Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «1» 22:2-24 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «1» 22:2-24 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

2 ئۈچىنچى يىلدا بولسا يەھۇدانىڭ پادىشاھى يەھوشافات ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىنى يوقلاپ باردى.
3 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى ئۆز خىزمەتكارلىرىغا‫‪:‬‬ ــ گىلېئادتىكى راموت بىزنىڭكى ئىكەنلىكىنى بىلىسىلەرغۇ؟ شۇنداق ئىكەن، نېمىشقا بىز جىم ئولتۇرۇپ، تېخىچە سۇرىيەنىڭ پادىشاھىنىڭ قولىدىن ئۇنى ئالمايمىز؟ ــ دېدى.
4 ئۇ يەھوشافاتقا‫‪:‬‬ ــ جەڭ قىلغىلى مېنىڭ بىلەن گىلېئادتىكى راموتقا بېرىشقا ماقۇل بولامدىلا؟ ــ دەپ سورىدى. يەھوشافات ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىغا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ بىز سىلىنىڭ‫‪‎-‎‬‬مېنىڭ دەپ ئايرىمايمىز؛ مېنىڭ خەلقىم ئۆزلىرىنىڭ خەلقىدۇر، مېنىڭ ئاتلىرىم سىلىنىڭ ئاتلىرىدۇر، دېدى.
5 لېكىن يەھوشافات ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىغا‫‪:‬‬ ــ ئۆتۈنىمەنكى، بۈگۈن ئاۋۋال پەرۋەردىگارنىڭ سۆزىنى سوراپ كۆرگەيلا، دېدى.
6 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى پەيغەمبەرلەرنى، يەنى تۆت يۈزچە ئادەمنى يىغدۇرۇپ ئۇلاردىن‫‪:‬‬ ــ سوقۇشقىلى گىلېئادتىكى راموتقا چىقسام بولامدۇ، يوق؟ ــ دەپ سورىۋىدى، ئۇلار‫‪:‬‬ ــ چىققىن، رەب ئۇنى پادىشاھنىڭ قولىغا بېرىدۇ، دېيىشتى.
7 لېكىن يەھوشافات بولسا‫‪:‬‬ ــ بۇلاردىن باشقا، يول سورىغۇدەك پەرۋەردىگارنىڭ بىرەر پەيغەمبىرى يوقمۇ؟ ــ دەپ سورىدى.
8 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى يەھوشافاتقا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگاردىن يول سورايدىغان يەنە بىر ئادەم بار؛ لېكىن ئۇ مېنىڭ توغرامدا قۇتلۇقنى ئەمەس، بەلكى بالايىئاپەتنى كۆرسىتىپ بېشارەت بەرگەچكە، مەن ئۇنى ئۆچ كۆرىمەن. ئۇ بولسا ئىملاھنىڭ ئوغلى مىكايادۇر، دېدى. يەھوشافات‫‪:‬‬ ــ ئى ئالىيلىرى، سىلى ئۇنداق دېمىگەيلا، دېدى.
9 ئاندىن ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى بىر چاكىرىنى چاقىرىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ چاققان بېرىپ، ئىملاھنىڭ ئوغلى مىكايانى چاقىرتىپ كەل، دەپ بۇيرۇدى.
10 ئەمدى ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى بىلەن يەھۇدانىڭ پادىشاھى يەھوشافات شاھانە كىيىملىرىنى كىيىشىپ، سامارىيەنىڭ دەرۋازىسىنىڭ ئالدىدىكى خاماندا ھەربىرى ئۆز تەختىدە ئولتۇرۇشتى. ئۇلارنىڭ ئالدىدا پەيغەمبەرلەرنىڭ ھەممىسى بېشارەت بەرمەكتە ئىدى.
11 كەنئاناھنىڭ ئوغلى زەدەكىيا بولسا ئۆزى تۆمۈردىن مۈڭگۈزلەرنى ياساپ چىقىپ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگار مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ ــ «مۇشۇ مۈڭگۈزلەر بىلەن سۇرىيلەرنى يوقاتقۇچە ئۈسۈپ ئۇرسىلا»، دېدى.
12 ھەممە پەيغەمبەرلەر شۇنىڭغا ئوخشاش بېشارەت بېرىپ‫‪:‬‬ «گىلېئادتىكى راموتقا چىقىپ سۆزسىز مۇۋەپپەقىيەت قازىنىلا؛ چۈنكى پەرۋەردىگار ئۇنى پادىشاھنىڭ قولىغا تاپشۇرىدىكەن»، دېيىشتى.
13 مىكايانى قىچقىرغىلى بارغان خەۋەرچى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ مانا، ھەممە پەيغەمبەرلەر بىردەك پادىشاھقا ياخشى خەۋەر بەرمەكتە؛ ئەمدى ئۆتۈنىمەن، سېنىڭ سۆزۈڭمۇ ئۇلارنىڭ سۆزى بىلەن بىردەك بولۇپ، ياخشى بىر خەۋەرنى بەرگىن، دېدى.
14 ئەمما مىكايا‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگارنىڭ ھاياتى بىلەن قەسەم قىلىمەنكى، پەرۋەردىگار ماڭا نېمە ئېيتسا، مەن شۇنى ئېيتىمەن، دېدى.
15 ئۇ پادىشاھنىڭ ئالدىغا كەلگەندە پادىشاھ ئۇنىڭدىن‫‪:‬‬ ئى مىكايا، جەڭ قىلغىلى گىلېئادتىكى راموتقا چىقساق بولامدۇ، يوق؟ ــ دەپ سورىۋىدى، ئۇ ئۇنىڭغا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ چىقىپ مۇۋەپپەقىيەت قازىنىسەن؛ چۈنكى پەرۋەردىگار شەھەرنى پادىشاھنىڭ قولىغا بېرىدۇ، دېدى.
16 لېكىن پادىشاھ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ مەن ساڭا قانچە قېتىم پەرۋەردىگارنىڭ نامىدا راست گەپتىن باشقىسىنى ماڭا ئېيتماسلىققا قەسەم ئىچكۈزۈشۈم كېرەك؟! ــ دېدى.
17 مىكايا‫‪:‬‬ ــ مەن پۈتكۈل ئىسرائىلنىڭ تاغلاردا پادىچىسىز قويلاردەك تارىلىپ كەتكەنلىكىنى كۆردۈم. پەرۋەردىگار‫‪:‬‬ «بۇلارنىڭ ئىگىسى يوق؛ بۇلارنىڭ ھەربىرى تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان ئۆز ئۆيىگە قايتسۇن»، دېدى، ــ دېدى.
18 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى يەھوشافاتقا‫‪:‬‬ ــ مانا، مەن سىلىگە «ئۇ مېنىڭ توغرامدا قۇتلۇقنى ئەمەس، بەلكى ھامان بالايىئاپەتنى كۆرسىتىپ بېشارەت بېرىدۇ»، دېمىگەنمىدىم؟ ــ دېدى.
19 مىكايا يەنە‫‪:‬‬ ــ شۇڭا پەرۋەردىگارنىڭ سۆزىنى ئاڭلىغىن؛ مەن پەرۋەردىگارنىڭ ئۆز تەختىدە ئولتۇرغانلىقىنى، ئاسماننىڭ پۈتكۈل قوشۇنلىرى ئۇنىڭ يېنىدا، ئوڭ ۋە سول تەرىپىدە تۇرغانلىقىنى كۆردۈم.
20 پەرۋەردىگار‫‪:‬‬ «كىم ئاھابنى گىلېئادتىكى راموتقا چىقىپ، شۇ يەردە ھالاك بولۇشقا ئالدايدۇ؟» ــ دېدى. بىرسى ئۇنداق، بىرسى مۇنداق دېيىشتى؛
21 شۇ ۋاقىتتا بىر روھ چىقىپ پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا تۇرۇپ‫‪:‬‬ «مەن بېرىپ ئالداي»، دېدى. پەرۋەردىگار ئۇنىڭدىن‫‪:‬‬ «قانداق ئۇسۇل بىلەن ئالدايسەن؟» ــ دەپ سورىۋىدى،
22 ئۇ‫‪:‬‬ ‫‪‎-‎‬‬ «مەن چىقىپ ئۇنىڭ ھەممە پەيغەمبەرلىرىنىڭ ئاغزىدا يالغانچى بىر روھ بولىمەن»، دېدى. پەرۋەردىگار‫‪:‬‬ ــ «ئۇنى ئالداپ ئىلكىڭگە ئالالايسەن؛ بېرىپ شۇنداق قىل» ــ دېدى.
23 مانا ئەمدى پەرۋەردىگار سېنىڭ بۇ ھەممە پەيغەمبەرلىرىڭنىڭ ئاغزىغا يالغانچى بىر روھنى سالدى؛ پەرۋەردىگار سېنىڭ توغراڭدا بالايىئاپەت كۆرسىتىپ سۆزلىدى» ــ دېدى.
24 شۇنى ئاڭلاپ كەنئاناھنىڭ ئوغلى زەدەكىيا كېلىپ مىكايانىڭ كاچىتىغا بىرنى سېلىپ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگارنىڭ روھى قايسى يول بىلەن مەندىن ئۆتۈپ، ساڭا سۆز قىلىشقا باردى؟! ــ دېدى.
پادىشاھلار «1» 22 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «1» 22:2-24 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

2 Үчинчи жилда болса Йәһуданиң падишаһи Йәһошафат Исраилниң падишаһини йоқлап барди.
3 Исраилниң падишаһи өз хизмәткарлириға: — Гилеадтики Рамот бизниңки екәнлигини билисиләрғу? Шундақ екән, немишкә биз җим олтирип, техичә Сурийәниң падишаһиниң қолидин уни алмаймиз? — деди.
4 У Йәһошафатқа: — Җәң қилғили мениң билән Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп сориди. Йәһошафат Исраилниң падишаһиға җавап берип: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур, мениң атлирим силиниң атлиридур, деди.
5 Лекин Йәһошафат Исраилниң падишаһиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
6 Шуниң билән Исраилниң падишаһи пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүзчә адәмни жиғдуруп улардин: — Соқушқили Гилеадтики Рамотқа чиқсам боламду, йоқ? — дәп соривиди, улар: — Чиққин, Рәб уни падишаһниң қолиға бериду, дейишти.
7 Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму? — дәп сориди.
8 Исраилниң падишаһи Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
9 Андин Исраилниң падишаһи бир чакирини чақирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
10 Әнди Исраилниң падишаһи билән Йәһуданиң падишаһи Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти. Уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
11 Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап чиқип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
12 Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаһниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
13 Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаһқа яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниң сөзи билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
14 Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
15 У падишаһниң алдиға кәлгәндә падишаһ униңдин: И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисән; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни падишаһниң қолиға бериду, деди.
16 Лекин падишаһ униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
17 Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун», деди, — деди.
18 Исраилниң падишаһи Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
19 Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
20 Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
21 шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай», деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» — дәп соривиди,
22 у: - «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
23 Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға ялғанчи бир роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
24 Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп, саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
Падишаһлар «1» 22 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «1» 22:2-24 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

2 Üchinchi yilda bolsa Yehudaning padishahi Yehoshafat Israilning padishahini yoqlap bardi.
3 Israilning padishahi öz xizmetkarlirigha: — Giléadtiki Ramot bizningki ikenlikini bilisilerghu? Shundaq iken, némishqa biz jim olturup, téxiche Suriyening padishahining qolidin uni almaymiz? — dédi.
4 U Yehoshafatqa: — Jeng qilghili méning bilen Giléadtiki Ramotqa bérishqa maqul bolamdila? — dep soridi. Yehoshafat Israilning padishahigha jawab bérip: — Biz silining-méning dep ayrimaymiz; méning xelqim özlirining xelqidur, méning atlirim silining atliridur, dédi.
5 Lékin Yehoshafat Israilning padishahigha: — Ötünimenki, bügün awwal Perwerdigarning sözini sorap körgeyla, dédi.
6 Shuning bilen Israilning padishahi peyghemberlerni, yeni töt yüzche ademni yighdurup ulardin: — Soqushqili Giléadtiki Ramotqa chiqsam bolamdu, yoq? — dep soriwidi, ular: — Chiqqin, Reb uni padishahning qoligha béridu, déyishti.
7 Lékin Yehoshafat bolsa: — Bulardin bashqa, yol sorighudek Perwerdigarning birer peyghembiri yoqmu? — dep soridi.
8 Israilning padishahi Yehoshafatqa jawab bérip: — Perwerdigardin yol soraydighan yene bir adem bar; lékin u méning toghramda qutluqni emes, belki balayiapetni körsitip bésharet bergechke, men uni öch körimen. U bolsa Imlahning oghli Mikayadur, dédi. Yehoshafat: — I aliyliri, sili undaq démigeyla, dédi.
9 Andin Israilning padishahi bir chakirini chaqirip uninggha: — Chaqqan bérip, Imlahning oghli Mikayani chaqirtip kel, dep buyrudi.
10 Emdi Israilning padishahi bilen Yehudaning padishahi Yehoshafat shahane kiyimlirini kiyiship, Samariyening derwazisining aldidiki xamanda herbiri öz textide olturushti. Ularning aldida peyghemberlerning hemmisi bésharet bermekte idi.
11 Kenanahning oghli Zedekiya bolsa özi tömürdin münggüzlerni yasap chiqip: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Mushu münggüzler bilen Suriylerni yoqatquche üsüp ursila», dédi.
12 Hemme peyghemberler shuninggha oxshash bésharet bérip: «Giléadtiki Ramotqa chiqip sözsiz muweppeqiyet qazinila; chünki Perwerdigar uni padishahning qoligha tapshuridiken», déyishti.
13 Mikayani qichqirghili barghan xewerchi uninggha: — Mana, hemme peyghemberler birdek padishahqa yaxshi xewer bermekte; emdi ötünimen, séning sözüngmu ularning sözi bilen birdek bolup, yaxshi bir xewerni bergin, dédi.
14 Emma Mikaya: — Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, Perwerdigar manga néme éytsa, men shuni éytimen, dédi.
15 U padishahning aldigha kelgende padishah uningdin: I Mikaya, jeng qilghili Giléadtiki Ramotqa chiqsaq bolamdu, yoq? — dep soriwidi, u uninggha jawab bérip: — Chiqip muweppeqiyet qazinisen; chünki Perwerdigar sheherni padishahning qoligha béridu, dédi.
16 Lékin padishah uninggha: — Men sanga qanche qétim Perwerdigarning namida rast geptin bashqisini manga éytmasliqqa qesem ichküzüshüm kérek?! — dédi.
17 Mikaya: — Men pütkül Israilning taghlarda padichisiz qoylardek tarilip ketkenlikini kördüm. Perwerdigar: «Bularning igisi yoq; bularning herbiri tinch-aman öz öyige qaytsun», dédi, — dédi.
18 Israilning padishahi Yehoshafatqa: — Mana, men silige «U méning toghramda qutluqni emes, belki haman balayiapetni körsitip bésharet béridu», démigenmidim? — dédi.
19 Mikaya yene: — Shunga Perwerdigarning sözini anglighin; men Perwerdigarning öz textide olturghanliqini, asmanning pütkül qoshunliri uning yénida, ong we sol teripide turghanliqini kördüm.
20 Perwerdigar: «Kim Ahabni Giléadtiki Ramotqa chiqip, shu yerde halak bolushqa aldaydu?» — dédi. Birsi undaq, birsi mundaq déyishti;
21 shu waqitta bir roh chiqip Perwerdigarning aldida turup: «Men bérip alday», dédi. Perwerdigar uningdin: «Qandaq usul bilen aldaysen?» — dep soriwidi,
22 u: - «Men chiqip uning hemme peyghemberlirining aghzida yalghanchi bir roh bolimen», dédi. Perwerdigar: — «Uni aldap ilkingge alalaysen; bérip shundaq qil» — dédi.
23 Mana emdi Perwerdigar séning bu hemme peyghemberliringning aghzigha yalghanchi bir rohni saldi; Perwerdigar séning toghrangda balayiapet körsitip sözlidi» — dédi.
24 Shuni anglap Kenanahning oghli Zedekiya kélip Mikayaning kachitigha birni sélip: — Perwerdigarning Rohi qaysi yol bilen mendin ötüp, sanga söz qilishqa bardi?! — dédi.
Padishahlar «1» 22 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «1» 22:2-24 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

2 Üqinqi yilda bolsa Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨini yoⱪlap bardi.
3 Israilning padixaⱨi ɵz hizmǝtkarliriƣa: — Gileadtiki Ramot bizningki ikǝnlikini bilisilǝrƣu? Xundaⱪ ikǝn, nemixⱪa biz jim olturup, tehiqǝ Suriyǝning padixaⱨining ⱪolidin uni almaymiz? — dedi.
4 U Yǝⱨoxafatⱪa: — Jǝng ⱪilƣili mening bilǝn Gileadtiki Ramotⱪa berixⱪa maⱪul bolamdila? — dǝp soridi. Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨiƣa jawab berip: — Biz silining-mening dǝp ayrimaymiz; mening hǝlⱪim ɵzlirining hǝlⱪidur, mening atlirim silining atliridur, dedi.
5 Lekin Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨiƣa: — Ɵtünimǝnki, bügün awwal Pǝrwǝrdigarning sɵzini sorap kɵrgǝyla, dedi.
6 Xuning bilǝn Israilning padixaⱨi pǝyƣǝmbǝrlǝrni, yǝni tɵt yüzqǝ adǝmni yiƣdurup ulardin: — Soⱪuxⱪili Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪsam bolamdu, yoⱪ? — dǝp soriwidi, ular: — Qiⱪⱪin, Rǝb uni padixaⱨning ⱪoliƣa beridu, deyixti.
7 Lekin Yǝⱨoxafat bolsa: — Bulardin baxⱪa, yol soriƣudǝk Pǝrwǝrdigarning birǝr pǝyƣǝmbiri yoⱪmu? — dǝp soridi.
8 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa jawab berip: — Pǝrwǝrdigardin yol soraydiƣan yǝnǝ bir adǝm bar; lekin u mening toƣramda ⱪutluⱪni ǝmǝs, bǝlki balayiapǝtni kɵrsitip bexarǝt bǝrgǝqkǝ, mǝn uni ɵq kɵrimǝn. U bolsa Imlaⱨning oƣli Mikayadur, dedi. Yǝⱨoxafat: — I aliyliri, sili undaⱪ demigǝyla, dedi.
9 Andin Israilning padixaⱨi bir qakirini qaⱪirip uningƣa: — Qaⱪⱪan berip, Imlaⱨning oƣli Mikayani qaⱪirtip kǝl, dǝp buyrudi.
10 Əmdi Israilning padixaⱨi bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafat xaⱨanǝ kiyimlirini kiyixip, Samariyǝning dǝrwazisining aldidiki hamanda ⱨǝrbiri ɵz tǝhtidǝ olturuxti. Ularning aldida pǝyƣǝmbǝrlǝrning ⱨǝmmisi bexarǝt bǝrmǝktǝ idi.
11 Kǝnanaⱨning oƣli Zǝdǝkiya bolsa ɵzi tɵmürdin münggüzlǝrni yasap qiⱪip: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Muxu münggüzlǝr bilǝn Suriylǝrni yoⱪatⱪuqǝ üsüp ursila», dedi.
12 Ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝr xuningƣa ohxax bexarǝt berip: «Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪip sɵzsiz muwǝppǝⱪiyǝt ⱪazinila; qünki Pǝrwǝrdigar uni padixaⱨning ⱪoliƣa tapxuridikǝn», deyixti.
13 Mikayani ⱪiqⱪirƣili barƣan hǝwǝrqi uningƣa: — Mana, ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝr birdǝk padixaⱨⱪa yahxi hǝwǝr bǝrmǝktǝ; ǝmdi ɵtünimǝn, sening sɵzüngmu ularning sɵzi bilǝn birdǝk bolup, yahxi bir hǝwǝrni bǝrgin, dedi.
14 Əmma Mikaya: — Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, Pǝrwǝrdigar manga nemǝ eytsa, mǝn xuni eytimǝn, dedi.
15 U padixaⱨning aldiƣa kǝlgǝndǝ padixaⱨ uningdin: I Mikaya, jǝng ⱪilƣili Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪsaⱪ bolamdu, yoⱪ? — dǝp soriwidi, u uningƣa jawab berip: — Qiⱪip muwǝppǝⱪiyǝt ⱪazinisǝn; qünki Pǝrwǝrdigar xǝⱨǝrni padixaⱨning ⱪoliƣa beridu, dedi.
16 Lekin padixaⱨ uningƣa: — Mǝn sanga ⱪanqǝ ⱪetim Pǝrwǝrdigarning namida rast gǝptin baxⱪisini manga eytmasliⱪⱪa ⱪǝsǝm iqküzüxüm kerǝk?! — dedi.
17 Mikaya: — Mǝn pütkül Israilning taƣlarda padiqisiz ⱪoylardǝk tarilip kǝtkǝnlikini kɵrdüm. Pǝrwǝrdigar: «Bularning igisi yoⱪ; bularning ⱨǝrbiri tinq-aman ɵz ɵyigǝ ⱪaytsun», dedi, — dedi.
18 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa: — Mana, mǝn siligǝ «U mening toƣramda ⱪutluⱪni ǝmǝs, bǝlki ⱨaman balayiapǝtni kɵrsitip bexarǝt beridu», demigǝnmidim? — dedi.
19 Mikaya yǝnǝ: — Xunga Pǝrwǝrdigarning sɵzini angliƣin; mǝn Pǝrwǝrdigarning ɵz tǝhtidǝ olturƣanliⱪini, asmanning pütkül ⱪoxunliri uning yenida, ong wǝ sol tǝripidǝ turƣanliⱪini kɵrdüm.
20 Pǝrwǝrdigar: «Kim Aⱨabni Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪip, xu yǝrdǝ ⱨalak boluxⱪa aldaydu?» — dedi. Birsi undaⱪ, birsi mundaⱪ deyixti;
21 xu waⱪitta bir roⱨ qiⱪip Pǝrwǝrdigarning aldida turup: «Mǝn berip alday», dedi. Pǝrwǝrdigar uningdin: «Ⱪandaⱪ usul bilǝn aldaysǝn?» — dǝp soriwidi,
22 u: - «Mǝn qiⱪip uning ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlirining aƣzida yalƣanqi bir roⱨ bolimǝn», dedi. Pǝrwǝrdigar: — «Uni aldap ilkinggǝ alalaysǝn; berip xundaⱪ ⱪil» — dedi.
23 Mana ǝmdi Pǝrwǝrdigar sening bu ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrliringning aƣziƣa yalƣanqi bir roⱨni saldi; Pǝrwǝrdigar sening toƣrangda balayiapǝt kɵrsitip sɵzlidi» — dedi.
24 Xuni anglap Kǝnanaⱨning oƣli Zǝdǝkiya kelip Mikayaning kaqitiƣa birni selip: — Pǝrwǝrdigarning Roⱨi ⱪaysi yol bilǝn mǝndin ɵtüp, sanga sɵz ⱪilixⱪa bardi?! — dedi.
Padixaⱨlar «1» 22 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)