Text copied!
Bibles in Uighur

باتۇر ھاكىملار 20:4-34 in Uighur

Help us?

باتۇر ھاكىملار 20:4-34 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

4 ئۆلتۈرۈلگەن چوكاننىڭ ئېرى لاۋىي كىشى جاۋاب بېرىپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ «مەن بولسام ئۆز كېنىزىكىمنى ئېلىپ، بىنيامىننىڭ گىبېئاھ شەھىرىگە قونغىلى بارغانىدىم؛
5 گىبېئاھنىڭ ئادەملىرى كېچىدە ماڭا ھۇجۇم قىلماقچى بولۇپ، مېنى دەپ ئۆينى قورشىۋالدى. ئۇلار مېنى ئۆلتۈرۈشنى قەستلىدى، كېنىزىكىمنى بولسا ئۇلار ئاياغ ئاستى قىلىپ ئۆلتۈرۈۋەتتى.
6 شۇنىڭ بىلەن مەن كېنىزىكىمنىڭ جەسىتىنى پارچە‫‪‎-‎‬‬پارچە قىلىپ، كىشىلەرگە كۆتۈرتكۈزۈپ ئىسرائىلنىڭ مىراسى بولغان زېمىننىڭ ھەربىر يۇرتىغا ئەۋەتتىم. چۈنكى ئۇلار ئىسرائىل ئىچىدە پاسىقلىق ۋە ئىپلاسلىق قىلدى.
7 مانا، ئەي بارلىق ئىسرائىللار، سىلەر ھەممىڭلار ئويلىنىپ، مەسلىھەت كۆرسىتىڭلار».
8 شۇنىڭ بىلەن ھەممە خەلق بىر ئادەمدەك قوپۇپ‫‪:‬‬ ــ ئارىمىزدىن نە ھېچكىم ئۆز چېدىرىگە بارمىسۇن نە ھېچكىم ئۆز ئۆيىگە قايتمىسۇن،
9 بەلكى بىز گىبېئاھقا شۇنداق قىلايلىكى‫‪:‬‬ ــ بىز چەك تاشلاپ ئۇنىڭغا ھۇجۇم قىلايلى؛
10 بىز ئىسرائىلنىڭ ھەممە قەبىلىسىدىكىلەردىن يۈزنىڭ ئىچىدىن ئوننى، مىڭدىن يۈزنى، ئون مىڭدىن مىڭنى تاللاپ چىقىپ، ئۇلارنى خەلق ئۈچۈن ئوزۇق‫‪‎-‎‬‬تالقان يەتكۈزۈشكە تەيىنلەيلى. شۇنداق قىلىپ خەلق بىنيامىن يۇرتىدىكى گىبېئاھ شەھىرىگە بېرىپ، ئۇلارنىڭ ئىسرائىل ئىچىدە قىلغان بارلىق ئىپلاسلىقىنى ئۇلارنىڭ ئۆز بېشىغا ياندۇرسۇن، ــ دېيىشتى.
11 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىلنىڭ ھەممە ئادەملىرى بىر ئادەمدەك بولۇپ، ئۇ شەھەرگە ھۇجۇم قىلىشقا توپلاندى.
12 ئاندىن ئىسرائىل قەبىلىلىرى بىنيامىننىڭ بارلىق جەمەتلىرىگە ئەلچى ئەۋەتىپ‫‪:‬‬ ــ ئاراڭلاردا يۈز بەرگەن بۇ رەزىللىك زادى نېمە ئىش؟
13 ئەمدى گىبېئاھدىكى بۇ لۈكچەكلەرنى بىزگە تۇتۇپ بېرىڭلار. شۇنىڭ بىلەن بىز ئۇلارنى ئۆلۈمگە مەھكۇم قىلىپ، ئىسرائىلدىن رەزىللىكنى يوق قىلايلى، ــ دېدى. لېكىن بىنيامىنلار ئۆز قېرىنداشلىرى بولغان ئىسرائىللارنىڭ سۆزىنى تىڭشىمىدى،   
14 بەلكى بىنيامىنلار ئىسرائىلغا قارشى جەڭ قىلىش ئۈچۈن شەھەر‫‪‎-‎‬‬شەھەرلەردىن كېلىپ گىبېئاھدا يىغىلدى.
15 ئۇ ۋاقىتتا بىنيامىنلاردىن شەھەر‫‪‎-‎‬‬شەھەرلەردىن تىزىملانغانلار يىگىرمە ئالتە مىڭ قىلىچ تۇتقان ئەركەك ئىدى. ئۇنىڭدىن باشقا گىبېئاھدىن خىللانغان يەتتە يۈز ئەسكەر بار ئىدى.
16 بۇ پۈتكۈل قوشۇن ئارىسىدا خىللانغان يەتتە يۈز سولخاي ئەسكەر بولۇپ، سالغۇغا تاشنى سېلىپ نىشانغا ئاتسا، قىلچىمۇ قېيىپ كەتمەيتتى.
17 بىنيامىن قەبىلىسىدىن باشقا، ئىسرائىلنىڭ ئادەملىرى ساناقتىن ئۆتكۈزۈلىۋىدى، قىلىچ تۇتقانلار تۆت يۈز مىڭ ئەركەك چىقتى؛ بۇلارنىڭ ھەممىسى جەڭچىلەر ئىدى.
18 ئىسرائىل قوپۇپ بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەلگە چىقىپ خۇدادىن‫‪:‬‬ ــ بىزنىڭ ئارىمىزدىن كىم ئاۋۋال چىقىپ بىنيامىنلار بىلەن سوقۇشسۇن، دەپ سورىۋىدى، پەرۋەردىگار جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ يەھۇدا ئاۋۋال چىقسۇن، دېدى.
19 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىللار ئەتىسى سەھەر قوپۇپ گىبېئاھنىڭ ئۇدۇلىدا چېدىرگاھ تىكتى.
20 ئاندىن ئىسرائىلنىڭ ئادەملىرى بىنيامىن بىلەن ئۇرۇشۇشقا چىقىپ، گىبېئاھنىڭ يېنىدا راسلىنىپ ئۇلارغا قارشى سەپ تۈزدى.
21 شۇ كۈنى بىنيامىنلار گىبېئاھدىن چىقىپ، ئىسرائىلدىن يىگىرمە ئىككى مىڭ كىشىنى ئۆلتۈرۈپ، يەرگە يەكسان قىلىۋەتتى.
22 لېكىن ئىسرائىلنىڭ ئادەملىرى جاسارەتكە كېلىپ، ئاۋۋالقى كۈنى سەپ تۈزگەن جايدا ئىككىنچى كۈنى يەنە سەپ تۈزدى.
23 سەپ تۈزۈشتىن ئاۋۋالقى ئاخشىمى ئىسرائىل پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىغا بېرىپ، كەچ كىرگۈچە پەرياد قىلىپ يىغلاپ، پەرۋەردىگاردىن يول سوراپ‫‪:‬‬ ــ بىز ئۆز قېرىندىشىمىز بولغان بىنيامىن نەسىللىرى بىلەن يەنە ئۇرۇشۇشقا چىقساق بولامدۇ، بولمامدۇ؟ ــ دەپ سورىۋىدى، پەرۋەردىگار جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ ئۇلارغا ھۇجۇم قىلىڭلار، دېدى.
24 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىللار ئىككىنچى كۈنى بىنيامىنلارغا يېقىن كېلىپ ھۇجۇم قىلدى.
25 بىنيامىنمۇ ئىككىنچى كۈنى گىبېئاھدىن چىقىپ ئىسرائىللار بىلەن سوقۇشۇپ، ئۇلارنىڭ ئون سەككىز مىڭ ئادىمىنى ئۆلتۈرۈپ، يەرگە يەكسان قىلىۋەتتى؛ بۇلارنىڭ ھەممىسى قىلىچ تۇتقانلاردىن ئىدى.
26 ئاندىن ئىسرائىللارنىڭ ھەممىسى، يەنى پۈتۈن قوشۇن قوپۇپ بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەلگە چىقىپ يىغلاپ، شۇ كۈنى پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كەچكىچە روزا تۇتۇپ، پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كۆيدۈرمە قۇربانلىق بىلەن ئىناقلىق قۇربانلىقى ئۆتكۈزدى.
28 شۇ كۈنلەردە خۇدانىڭ ئەھدە ساندۇقى شۇ يەردە بولۇپ، ھارۇننىڭ ئەۋلادى، ئەلىئازارنىڭ ئوغلى فىنىھاس ئۇنىڭ ئالدىدا خىزمەت قىلاتتى؛ شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىللار پەرۋەردىگاردىن يول سوراپ‫‪:‬‬ ــ بىز ئۆز قېرىندىشىمىز بولغان بىنيامىننىڭ نەسىللىرى بىلەن يەنە ئۇرۇشۇشقا چىقامدۇق ياكى توختاپ قالامدۇق؟ ــ دەپ سورىدى؛ پەرۋەردىگار جاۋابەن‫‪:‬‬ ــ چىقىڭلار، چۈنكى ئەتە مەن ئۇلارنى سېنىڭ قولۇڭغا تاپشۇرىمەن، دېدى.
29 بۇنى ئاڭلاپ ئىسرائىل خەلقى گىبېئاھنىڭ ئەتراپىغا ئەسكەرلەرنى پىستىرما قويدى؛
30 ئۈچىنچى كۈنى ئىسرائىللار ئىلگىرىكى ئىككى قېتىمقىدەك بىنيامىنلارغا ھۇجۇم قىلىشقا گىبېئاھنىڭ ئۇدۇلىغا كېلىپ سەپ تۈزدى.
31 بىنيامىن ئىسرائىل خەلقىگە قارشى جەڭگە چىقىۋىدى، خەلق ئۇلارنى شەھەردىن ئازدۇرۇپ چىقتى. ئۇلار بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەلگە چىقىدىغان يول ۋە گىبېئاھقا بارىدىغان يولنىڭ ئۈستىدە ھەم دالادا خەلقنى ئىلگىرىكى ئىككى قېتىمقىدەك ئۇرۇپ قىرغىلى تۇردى. ئىسرائىلنىڭ ئادەملىرىدىن ئوتتۇزچە كىشىنى ئۆلتۈردى.
32 بىنيامىنلار‫‪:‬‬ ــ ئۇلار يەنىلا ئاۋۋالقىدەك مەغلۇپ بولدى، ــ دېيىشتى. ئەمما ئىسرائىل‫‪:‬‬ ــ بىزلەر قېچىپ ئۇلارنى شەھەردىن ئەگەشتۈرۈپ چىقىپ، يوللارغا ئېلىپ چىقايلى، دەپ مەسلىھەتلىشىۋالغانىدى.
33 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائىلنىڭ ھەممە ئادەملىرى ئۆز جايىدىن قوپۇپ بائال‫‪‎-‎‬‬تامارغا بېرىپ سەپ تۈزدى، پىستىرمىدا تۇرغان ئىسرائىللارمۇ ئۆز جايىدىن، يەنى گېبادىكى چىمەندىن چىقىپ كەلدى.
34 ئىسرائىلنىڭ ئارىسىدىن سەرخىل ئون مىڭ كىشى گىبېئاھنىڭ ئۇدۇلىدىن ئۇنىڭغا ھۇجۇم قىلدى، جەڭ قاتتىق بولدى. لېكىن بىنيامىنلار ئۆزلىرىنىڭ ئۈستىگە بالا يېقىنلاشقىنىنى بىلمەي قالدى.
باتۇر ھاكىملار 20 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Батур Һакимлар 20:4-34 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

4 Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим;
5 Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти.
6 Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди.
7 Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар».
8 Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун,
9 бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли;
10 биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти.
11 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди.
12 Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш?
13 Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди,   
14 бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди.
15 У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди.
16 Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.
17 Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди.
18 Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда авал чиқсун, деди.
19 Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти.
20 Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди.
21 Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти.
22 Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди.
23 сәп түзүштин авалқи ахшими Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди.
24 Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди.
25 Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди.
26 Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди.
27 Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җавапән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.
29 Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди;
30 үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди.
31 Бинямин Исраил хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди.
32 Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
33 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди.
34 Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.
Батур Һакимлар 20 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Batur Hakimlar 20:4-34 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

4 Öltürülgen chokanning éri Lawiy kishi jawab bérip mundaq dédi: — «Men bolsam öz kénizikimni élip, Binyaminning Gibéah shehirige qon'ghili barghanidim;
5 Gibéahning ademliri kéchide manga hujum qilmaqchi bolup, méni dep öyni qorshiwaldi. Ular méni öltürüshni qestlidi, kénizikimni bolsa ular ayagh asti qilip öltürüwetti.
6 Shuning bilen men kénizikimning jesitini parche-parche qilip, kishilerge kötürtküzüp Israilning mirasi bolghan zéminning herbir yurtigha ewettim. Chünki ular Israil ichide pasiqliq we iplasliq qildi.
7 Mana, ey barliq Israillar, siler hemminglar oylinip, meslihet körsitinglar».
8 Shuning bilen hemme xelq bir ademdek qopup: — Arimizdin ne héchkim öz chédirige barmisun ne héchkim öz öyige qaytmisun,
9 belki biz Gibéahqa shundaq qilayliki: — Biz chek tashlap uninggha hujum qilayli;
10 biz Israilning hemme qebilisidikilerdin yüzning ichidin onni, mingdin yüzni, on mingdin mingni tallap chiqip, ularni xelq üchün ozuq-talqan yetküzüshke teyinleyli. Shundaq qilip xelq Binyamin yurtidiki Gibéah shehirige bérip, ularning Israil ichide qilghan barliq iplasliqini ularning öz béshigha yandursun, — déyishti.
11 Shuning bilen Israilning hemme ademliri bir ademdek bolup, u sheherge hujum qilishqa toplandi.
12 Andin Israil qebililiri Binyaminning barliq jemetlirige elchi ewetip: — Aranglarda yüz bergen bu rezillik zadi néme ish?
13 Emdi Gibéahdiki bu lükcheklerni bizge tutup béringlar. Shuning bilen biz ularni ölümge mehkum qilip, Israildin rezillikni yoq qilayli, — dédi. Lékin Binyaminlar öz qérindashliri bolghan Israillarning sözini tingshimidi,   
14 belki Binyaminlar Israilgha qarshi jeng qilish üchün sheher-sheherlerdin kélip Gibéahda yighildi.
15 U waqitta Binyaminlardin sheher-sheherlerdin tizimlan'ghanlar yigirme alte ming qilich tutqan erkek idi. Uningdin bashqa Gibéahdin xillan'ghan yette yüz esker bar idi.
16 Bu pütkül qoshun arisida xillan'ghan yette yüz solxay esker bolup, salghugha tashni sélip nishan'gha atsa, qilchimu qéyip ketmeytti.
17 Binyamin qebilisidin bashqa, Israilning ademliri sanaqtin ötküzüliwidi, qilich tutqanlar töt yüz ming erkek chiqti; bularning hemmisi jengchiler idi.
18 Israil qopup Beyt-Elge chiqip Xudadin: — Bizning arimizdin kim awwal chiqip Binyaminlar bilen soqushsun, dep soriwidi, Perwerdigar jawab bérip: — Yehuda awwal chiqsun, dédi.
19 Shuning bilen Israillar etisi seher qopup Gibéahning udulida chédirgah tikti.
20 Andin Israilning ademliri Binyamin bilen urushushqa chiqip, Gibéahning yénida raslinip ulargha qarshi sep tüzdi.
21 Shu küni Binyaminlar Gibéahdin chiqip, Israildin yigirme ikki ming kishini öltürüp, yerge yeksan qiliwetti.
22 Lékin Israilning ademliri jasaretke kélip, awwalqi küni sep tüzgen jayda ikkinchi küni yene sep tüzdi.
23 sep tüzüshtin awwalqi axshimi Israil Perwerdigarning aldigha bérip, kech kirgüche peryad qilip yighlap, Perwerdigardin yol sorap: — Biz öz qérindishimiz bolghan Binyamin nesilliri bilen yene urushushqa chiqsaq bolamdu, bolmamdu? — dep soriwidi, Perwerdigar jawab bérip: — Ulargha hujum qilinglar, dédi.
24 Shuning bilen Israillar ikkinchi küni Binyaminlargha yéqin kélip hujum qildi.
25 Binyaminmu ikkinchi küni Gibéahdin chiqip Israillar bilen soqushup, ularning on sekkiz ming adimini öltürüp, yerge yeksan qiliwetti; bularning hemmisi qilich tutqanlardin idi.
26 Andin Israillarning hemmisi, yeni pütün qoshun qopup Beyt-Elge chiqip yighlap, shu küni Perwerdigarning aldida kechkiche roza tutup, Perwerdigarning aldida köydürme qurbanliq bilen inaqliq qurbanliqi ötküzdi.
27 Shu künlerde Xudaning ehde sanduqi shu yerde bolup, Harunning ewladi, Eliazarning oghli Finihas uning aldida xizmet qilatti; shuning bilen Israillar Perwerdigardin yol sorap: — Biz öz qérindishimiz bolghan Binyaminning nesilliri bilen yene urushushqa chiqamduq yaki toxtap qalamduq? — dep soridi; Perwerdigar jawaben: — Chiqinglar, chünki ete Men ularni séning qolunggha tapshurimen, dédi.
29 Buni anglap Israil xelqi Gibéahning etrapigha eskerlerni pistirma qoydi;
30 üchinchi küni Israillar ilgiriki ikki qétimqidek Binyaminlargha hujum qilishqa Gibéahning uduligha kélip sep tüzdi.
31 Binyamin Israil xelqige qarshi jengge chiqiwidi, xelq ularni sheherdin azdurup chiqti. Ular Beyt-Elge chiqidighan yol we Gibéahqa baridighan yolning üstide hem dalada xelqni ilgiriki ikki qétimqidek urup qirghili turdi. Israilning ademliridin ottuzche kishini öltürdi.
32 Binyaminlar: — Ular yenila awwalqidek meghlup boldi, — déyishti. Emma Israil: — Bizler qéchip ularni sheherdin egeshtürüp chiqip, yollargha élip chiqayli, dep meslihetlishiwalghanidi.
33 Shuning bilen Israilning hemme ademliri öz jayidin qopup Baal-Tamargha bérip sep tüzdi, pistirmida turghan Israillarmu öz jayidin, yeni Gébadiki chimendin chiqip keldi.
34 Israilning arisidin serxil on ming kishi Gibéahning udulidin uninggha hujum qildi, jeng qattiq boldi. Lékin Binyaminlar özlirining üstige bala yéqinlashqinini bilmey qaldi.
Batur Hakimlar 20 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Batur Ⱨakimlar 20:4-34 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

4 Ɵltürülgǝn qokanning eri Lawiy kixi jawab berip mundaⱪ dedi: — «Mǝn bolsam ɵz kenizikimni elip, Binyaminning Gibeaⱨ xǝⱨirigǝ ⱪonƣili barƣanidim;
5 Gibeaⱨning adǝmliri keqidǝ manga ⱨujum ⱪilmaⱪqi bolup, meni dǝp ɵyni ⱪorxiwaldi. Ular meni ɵltürüxni ⱪǝstlidi, kenizikimni bolsa ular ayaƣ asti ⱪilip ɵltürüwǝtti.
6 Xuning bilǝn mǝn kenizikimning jǝsitini parqǝ-parqǝ ⱪilip, kixilǝrgǝ kɵtürtküzüp Israilning mirasi bolƣan zeminning ⱨǝrbir yurtiƣa ǝwǝttim. Qünki ular Israil iqidǝ pasiⱪliⱪ wǝ iplasliⱪ ⱪildi.
7 Mana, ǝy barliⱪ Israillar, silǝr ⱨǝmminglar oylinip, mǝsliⱨǝt kɵrsitinglar».
8 Xuning bilǝn ⱨǝmmǝ hǝlⱪ bir adǝmdǝk ⱪopup: — Arimizdin nǝ ⱨeqkim ɵz qedirigǝ barmisun nǝ ⱨeqkim ɵz ɵyigǝ ⱪaytmisun,
9 bǝlki biz Gibeaⱨⱪa xundaⱪ ⱪilayliki: — Biz qǝk taxlap uningƣa ⱨujum ⱪilayli;
10 biz Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbilisidikilǝrdin yüzning iqidin onni, mingdin yüzni, on mingdin mingni tallap qiⱪip, ularni hǝlⱪ üqün ozuⱪ-talⱪan yǝtküzüxkǝ tǝyinlǝyli. Xundaⱪ ⱪilip hǝlⱪ Binyamin yurtidiki Gibeaⱨ xǝⱨirigǝ berip, ularning Israil iqidǝ ⱪilƣan barliⱪ iplasliⱪini ularning ɵz bexiƣa yandursun, — deyixti.
11 Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri bir adǝmdǝk bolup, u xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪilixⱪa toplandi.
12 Andin Israil ⱪǝbililiri Binyaminning barliⱪ jǝmǝtlirigǝ ǝlqi ǝwǝtip: — Aranglarda yüz bǝrgǝn bu rǝzillik zadi nemǝ ix?
13 Əmdi Gibeaⱨdiki bu lükqǝklǝrni bizgǝ tutup beringlar. Xuning bilǝn biz ularni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilip, Israildin rǝzillikni yoⱪ ⱪilayli, — dedi. Lekin Binyaminlar ɵz ⱪerindaxliri bolƣan Israillarning sɵzini tingximidi,   
14 bǝlki Binyaminlar Israilƣa ⱪarxi jǝng ⱪilix üqün xǝⱨǝr-xǝⱨǝrlǝrdin kelip Gibeaⱨda yiƣildi.
15 U waⱪitta Binyaminlardin xǝⱨǝr-xǝⱨǝrlǝrdin tizimlanƣanlar yigirmǝ altǝ ming ⱪiliq tutⱪan ǝrkǝk idi. Uningdin baxⱪa Gibeaⱨdin hillanƣan yǝttǝ yüz ǝskǝr bar idi.
16 Bu pütkül ⱪoxun arisida hillanƣan yǝttǝ yüz solhay ǝskǝr bolup, salƣuƣa taxni selip nixanƣa atsa, ⱪilqimu ⱪeyip kǝtmǝytti.
17 Binyamin ⱪǝbilisidin baxⱪa, Israilning adǝmliri sanaⱪtin ɵtküzüliwidi, ⱪiliq tutⱪanlar tɵt yüz ming ǝrkǝk qiⱪti; bularning ⱨǝmmisi jǝngqilǝr idi.
18 Israil ⱪopup Bǝyt-Əlgǝ qiⱪip Hudadin: — Bizning arimizdin kim awwal qiⱪip Binyaminlar bilǝn soⱪuxsun, dǝp soriwidi, Pǝrwǝrdigar jawab berip: — Yǝⱨuda awwal qiⱪsun, dedi.
19 Xuning bilǝn Israillar ǝtisi sǝⱨǝr ⱪopup Gibeaⱨning udulida qedirgaⱨ tikti.
20 Andin Israilning adǝmliri Binyamin bilǝn uruxuxⱪa qiⱪip, Gibeaⱨning yenida raslinip ularƣa ⱪarxi sǝp tüzdi.
21 Xu küni Binyaminlar Gibeaⱨdin qiⱪip, Israildin yigirmǝ ikki ming kixini ɵltürüp, yǝrgǝ yǝksan ⱪiliwǝtti.
22 Lekin Israilning adǝmliri jasarǝtkǝ kelip, awwalⱪi küni sǝp tüzgǝn jayda ikkinqi küni yǝnǝ sǝp tüzdi.
23 sǝp tüzüxtin awwalⱪi ahximi Israil Pǝrwǝrdigarning aldiƣa berip, kǝq kirgüqǝ pǝryad ⱪilip yiƣlap, Pǝrwǝrdigardin yol sorap: — Biz ɵz ⱪerindiximiz bolƣan Binyamin nǝsilliri bilǝn yǝnǝ uruxuxⱪa qiⱪsaⱪ bolamdu, bolmamdu? — dǝp soriwidi, Pǝrwǝrdigar jawab berip: — Ularƣa ⱨujum ⱪilinglar, dedi.
24 Xuning bilǝn Israillar ikkinqi küni Binyaminlarƣa yeⱪin kelip ⱨujum ⱪildi.
25 Binyaminmu ikkinqi küni Gibeaⱨdin qiⱪip Israillar bilǝn soⱪuxup, ularning on sǝkkiz ming adimini ɵltürüp, yǝrgǝ yǝksan ⱪiliwǝtti; bularning ⱨǝmmisi ⱪiliq tutⱪanlardin idi.
26 Andin Israillarning ⱨǝmmisi, yǝni pütün ⱪoxun ⱪopup Bǝyt-Əlgǝ qiⱪip yiƣlap, xu küni Pǝrwǝrdigarning aldida kǝqkiqǝ roza tutup, Pǝrwǝrdigarning aldida kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bilǝn inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi ɵtküzdi.
27 Xu künlǝrdǝ Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪi xu yǝrdǝ bolup, Ⱨarunning ǝwladi, Əliazarning oƣli Finiⱨas uning aldida hizmǝt ⱪilatti; xuning bilǝn Israillar Pǝrwǝrdigardin yol sorap: — Biz ɵz ⱪerindiximiz bolƣan Binyaminning nǝsilliri bilǝn yǝnǝ uruxuxⱪa qiⱪamduⱪ yaki tohtap ⱪalamduⱪ? — dǝp soridi; Pǝrwǝrdigar jawabǝn: — Qiⱪinglar, qünki ǝtǝ Mǝn ularni sening ⱪolungƣa tapxurimǝn, dedi.
29 Buni anglap Israil hǝlⱪi Gibeaⱨning ǝtrapiƣa ǝskǝrlǝrni pistirma ⱪoydi;
30 üqinqi küni Israillar ilgiriki ikki ⱪetimⱪidǝk Binyaminlarƣa ⱨujum ⱪilixⱪa Gibeaⱨning uduliƣa kelip sǝp tüzdi.
31 Binyamin Israil hǝlⱪigǝ ⱪarxi jǝnggǝ qiⱪiwidi, hǝlⱪ ularni xǝⱨǝrdin azdurup qiⱪti. Ular Bǝyt-Əlgǝ qiⱪidiƣan yol wǝ Gibeaⱨⱪa baridiƣan yolning üstidǝ ⱨǝm dalada hǝlⱪni ilgiriki ikki ⱪetimⱪidǝk urup ⱪirƣili turdi. Israilning adǝmliridin ottuzqǝ kixini ɵltürdi.
32 Binyaminlar: — Ular yǝnila awwalⱪidǝk mǝƣlup boldi, — deyixti. Əmma Israil: — Bizlǝr ⱪeqip ularni xǝⱨǝrdin ǝgǝxtürüp qiⱪip, yollarƣa elip qiⱪayli, dǝp mǝsliⱨǝtlixiwalƣanidi.
33 Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri ɵz jayidin ⱪopup Baal-Tamarƣa berip sǝp tüzdi, pistirmida turƣan Israillarmu ɵz jayidin, yǝni Gebadiki qimǝndin qiⱪip kǝldi.
34 Israilning arisidin sǝrhil on ming kixi Gibeaⱨning udulidin uningƣa ⱨujum ⱪildi, jǝng ⱪattiⱪ boldi. Lekin Binyaminlar ɵzlirining üstigǝ bala yeⱪinlaxⱪinini bilmǝy ⱪaldi.
Batur Ⱨakimlar 20 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)