүң, қолумда қилич болған болса еди, сени чепип өлтүрүветәттим! — деди.
30 Ешәк Балаамға: — Мән сениңки болғинимдин тартип минип кәлгән ешигиң мән әмәсму? Илгири мән саңа мушундақ қилиш адитим болуп баққанму? — девиди, — Яқ, — деди Балаам.
31 Әнә шу чағда Пәрвәрдигар Балаамниң көзлирини ачти, Балаам Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличини ғилипидин чиқирип, йолда турғанлиғини көрди; у йәргә бешини қоюп сәҗдә қилди.
32 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Сән ешигиңни немә үчүн үч қетим думбалайсән? Қариғина, маңған йолуң Мениң нәзиримдә тәтүр болғачқа, сени тосушқа чиққучи Мән Өзүм едим.
33 Ешәк Мени көрүп үч қетим Мениң алдимдин бурулуп кәтти; әгәр ешәк Мениң алдимдин бурулуп кәтмигән болса, Мән аллиқачан сени өлтүрүп ешәкни тирик қалдурған болаттим, — деди.
Чөл-баявандики сәпәр 22 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 22:5-33 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

5 U elchilerni Béorning oghli Balaamning aldigha, Balaamning ana yurtidiki ulugh derya boyidiki Pétor shehirige bérip, Balaamni chaqirip kélishke ewetip: padishahimiz: — «Qarisila, bir xelq Misirdin chiqqanidi; mana, ular pütün zémin'gha yamrap ketti, mana ular bizning udulimizgha kélip chüshti.  
6 Ular méningdin küchlük bolghachqa, emdi özliri kélip bu xelqni men üchün bir qarghap bergen bolsila; belkim men ularni yéngip, bu zémindin qoghlap chiqirishim mümkin; chünki özliri kimge bext tilisile shuning bext quchidighanliqini, kimni qarghisila, shuning qarghishqa qalidighanliqini bilimen» deydu, denglar, — dédi.
7 Moabning aqsaqalliri bilen Midiyanning aqsaqalliri qollirida pal sélish inamlirini élip mangdi; ular Balaamning aldigha kélip Balaqning geplirini yetküzdi.
8 Balaam ulargha: — Bügün axsham mushu yerde qonup qélinglar, men Perwerdigarning manga qilghan sözi boyiche silerge jawap yetküzimen, — dédi. Shuning bilen Moabning shu emirliri Balaamningkide qonup qaldi.
9 Xuda Balaamningkige kélip: — Séning bilen bille turghan bu ademler kim? — déwidi,
10 Balaam Xudagha: — Moab padishahi Zipporning oghli Balaq elchilerni ewetip manga:
11 «Qarisila, Misirdin bir xelq chiqqanidi, ular pütün zémin'gha yamrap ketti; bu yerge kélip méning üchün ularni qarghap bersile, shundaq qilsila belkim ularni yéngip, bu yerdin qoghliwételishim mümkin» — dédi, — dédi.
12 Xuda Balaamgha: Sen ular bilen bille barsang bolmaydu, u xelqni qarghisangmu bolmaydu, chünki ulargha bext-beriket ata qilin'ghan, — dédi.
13 Balaam etigen turup Balaqning emeldarlirigha: — Siler öz yurtunglargha qaytip kétinglar, chünki Perwerdigar méning siler bilen bille bérishimgha ruxset qilmidi, — dédi.
14 Moabning emeldarliri qopup Balaqning yénigha kélip uninggha: — Balaam biz bilen bille kélishke unimidi, — dédi.
15 Shuning bilen Balaq téximu köp we téximu mötiwer emeldarlarni ewetti,
16 Ular Balaamning aldigha kélip uninggha: — «Zipporning oghli Balaq mundaq deydu: — «Héchnéme silining yénimgha kélishlirini tosumighay;
17 chünki men özlirini zor shan-shöhretke ige qilimen; néme désile maqul deymen; shunga manga eshu xelqni qarghap bersilila bolidu», — dédi.
18 Balaam Balaqning xizmetkarlirigha jawaben: — Balaq manga özining altun-kümüshke liq tolghan öz öyini bersimu, meyli chong yaki kichik ish qilay, Xudayim Perwerdigarning manga buyrughanliridin halqip kételmeymen.
19 Silermu bügün axsham mushu yerde qonup qélinglar, Perwerdigar yene shu ishlar toghrisida manga néme deydikin, shuni biley, — dédi.
20 Shu kéchisi Xuda Balaamningkige kélip uninggha: — U kishiler séni teklip qilip kelgen bolsa, ular bilen bille barghin, lékin sen Méning sanga éytidighanlirim boyiche ish qilishing kérek, — dédi.
21 Balaam etigen turup éshikini toqup Moabning emirliri bilen bille mangdi.
22 Xuda Balaamning mangghanliqidin ghezeplendi; Perwerdigarning Perishtisi uni tosushqa yolda turatti. U shu chaghda éshikige minip ikki ghulami bilen bille kétiwatatti.
23 Mada éshek Perwerdigarning Perishtisining qoligha qilich alghan halda yolda turghanliqini körüp, yoldin chiqip étizliq bilen méngiwidi, Balaam éshekni yolgha chiqip méngishqa dumbalap urdi.
24 Perwerdigarning Perishtisi ikki teripi tosma tam bilen tosalghan üzümzarliqtiki tar bir yolda turuwaldi.
25 Éshek Perwerdigarning Perishtisini körüp, tamgha qistilip méngip, Balaamning putini tamgha qistap yarilandurup qoydi; Balaam éshekni yene dumbalidi.
26 Perwerdigarning Perishtisi bolsa yene aldighiraq bérip, ong ya solgha burulushqa bolmaydighan téximu tar bir yerde kütüp turdi.
27 Éshek Perwerdigarning Perishtisini körüp mangmay, Balaamning astida yétiwaldi; Balaam qattiq xapa bolup, éshekni hasisi bilen qattiq dumbalap ketti.
28 Bu chaghda Perwerdigar éshekke zuwan kirgüzüwidi, éshek Balaamgha: — Méni üch qétim dumbalaydighan'gha sanga néme yamanliq qiptimen? — déwidi,
29 Balaam éshekke: — Sen méni setleshtürdüng, qolumda qilich bolghan bolsa idi, séni chépip öltürüwétettim! — dédi.
30 Éshek Balaamgha: — Men séningki bolghinimdin tartip minip kelgen éshiking men emesmu? Ilgiri men sanga mushundaq qilish aditim bolup baqqanmu? — déwidi, — Yaq, — dédi Balaam.
31 Ene shu chaghda Perwerdigar Balaamning közlirini achti, Balaam Perwerdigarning Perishtisining qilichini ghilipidin chiqirip, yolda turghanliqini kördi; u yerge béshini qoyup sejde qildi.
32 Perwerdigarning Perishtisi uninggha: — Sen éshikingni néme üchün üch qétim dumbalaysen? Qarighina, mangghan yolung Méning nezirimde tetür bolghachqa, séni tosushqa chiqquchi Men Özüm idim.
33 Éshek Méni körüp üch qétim Méning aldimdin burulup ketti; eger éshek Méning aldimdin burulup ketmigen bolsa, Men alliqachan séni öltürüp éshekni tirik qaldurghan bolattim, — dédi.
Chöl-bayawandiki seper 22 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 22:5-33 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

5 U ǝlqilǝrni Beorning oƣli Balaamning aldiƣa, Balaamning ana yurtidiki uluƣ dǝrya boyidiki Petor xǝⱨirigǝ berip, Balaamni qaⱪirip kelixkǝ ǝwǝtip: padixaⱨimiz: — «Ⱪarisila, bir hǝlⱪ Misirdin qiⱪⱪanidi; mana, ular pütün zeminƣa yamrap kǝtti, mana ular bizning udulimizƣa kelip qüxti.  
6 Ular meningdin küqlük bolƣaqⱪa, ǝmdi ɵzliri kelip bu hǝlⱪni mǝn üqün bir ⱪarƣap bǝrgǝn bolsila; bǝlkim mǝn ularni yengip, bu zemindin ⱪoƣlap qiⱪirixim mümkin; qünki ɵzliri kimgǝ bǝht tilisilǝ xuning bǝht ⱪuqidiƣanliⱪini, kimni ⱪarƣisila, xuning ⱪarƣixⱪa ⱪalidiƣanliⱪini bilimǝn» dǝydu, dǝnglar, — dedi.
7 Moabning aⱪsaⱪalliri bilǝn Midiyanning aⱪsaⱪalliri ⱪollirida pal selix inamlirini elip mangdi; ular Balaamning aldiƣa kelip Balaⱪning gǝplirini yǝtküzdi.
8 Balaam ularƣa: — Bügün ahxam muxu yǝrdǝ ⱪonup ⱪelinglar, mǝn Pǝrwǝrdigarning manga ⱪilƣan sɵzi boyiqǝ silǝrgǝ jawap yǝtküzimǝn, — dedi. Xuning bilǝn Moabning xu ǝmirliri Balaamningkidǝ ⱪonup ⱪaldi.
9 Huda Balaamningkigǝ kelip: — Sening bilǝn billǝ turƣan bu adǝmlǝr kim? — dewidi,
10 Balaam Hudaƣa: — Moab padixaⱨi Zipporning oƣli Balaⱪ ǝlqilǝrni ǝwǝtip manga:
11 «Ⱪarisila, Misirdin bir hǝlⱪ qiⱪⱪanidi, ular pütün zeminƣa yamrap kǝtti; bu yǝrgǝ kelip mening üqün ularni ⱪarƣap bǝrsilǝ, xundaⱪ ⱪilsila bǝlkim ularni yengip, bu yǝrdin ⱪoƣliwetǝlixim mümkin» — dedi, — dedi.
12 Huda Balaamƣa: Sǝn ular bilǝn billǝ barsang bolmaydu, u hǝlⱪni ⱪarƣisangmu bolmaydu, qünki ularƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilinƣan, — dedi.
13 Balaam ǝtigǝn turup Balaⱪning ǝmǝldarliriƣa: — Silǝr ɵz yurtunglarƣa ⱪaytip ketinglar, qünki Pǝrwǝrdigar mening silǝr bilǝn billǝ beriximƣa ruhsǝt ⱪilmidi, — dedi.
14 Moabning ǝmǝldarliri ⱪopup Balaⱪning yeniƣa kelip uningƣa: — Balaam biz bilǝn billǝ kelixkǝ unimidi, — dedi.
15 Xuning bilǝn Balaⱪ tehimu kɵp wǝ tehimu mɵtiwǝr ǝmǝldarlarni ǝwǝtti,
16 Ular Balaamning aldiƣa kelip uningƣa: — «Zipporning oƣli Balaⱪ mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨeqnemǝ silining yenimƣa kelixlirini tosumiƣay;
17 qünki mǝn ɵzlirini zor xan-xɵⱨrǝtkǝ igǝ ⱪilimǝn; nemǝ desilǝ maⱪul dǝymǝn; xunga manga ǝxu hǝlⱪni ⱪarƣap bǝrsilila bolidu», — dedi.
18 Balaam Balaⱪning hizmǝtkarliriƣa jawabǝn: — Balaⱪ manga ɵzining altun-kümüxkǝ liⱪ tolƣan ɵz ɵyini bǝrsimu, mǝyli qong yaki kiqik ix ⱪilay, Hudayim Pǝrwǝrdigarning manga buyruƣanliridin ⱨalⱪip ketǝlmǝymǝn.
19 Silǝrmu bügün ahxam muxu yǝrdǝ ⱪonup ⱪelinglar, Pǝrwǝrdigar yǝnǝ xu ixlar toƣrisida manga nemǝ dǝydikin, xuni bilǝy, — dedi.
20 Xu keqisi Huda Balaamningkigǝ kelip uningƣa: — U kixilǝr seni tǝklip ⱪilip kǝlgǝn bolsa, ular bilǝn billǝ barƣin, lekin sǝn Mening sanga eytidiƣanlirim boyiqǝ ix ⱪilixing kerǝk, — dedi.
21 Balaam ǝtigǝn turup exikini toⱪup Moabning ǝmirliri bilǝn billǝ mangdi.
22 Huda Balaamning mangƣanliⱪidin ƣǝzǝplǝndi; Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uni tosuxⱪa yolda turatti. U xu qaƣda exikigǝ minip ikki ƣulami bilǝn billǝ ketiwatatti.
23 Mada exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining ⱪoliƣa ⱪiliq alƣan ⱨalda yolda turƣanliⱪini kɵrüp, yoldin qiⱪip etizliⱪ bilǝn mengiwidi, Balaam exǝkni yolƣa qiⱪip mengixⱪa dumbalap urdi.
24 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi ikki tǝripi tosma tam bilǝn tosalƣan üzümzarliⱪtiki tar bir yolda turuwaldi.
25 Exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisini kɵrüp, tamƣa ⱪistilip mengip, Balaamning putini tamƣa ⱪistap yarilandurup ⱪoydi; Balaam exǝkni yǝnǝ dumbalidi.
26 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi bolsa yǝnǝ aldiƣiraⱪ berip, ong ya solƣa buruluxⱪa bolmaydiƣan tehimu tar bir yǝrdǝ kütüp turdi.
27 Exǝk Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisini kɵrüp mangmay, Balaamning astida yetiwaldi; Balaam ⱪattiⱪ hapa bolup, exǝkni ⱨasisi bilǝn ⱪattiⱪ dumbalap kǝtti.
28 Bu qaƣda Pǝrwǝrdigar exǝkkǝ zuwan kirgüzüwidi, exǝk Balaamƣa: — Meni üq ⱪetim dumbalaydiƣanƣa sanga nemǝ yamanliⱪ ⱪiptimǝn? — dewidi,
29 Balaam exǝkkǝ: — Sǝn meni sǝtlǝxtürdüng, ⱪolumda ⱪiliq bolƣan bolsa idi, seni qepip ɵltürüwetǝttim! — dedi.
30 Exǝk Balaamƣa: — Mǝn seningki bolƣinimdin tartip minip kǝlgǝn exiking mǝn ǝmǝsmu? Ilgiri mǝn sanga muxundaⱪ ⱪilix aditim bolup baⱪⱪanmu? — dewidi, — Yaⱪ, — dedi Balaam.
31 Ənǝ xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Balaamning kɵzlirini aqti, Balaam Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining ⱪiliqini ƣilipidin qiⱪirip, yolda turƣanliⱪini kɵrdi; u yǝrgǝ bexini ⱪoyup sǝjdǝ ⱪildi.
32 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa: — Sǝn exikingni nemǝ üqün üq ⱪetim dumbalaysǝn? Ⱪariƣina, mangƣan yolung Mening nǝzirimdǝ tǝtür bolƣaqⱪa, seni tosuxⱪa qiⱪⱪuqi Mǝn Ɵzüm idim.
33 Exǝk Meni kɵrüp üq ⱪetim Mening aldimdin burulup kǝtti; ǝgǝr exǝk Mening aldimdin burulup kǝtmigǝn bolsa, Mǝn alliⱪaqan seni ɵltürüp exǝkni tirik ⱪaldurƣan bolattim, — dedi.
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 22 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)