Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «2» 15:1-30 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «2» 15:1-30 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى يەروبوئامنىڭ سەلتەنىتىنىڭ يىگىرمە يەتتىنچى يىلىدا ئامازىيانىڭ ئوغلى ئازارىيا يەھۇدانىڭ پادىشاھى بولدى.   
2 ئون ئالتە ياشقا كىرگەندە پادىشاھ بولۇپ يېرۇسالېمدا ئەللىك ئىككى يىل سەلتەنەت قىلدى. ئۇنىڭ ئانىسىنىڭ ئىسمى يەكولىيا بولۇپ، ئۇ يېرۇسالېملىق ئىدى.
3 ئۇ ئاتىسى ئامازىيانىڭ بارلىق قىلغانلىرىدەك پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە دۇرۇس بولغاننى قىلاتتى.
4 پەقەت «يۇقىرى جايلار»لا يوقىتىلمىدى؛ خەلق يەنىلا «يۇقىرى جايلار»غا چىقىپ قۇربانلىق قىلىپ خۇشبۇي ياقاتتى.
5 ئەمما پەرۋەردىگار پادىشاھنى ئۇرۇپ، ئۇنىڭ ئۆلۈمىگىچە ئۇنى ماخاۋ كېسىلىگە مۇپتىلا قىلغاچ، ئۇ ئايرىم ئۆيدە تۇراتتى ۋە پادىشاھنىڭ ئوغلى يوتام ئوردىنى باشقۇرۇپ يۇرتنىڭ خەلقىنىڭ ئۈستىگە ھۆكۈم سۈرەتتى.
6 ئازارىيانىڭ باشقا ئەمەللىرى ھەم قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى «يەھۇدا پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
7 ئازارىيا ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىنىڭ ئارىسىدا ئۇخلىدى؛ كىشىلەر ئۇنى «داۋۇتنىڭ شەھىرى»دە ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىنىڭ ئارىسىدا دەپنە قىلدى. ئوغلى يوتام ئۇنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
8 يەھۇدا پادىشاھى ئازارىيانىڭ سەلتەنىتىنىڭ ئوتتۇز سەككىزىنچى يىلىدا، يەروبوئامنىڭ ئوغلى زەكەرىيا سامارىيەدە ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ، ئالتە ئاي سەلتەنەت قىلدى.
9 ئۇ ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرى قىلغاندەك پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغاننى قىلاتتى؛ ئۇ ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ گۇناھلىرىدىن چىقمىدى.
10 يابەشنىڭ ئوغلى شاللۇم ئۇنىڭغا قەست قىلىپ، ئۇنى خەلقنىڭ ئالدىدا ئۇرۇپ ئۆلتۈردى ۋە ئۇنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
11 زەكەرىيانىڭ باشقا ئىشلىرى ھەم قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
12 ئۇنىڭ ئۆلتۈرۈلۈشى پەرۋەردىگارنىڭ يەھۇغا‫‪:‬‬ ــ سېنىڭ ئوغۇللىرىڭ تۆتىنچى نەسلىگىچە ئىسرائىلنىڭ تەختىدە ئولتۇرىدۇ، دېگەن سۆزىنى ئەمەلگە ئاشۇردى. دەرۋەقە شۇنداق بولدى.
13 يابەشنىڭ ئوغلى شاللۇم يەھۇدا پادىشاھى ئازارىيانىڭ سەلتەنىتىنىڭ ئوتتۇز توققۇزىنچى يىلىدا پادىشاھ بولۇپ، سامارىيەدە تولۇق بىر ئاي سەلتەنەت قىلدى.
14 گادىنىڭ ئوغلى مەناھەم تىرزاھدىن چىقىپ، سامارىيەگە كېلىپ، يابەشنىڭ ئوغلى شاللۇمنى شۇ يەردە ئۇرۇپ ئۆلتۈردى ۋە ئۇنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
15 شاللۇمنىڭ باشقا ئىشلىرى، جۈملىدىن ئۇنىڭ قەست قىلىشلىرى، مانا «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەندۇر.
16 شۇ چاغدا مەناھەم تىپساھ شەھىرىگە ھۇجۇم قىلىپ، ئۇ يەردە تۇرۇۋاتقانلارنىڭ ھەممىسىنى ئۆلتۈردى؛ ئۇ يەنە تىرزاھدىن تارتىپ ئۇنىڭغا تەۋە بارلىق زېمىنلىرىنى ۋەيران قىلدى. ئۇلار تەن بېرىپ دەرۋازىنى ئاچمىغىنى ئۈچۈن شەھەرگە شۇنداق ھۇجۇم قىلدىكى، ھەتتا ئۇنىڭدىكى جىمى ھامىلىدار ئاياللارنىڭ قارنىنى يىرتىپ ئۆلتۈردى.
17 يەھۇدا پادىشاھى ئازارىيا سەلتەنىتىنىڭ ئوتتۇز توققۇزىنچى يىلىدا، گادىنىڭ ئوغلى مەناھەم ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ، سامارىيەدە ئون يىل سەلتەنەت قىلدى.
18 ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغاننى قىلىپ، پۈتۈن ئۆمرىدە ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ گۇناھلىرىدىن چىقمىدى.
19 ئاسۇرىيەنىڭ پادىشاھى پۇل ئىسرائىل زېمىنىغا تاجاۋۇز قىلدى؛ ئۇ ۋاقىتتا مەناھەم‫‪:‬‬ «پادىشاھلىقىمنىڭ مۇستەھكەملىكى ئۈچۈن ماڭا ياردەم قىلغايلا» دەپ ئۇنىڭغا مىڭ تالانت كۈمۈش بەردى.   
20 مەناھەم ئاسۇرىيەنىڭ پادىشاھىغا بېرىدىغان شۇ پۇلنى ئىسرائىلنىڭ ھەممە باي ئادەملىرىگە باج سېلىش بىلەن ئالدى؛ ئۇ ھەربىرىدىن ئەللىك شەكەل كۈمۈش ئالدى. شۇنىڭ بىلەن ئاسۇرىيەنىڭ پادىشاھى قايتىپ كەتتى ۋە بۇ زېمىندا تۇرۇپ قالمىدى.
21 مەناھەمنىڭ باشقا ئىشلىرى ھەم قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟
22 مەناھەم ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىنىڭ ئارىسىدا ئۇخلىدى ۋە ئوغلى پەكاھىيا ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
23 يەھۇدا پادىشاھى ئازارىيانىڭ سەلتەنىتىنىڭ ئەللىكىنچى يىلىدا، مەناھەمنىڭ ئوغلى پەكاھىيا سامارىيەدە ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ، ئىككى يىل سەلتەنەت قىلدى.
24 ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغاننى قىلىپ، ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ گۇناھلىرىدىن چىقمىدى.
25 ۋە ئۇنىڭ سەردارى رەمالىيانىڭ ئوغلى پىكاھ ئۇنىڭغا قەست قىلىپ ئۇنى سامارىيەدە، پادىشاھ ئوردىسىدىكى قەلئەدە ئۆلتۈردى؛ شۇ ئىشتا ئارگوب بىلەن ئارىيە ۋە ئەللىك گىلېئادلىق كىشى پىكاھ تەرەپتە تۇردى؛ ئۇ پەكاھىيانى ئۆلتۈرۈپ ئۇنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
26 پەكاھىيانىڭ باشقا ئىشلىرى ھەم قىلغانلىرىنىڭ ھەممىسى بولسا، مانا «ئىسرائىل پادىشاھلىرىنىڭ تارىخ‫‪‎-‎‬‬تەزكىرىلىرى» دېگەن كىتابتا پۈتۈلگەندۇر.
27 يەھۇدانىڭ پادىشاھى ئازارىيانىڭ سەلتەنىتىنىڭ ئەللىك ئىككىنچى يىلىدا، رەمالىيانىڭ ئوغلى پىكاھ سامارىيەدە ئىسرائىلغا پادىشاھ بولۇپ، يىگىرمە يىل سەلتەنەت قىلدى.
28 ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغاننى قىلىپ ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ گۇناھلىرىدىن چىقمىدى.
29 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى پىكاھنىڭ كۈنلىرىدە ئاسۇرىيەنىڭ پادىشاھى تىگلات‫‪‎-‎‬‬پىلەسەر كېلىپ ئىيون، ئابەل‫‪‎-‎‬‬بەيت‫‪‎-‎‬‬مائاكاھ، يانوئاھ، كەدەش، ھازور، گىلېئاد، گالىلىيە، جۈملىدىن نافتالىنىڭ پۈتكۈل زېمىنىنى ئىشغال قىلىپ، شۇ يەردىكى خەلقنى تۇتقۇن قىلىپ، ئاسۇرىيەگە ئېلىپ باردى.
30 ئەلاھنىڭ ئوغلى ھوشىيا رەمالىيانىڭ ئوغلى پىكاھغا قەست قىلىپ ئۇنى ئۆلتۈردى. ئۇززىيانىڭ ئوغلى يوتامنىڭ سەلتەنىتىنىڭ يىگىرمىنچى يىلىدا، ئۇ پىكاھنىڭ ئورنىدا پادىشاھ بولدى.
پادىشاھلار «2» 15 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «2» 15:1-30 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Исраилниң падишаһи Йәробоамниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Амазияниң оғли Азария Йәһуданиң падишаһи болди.   
2 Он алтә яшқа киргәндә падишаһ болуп Йерусалимда әллик икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, у Йерусалимлиқ еди.
3 У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
4 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5 Амма Пәрвәрдигар падишаһни уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти вә падишаһниң оғли Йотам ордини башқуруп жутниң хәлқиниң үстигә һөкүм сүрәтти.
6 Азарияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
7 Азария ата-бовилириниң арисида ухлиди; кишиләр уни «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң арисида дәпнә қилди. Оғли Йотам униң орнида падишаһ болди.
8 Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида, Йәробоамниң оғли Зәкәрия Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, алтә ай сәлтәнәт қилди.
9 У ата-бовилири қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
10 Ябәшниң оғли Шаллум униңға қәст қилип, уни хәлиқниң алдида уруп өлтүрди вә униң орнида падишаһ болди.
11 Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
12 Униң өлтүрүлүши Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.
13 Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падишаһ болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди.
14 Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падишаһ болди.
15 Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16 Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
17 Йәһуда падишаһи Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падишаһ болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди.
18 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
19 Асурийәниң падишаһи Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди.   
20 Мәнаһәм Асурийәниң падишаһиға беридиған шу пулни Исраилниң һәммә бай адәмлиригә баҗ селиш билән алди; у һәр биридин әллик шәкәл күмүч алди. Шуниң билән Асурийәниң падишаһи қайтип кәтти вә бу зиминда туруп қалмиди.
21 Мәнаһәмниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
22 Мәнаһәм ата-бовилириниң арисида ухлиди вә оғли Пәкаһия орнида падишаһ болди.
23 Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң әллигинчи жилида, Мәнаһәмниң оғли Пәкаһия Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
24 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
25 Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падишаһ ордисидики қәләдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падишаһ болди.
26 Пәкаһияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
27 Йәһуданиң падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң әллик иккинчи жилида, Рәмалияниң оғли Пикаһ Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, жигирмә жил сәлтәнәт қилди.
28 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
29 Исраилниң падишаһи Пикаһниң күнлиридә Асурийәниң падишаһи Тиглат-Пиләсәр келип Ийон, Абәл-Бәйт-Маакаһ, Яноаһ, Кәдәш, Һазор, Гилеад, Галилийә, җүмлидин Нафталиниң пүткүл зиминини ишғал қилип, шу йәрдики хәлиқни тутқун қилип, Асурийәгә елип барди.
30 Әлаһниң оғли Һошия Рәмалияниң оғли Пикаһға қәст қилип уни өлтүрди. Уззияниң оғли Йотамниң сәлтәнитиниң жигирминчи жилида, у Пикаһниң орнида падишаһ болди.
Падишаһлар «2» 15 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «2» 15:1-30 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Israilning padishahi Yeroboamning seltenitining yigirme yettinchi yilida Amaziyaning oghli Azariya Yehudaning padishahi boldi.   
2 On alte yashqa kirgende padishah bolup Yérusalémda ellik ikki yil seltenet qildi. Uning anisining ismi Yekoliya bolup, u Yérusalémliq idi.
3 U atisi Amaziyaning barliq qilghanliridek Perwerdigarning neziride durus bolghanni qilatti.
4 Peqet «yuqiri jaylar»la yoqitilmidi; xelq yenila «yuqiri jaylar»gha chiqip qurbanliq qilip xushbuy yaqatti.
5 Emma Perwerdigar padishahni urup, uning ölümigiche uni maxaw késilige muptila qilghach, u ayrim öyde turatti we padishahning oghli Yotam ordini bashqurup yurtning xelqining üstige höküm süretti.
6 Azariyaning bashqa emelliri hem qilghanlirining hemmisi «Yehuda padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
7 Azariya ata-bowilirining arisida uxlidi; kishiler uni «Dawutning shehiri»de ata-bowilirining arisida depne qildi. Oghli Yotam uning ornida padishah boldi.
8 Yehuda padishahi Azariyaning seltenitining ottuz sekkizinchi yilida, Yeroboamning oghli Zekeriya Samariyede Israilgha padishah bolup, alte ay seltenet qildi.
9 U ata-bowiliri qilghandek Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilatti; u Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahliridin chiqmidi.
10 Yabeshning oghli Shallum uninggha qest qilip, uni xelqning aldida urup öltürdi we uning ornida padishah boldi.
11 Zekeriyaning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
12 Uning öltürülüshi Perwerdigarning Yehugha: — Séning oghulliring tötinchi nesligiche Israilning textide olturidu, dégen sözini emelge ashurdi. Derweqe shundaq boldi.
13 Yabeshning oghli Shallum Yehuda padishahi Azariyaning seltenitining ottuz toqquzinchi yilida padishah bolup, Samariyede toluq bir ay seltenet qildi.
14 Gadining oghli Menahem Tirzahdin chiqip, Samariyege kélip, Yabeshning oghli Shallumni shu yerde urup öltürdi we uning ornida padishah boldi.
15 Shallumning bashqa ishliri, jümlidin uning qest qilishliri, mana «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgendur.
16 Shu chaghda Menahem Tipsah shehirige hujum qilip, u yerde turuwatqanlarning hemmisini öltürdi; u yene Tirzahdin tartip uninggha tewe barliq zéminlirini weyran qildi. Ular ten bérip derwazini achmighini üchün sheherge shundaq hujum qildiki, hetta uningdiki jimi hamilidar ayallarning qarnini yirtip öltürdi.
17 Yehuda padishahi Azariya seltenitining ottuz toqquzinchi yilida, Gadining oghli Menahem Israilgha padishah bolup, Samariyede on yil seltenet qildi.
18 U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, pütün ömride Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahliridin chiqmidi.
19 Asuriyening padishahi Pul Israil zéminigha tajawuz qildi; u waqitta Menahem: «Padishahliqimning mustehkemliki üchün manga yardem qilghayla» dep uninggha ming talant kümüsh berdi.   
20 Menahem Asuriyening padishahigha béridighan shu pulni Israilning hemme bay ademlirige baj sélish bilen aldi; u herbiridin ellik shekel kümüsh aldi. Shuning bilen Asuriyening padishahi qaytip ketti we bu zéminda turup qalmidi.
21 Menahemning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
22 Menahem ata-bowilirining arisida uxlidi we oghli Pekahiya ornida padishah boldi.
23 Yehuda padishahi Azariyaning seltenitining ellikinchi yilida, Menahemning oghli Pekahiya Samariyede Israilgha padishah bolup, ikki yil seltenet qildi.
24 U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahliridin chiqmidi.
25 We uning serdari Remaliyaning oghli Pikah uninggha qest qilip uni Samariyede, padishah ordisidiki qelede öltürdi; shu ishta Argob bilen Ariye we ellik Giléadliq kishi Pikah terepte turdi; u Pekahiyani öltürüp uning ornida padishah boldi.
26 Pekahiyaning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi bolsa, mana «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgendur.
27 Yehudaning padishahi Azariyaning seltenitining ellik ikkinchi yilida, Remaliyaning oghli Pikah Samariyede Israilgha padishah bolup, yigirme yil seltenet qildi.
28 U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahliridin chiqmidi.
29 Israilning padishahi Pikahning künliride Asuriyening padishahi Tiglat-Pileser kélip Iyon, Abel-Beyt-Maakah, Yanoah, Kedesh, Hazor, Giléad, Galiliye, jümlidin Naftalining pütkül zéminini ishghal qilip, shu yerdiki xelqni tutqun qilip, Asuriyege élip bardi.
30 Elahning oghli Hoshiya Remaliyaning oghli Pikahgha qest qilip uni öltürdi. Uzziyaning oghli Yotamning seltenitining yigirminchi yilida, u Pikahning ornida padishah boldi.
Padishahlar «2» 15 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «2» 15:1-30 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Israilning padixaⱨi Yǝroboamning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yilida Amaziyaning oƣli Azariya Yǝⱨudaning padixaⱨi boldi.   
2 On altǝ yaxⱪa kirgǝndǝ padixaⱨ bolup Yerusalemda ǝllik ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Yǝkoliya bolup, u Yerusalemliⱪ idi.
3 U atisi Amaziyaning barliⱪ ⱪilƣanliridǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti.
4 Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmidi; hǝlⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»ƣa qiⱪip ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti.
5 Əmma Pǝrwǝrdigar padixaⱨni urup, uning ɵlümigiqǝ uni mahaw kesiligǝ muptila ⱪilƣaq, u ayrim ɵydǝ turatti wǝ padixaⱨning oƣli Yotam ordini baxⱪurup yurtning hǝlⱪining üstigǝ ⱨɵküm sürǝtti.
6 Azariyaning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
7 Azariya ata-bowilirining arisida uhlidi; kixilǝr uni «Dawutning xǝⱨiri»dǝ ata-bowilirining arisida dǝpnǝ ⱪildi. Oƣli Yotam uning ornida padixaⱨ boldi.
8 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ottuz sǝkkizinqi yilida, Yǝroboamning oƣli Zǝkǝriya Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, altǝ ay sǝltǝnǝt ⱪildi.
9 U ata-bowiliri ⱪilƣandǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti; u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
10 Yabǝxning oƣli Xallum uningƣa ⱪǝst ⱪilip, uni hǝlⱪning aldida urup ɵltürdi wǝ uning ornida padixaⱨ boldi.
11 Zǝkǝriyaning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
12 Uning ɵltürülüxi Pǝrwǝrdigarning Yǝⱨuƣa: — Sening oƣulliring tɵtinqi nǝsligiqǝ Israilning tǝhtidǝ olturidu, degǝn sɵzini ǝmǝlgǝ axurdi. Dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ boldi.
13 Yabǝxning oƣli Xallum Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ottuz toⱪⱪuzinqi yilida padixaⱨ bolup, Samariyǝdǝ toluⱪ bir ay sǝltǝnǝt ⱪildi.
14 Gadining oƣli Mǝnaⱨǝm Tirzaⱨdin qiⱪip, Samariyǝgǝ kelip, Yabǝxning oƣli Xallumni xu yǝrdǝ urup ɵltürdi wǝ uning ornida padixaⱨ boldi.
15 Xallumning baxⱪa ixliri, jümlidin uning ⱪǝst ⱪilixliri, mana «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
16 Xu qaƣda Mǝnaⱨǝm Tipsaⱨ xǝⱨirigǝ ⱨujum ⱪilip, u yǝrdǝ turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini ɵltürdi; u yǝnǝ Tirzaⱨdin tartip uningƣa tǝwǝ barliⱪ zeminlirini wǝyran ⱪildi. Ular tǝn berip dǝrwazini aqmiƣini üqün xǝⱨǝrgǝ xundaⱪ ⱨujum ⱪildiki, ⱨǝtta uningdiki jimi ⱨamilidar ayallarning ⱪarnini yirtip ɵltürdi.
17 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariya sǝltǝnitining ottuz toⱪⱪuzinqi yilida, Gadining oƣli Mǝnaⱨǝm Israilƣa padixaⱨ bolup, Samariyǝdǝ on yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
18 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, pütün ɵmridǝ Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
19 Asuriyǝning padixaⱨi Pul Israil zeminiƣa tajawuz ⱪildi; u waⱪitta Mǝnaⱨǝm: «Padixaⱨliⱪimning mustǝⱨkǝmliki üqün manga yardǝm ⱪilƣayla» dǝp uningƣa ming talant kümüx bǝrdi.   
20 Mǝnaⱨǝm Asuriyǝning padixaⱨiƣa beridiƣan xu pulni Israilning ⱨǝmmǝ bay adǝmlirigǝ baj selix bilǝn aldi; u ⱨǝrbiridin ǝllik xǝkǝl kümüx aldi. Xuning bilǝn Asuriyǝning padixaⱨi ⱪaytip kǝtti wǝ bu zeminda turup ⱪalmidi.
21 Mǝnaⱨǝmning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
22 Mǝnaⱨǝm ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ oƣli Pǝkaⱨiya ornida padixaⱨ boldi.
23 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ǝllikinqi yilida, Mǝnaⱨǝmning oƣli Pǝkaⱨiya Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
24 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
25 Wǝ uning sǝrdari Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨ uningƣa ⱪǝst ⱪilip uni Samariyǝdǝ, padixaⱨ ordisidiki ⱪǝlǝdǝ ɵltürdi; xu ixta Argob bilǝn Ariyǝ wǝ ǝllik Gileadliⱪ kixi Pikaⱨ tǝrǝptǝ turdi; u Pǝkaⱨiyani ɵltürüp uning ornida padixaⱨ boldi.
26 Pǝkaⱨiyaning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa, mana «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
27 Yǝⱨudaning padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ǝllik ikkinqi yilida, Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨ Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, yigirmǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
28 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
29 Israilning padixaⱨi Pikaⱨning künliridǝ Asuriyǝning padixaⱨi Tiglat-Pilǝsǝr kelip Iyon, Abǝl-Bǝyt-Maakaⱨ, Yanoaⱨ, Kǝdǝx, Ⱨazor, Gilead, Galiliyǝ, jümlidin Naftalining pütkül zeminini ixƣal ⱪilip, xu yǝrdiki hǝlⱪni tutⱪun ⱪilip, Asuriyǝgǝ elip bardi.
30 Əlaⱨning oƣli Ⱨoxiya Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨƣa ⱪǝst ⱪilip uni ɵltürdi. Uzziyaning oƣli Yotamning sǝltǝnitining yigirminqi yilida, u Pikaⱨning ornida padixaⱨ boldi.
Padixaⱨlar «2» 15 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)