Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «2» 10:9-30 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «2» 10:9-30 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

9 ئەتىگەندە ئۇ چىقىپ، ئۇ يەردە تۇرۇپ پۈتكۈل خالايىققا‫‪:‬‬ سىلەر بىگۇناھسىلەر؛ مانا، مەن ئۆزۈم غوجامغا قەست قىلىپ ئۇنى ئۆلتۈردۈم؛ لېكىن بۇلارنىڭ ھەممىسىنى كىم چېپىپ ئۆلتۈردى؟
10 ئەمدى شۇنى بىلىڭلاركى، پەرۋەردىگارنىڭ ھېچ سۆزى، يەنى پەرۋەردىگار ئاھابنىڭ جەمەتى توغرىسىدا ئېيتقىنىدىن ھېچبىر سۆز يەردە قالمايدۇ. چۈنكى پەرۋەردىگار ئۆز قۇلى ئىلىياس ئارقىلىق ئېيتقىنىغا ئەمەل قىلدى، ــ دېدى.
11 ئاندىن كېيىن يەھۇ يىزرەئەلدە ئاھابنىڭ جەمەتىدىن قالغانلارنىڭ ھەممىسى، ئۇنىڭ تەرىپىدىكى بارلىق ئەربابلار، دوست‫‪‎-‎‬‬ئاغىنىلىرى ۋە كاھىنلىرىنى ھېچ كىمنى قالدۇرماي ئۆلتۈردى.
12 ئاندىن ئۇ ئورنىدىن تۇرۇپ، سامارىيەگە باردى. يولدا كېتىۋېتىپ «پادىچىلارغا تەۋە بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەكەد»كە يەتكەندە
13 يەھۇ يەھۇدا پادىشاھى ئاھازىيانىڭ قېرىنداشلىرى بىلەن ئۇچراشتى. ئۇ ئۇلاردىن‫‪:‬‬ سىلەر كىم؟ ــ دەپ سورىدى. «ئاھازىيانىڭ قېرىنداشلىرى، پادىشاھنىڭ ئوغۇللىرى ۋە خانىشنىڭ ئوغۇللىرىدىن ھال سورىغىلى بارىمىز، دېدى.  
14 ئۇ‫‪:‬‬ ئۇلارنى تىرىك تۇتۇڭلار! دەپ بۇيرۇدى. ئاندىن ئادەملىرى ئۇلارنى تىرىك تۇتتى، ئاندىن ھەممىسىنى بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەكەدنىڭ قۇدۇقىنىڭ يېنىدا ئۆلتۈرۈپ، ئۇلارنىڭ ھېچ بىرىنى قويمىدى. ئۇلار جەمئىي قىرىق ئىككى ئادەم ئىدى.
15 ئۇ ئۇ يەردىن كېتىپ بارغاندا ئۇنىڭ ئالدىغا چىققان رەكابنىڭ ئوغلى يەھونادابقا يولۇقتى. ئۇ ئۇنىڭغا سالام قىلىپ‫‪:‬‬ مېنىڭ كۆڭلۈم ساڭا سادىق بولغاندەك، سېنىڭ كۆڭلۈڭمۇ ماڭا سادىقمۇ؟ ــ دېدى. سادىق، دېدى يەھوناداب. يەھۇ‫‪:‬‬ ــ ئۇنداق بولسا قولۇڭنى ماڭا بەرگىن، دېدى. ئۇ قولىنى بېرىۋىدى، يەھۇ ئۇنى جەڭ ھارۋىسىغا ئېلىپ چىقىپ، ئۆز يېنىدا جاي بېرىپ
16 ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ مەن بىلەن بېرىپ، پەرۋەردىگارغا بولغان قىزغىنلىقىمنى كۆرگىن، دېدى. شۇنىڭ بىلەن ئۇ ئۇنى جەڭ ھارۋىسىغا ئولتۇرغۇزۇپ ھەيدەپ ماڭدى.
17 ئۇ سامارىيەگە كەلگەندە ئاھابنىڭ جەمەتىدىن سامارىيەدە قالغانلارنىڭ ھەممىسىنى قىرىپ تۈگەتكۈچە ئۆلتۈردى. بۇ ئىش پەرۋەردىگارنىڭ ئىلىياسقا ئېيتقان سۆزىنىڭ ئەمەلگە ئاشۇرۇلۇشى ئىدى.
18 ئاندىن يەھۇ ھەممە خالايىقنى يىغدۇرۇپ، ئۇلارغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ ئاھاب بائالنىڭ خىزمىتىنى ئاز قىلغان، لېكىن يەھۇ ئۇنىڭ خىزمىتىنى كۆپ قىلىدۇ.
19 بۇنىڭ ئۈچۈن بائالنىڭ بارلىق پەيغەمبەرلىرىنى، ئۇنىڭ قۇللۇقىدا بولغانلارنىڭ ھەممىسى بىلەن بارلىق كاھىنلىرىنى ماڭا چاقىرىڭلار؛ ھېچكىم قالمىسۇن، چۈنكى بائالغا چوڭ قۇربانلىق سۇنغۇم بار؛ ھەركىم ھازىر بولمىسا جېنىدىن مەھرۇم بولىدۇ، دېدى. لېكىن يەھۇ بۇ ئىشنى بائالپەرەسلەرنى يوقىتىش ئۈچۈن ھىيلىگەرلىك بىلەن قىلدى.
20 شۇنىڭ بىلەن يەھۇ‫‪:‬‬ بائالغا خاس بىر ھېيت بېكىتىڭلار، دېۋىدى، ئۇلار شۇنداق ئېلان قىلدى.
21 يەھۇ پۈتكۈل ئىسرائىلغا تەكلىپ ئەۋەتكەندە، بارلىق بائالپەرەسلەر كەلدى؛ ئۇلاردىن ھېچبىرى كەم قالماي كەلدى. ئۇلار بائالنىڭ بۇتخانىسىغا كىردى؛ شۇنىڭ بىلەن بائالنىڭ بۇتخانىسى بۇ بېشىدىن يەنە بىر بېشىغىچە لىق تولدى.
22 ئۇ مۇراسىم كىيىمى بېگىگە‫‪:‬‬ ھەممە بائالپەرەسلەرگە ئىبادەت كىيىملىرىنى ئەچىقىپ بەر، دېۋىدى، ئۇ كىيىملەرنى ئۇلارغا ئەچىقىپ بەردى.
23 يەھۇ بىلەن رەكابنىڭ ئوغلى يەھوناداب بائالنىڭ بۇتخانىسىغا كىرىپ بائالپەرەسلەرگە‫‪:‬‬ تەكشۈرۈپ بېقىڭلار، بۇ يەردە پەرۋەردىگارنىڭ بەندىلىرىدىن ھېچبىرى بولمىسۇن، بەلكى پەقەت بائالپەرەسلەر بولسۇن، دېدى.
24 ئۇلار تەشەككۈر قۇربانلىقلىرى بىلەن كۆيدۈرمە قۇربانلىقلارنى ئۆتكۈزگىلى كىردى. يەھۇ سەكسەن ئادىمىنى تېشىدا قويۇپ ئۇلارغا‫‪:‬‬ مەن سىلەرنىڭ ئىلكىڭلارغا تاپشۇرغان بۇ ئادەملەردىن بىرسى قولۇڭلاردىن قېچىپ كەتسە، جېنىنىڭ ئورنىدا جان بېرىسىلەر، دېدى.
25 ئۇلار كۆيدۈرمە قۇربانلىقنى ئۆتكۈزۈپ بولۇشىغىلا، يەھۇ ئوردا پاسىبانلىرى ۋە سەردارلارغا‫‪:‬‬ كىرىپ ئۇلارنى قەتل قىلىپ، ھېچكىمنى چىققىلى قويماڭلار، دەپ بۇيرۇدى. شۇنىڭ بىلەن ئوردا پاسىبانلىرى بىلەن سەردارلار ئۇلارنى قىلىچ بىسى بىلەن قەتل قىلىپ، ئۆلۈكلەرنى شۇ يەرگە تاشلىۋەتتى. ئاندىن بائالنىڭ بۇتخانىسىنىڭ ئىچكىرىگە كىرىپ
26 بۇت تۈۋرۈكلەرنى بائالنىڭ بۇتخانىسىدىن ئېلىپ چىقىپ كۆيدۈرۈۋەتتى.
27 ئۇلار يەنە بائالنىڭ تۈۋرۈك‫‪‎-‎‬‬ھەيكىلىنى چېقىپ، بائالنىڭ بۇتخانىسىنى يىقىتىپ ئۇنى بۈگۈنگە قەدەر ھاجەتخانىغا ئايلاندۇردى.
28 يەھۇ شۇ يول بىلەن بائالنى ئىسرائىل ئىچىدىن يوق قىلدى.
29 يەھۇ نىباتنىڭ ئوغلى يەروبوئامنىڭ ئىسرائىلنى گۇناھقا پۇتلاشتۇرغان گۇناھلىرىدىن، يەنى بەيت‫‪‎-‎‬‬ئەل بىلەن داندىكى ئالتۇن موزاي بۇتلىرىدىن ئۆزىنى يىغمىدى.
30 پەرۋەردىگار يەھۇغا‫‪:‬‬ سەن ئوبدان قىلدىڭ؛ مېنىڭ نەزىرىمگە مۇۋاپىق كۆرۈنگىنىنى ئادا قىلىپ، ئاھابنىڭ جەمەتىگە كۆڭلۈمدىكى ھەممە نىيەتنى بەجا قىلىپ پۈتكۈزگىنىڭ ئۈچۈن، سېنىڭ ئوغۇللىرىڭ تۆتىنچى نەسلىگىچە ئىسرائىلنىڭ تەختىدە ئولتۇرىدۇ، دېدى.
پادىشاھلار «2» 10 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «2» 10:9-30 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

9 Әтигәндә у чиқип, у йәрдә туруп пүткүл халайиққа: Силәр бегунасиләр; мана, мән өзүм ғоҗамға қәст қилип уни өлтүрдүм; лекин буларниң һәммисини ким чепип өлтүрди?
10 Әнди шуни билиңларки, Пәрвәрдигарниң һеч сөзи, йәни Пәрвәрдигар Аһабниң җәмәти тоғрисида ейтқинидин һеч бир сөз йәрдә қалмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Өз қули Илияс арқилиқ ейтқиниға әмәл қилди, — деди.
11 Андин кейин Йәһу Йизрәәлдә Аһабниң җәмәтидин қалғанларниң һәммиси, униң тәрипидики барлиқ әрбаблар, дост-ағинилири вә каһинлирини һеч кимни қалдурмай өлтүрди.
12 Андин у орнидин туруп, Самарийәгә барди. Йолда кетиветип «падичиларға тәвә Бәйт-Әкәд»кә йәткәндә
13 Йәһу Йәһуда падишаһи Аһазияниң қериндашлири билән учрашти. У улардин: Силәр ким? — дәп сориди. «Аһазияниң қериндашлири, падишаһниң оғуллири вә ханишниң оғуллиридин һал сориғили баримиз, деди.  
14 У: Уларни тирик тутуңлар! дәп буйруди. Андин адәмлири уларни тирик тутти, андин һәммисини Бәйт-Әкәдниң қудуғиниң йенида өлтүрүп, уларниң һеч бирини қоймиди. Улар җәмий қириқ икки адәм еди.
15 У у йәрдин кетип барғанда униң алдиға чиққан Рәкабниң оғли Йәһонадабқа йолуқти. У униңға салам қилип: Мениң көңлүм саңа садиқ болғандәк, сениң көңлүңму маңа садиқму? — деди. Садиқ, деди Йәһонадаб. Йәһу: — Ундақ болса қолуңни маңа бәргин, деди. У қолини беривиди, Йәһу уни җәң һарвусиға елип чиқип, өз йенида җай берип
16 униңға: Мән билән берип, Пәрвәрдигарға болған қизғинлиғимни көргин, деди. Шуниң билән у уни җәң һарвусиға олтарғузуп һайдап маңди.
17 У Самарийәгә кәлгәндә Аһабниң җәмәтидин Самарийәдә қалғанларниң һәммисини қирип түгәткичә өлтүрди. Бу иш Пәрвәрдигарниң Илиясқа ейтқан сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
18 Андин Йәһу һәммә халайиқни жиғдуруп, уларға мундақ деди: — Аһаб Баалниң хизмитини аз қилған, лекин Йәһу униң хизмитини көп қилиду.
19 Буниң үчүн Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, униң қуллуғида болғанларниң һәммиси билән барлиқ каһинлирини маңа чақириңлар; һеч ким қалмисун, чүнки Баалға чоң қурбанлиқ сунғум бар; һәр ким һазир болмиса җенидин мәһрум болиду, деди. Лекин Йәһу бу ишни баалпәрәсләрни йоқитиш үчүн һейлигәрлик билән қилди.
20 Шуниң билән Йәһу: Баалға хас бир һейт бекитиңлар, девиди, улар шундақ елан қилди.
21 Йәһу пүткүл Исраилға тәклип әвәткәндә, барлиқ баалпәрәсләр кәлди; улардин һеч бири кам қалмай кәлди. Улар Баалниң бутханисиға кирди; шуниң билән Баалниң бутханиси бу бешидин йәнә бир бешиғичә лиқ толди.
22 У мурасим кийими бегигә: Һәммә Баалпәрәсләргә ибадәт кийимлирини әчиқип бәр, девиди, у кийимләрни уларға әчиқип бәрди.
23 Йәһу билән Рәкабниң оғли Йәһонадаб Баалниң бутханисиға кирип баалпәрәсләргә: Тәкшүрүп беқиңлар, бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бәндилиридин һеч бири болмисун, бәлки пәқәт баалпәрәсләр болсун, деди.
24 Улар тәшәккүр қурбанлиқлири билән көйдүрмә қурбанлиқларни өткүзгили кирди. Йәһу сәксән адимини тешида қоюп уларға: Мән силәрниң илкиңларға тапшурған бу адәмләрдин бириси қолуңлардин қечип кәтсә, җениниң орнида җан берисиләр, деди.
25 Улар көйдүрмә қурбанлиқни өткүзүп болушиғила, Йәһу орда пасибанлири вә сәрдарларға: Кирип уларни қәтл қилип, һеч кимни чиққили қоймаңлар, дәп буйруди. Шуниң билән орда пасибанлири билән сәрдарлар уларни қилич биси билән қәтл қилип, өлүкләрни шу йәргә ташливәтти. Андин Баалниң бутханисиниң ичкиригә кирип
26 бут түврүкләрни Баалниң бутханисидин елип чиқип көйдүрүвәтти.
27 Улар йәнә Баалниң түврүк-һәйкилини чеқип, Баалниң бутханисини жиқитип уни бүгүнгә қәдәр һаҗәтханиға айландурди.
28 Йәһу шу йол билән Баални Исраил ичидин йоқ қилди.
29 Йәһу Нибатниң оғли Йәробоамниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналиридин, йәни Бәйт-Әл билән Дандики алтун мозай бутлиридин өзини жиғмиди.
30 Пәрвәрдигар Йәһуға: Сән убдан қилдиң; Мениң нәзиримгә мувапиқ көрүнгинини ада қилип, Аһабниң җәмәтигә көңлүмдики һәммә нийәтни беҗа қилип пүткүзгиниң үчүн, сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, деди.
Падишаһлар «2» 10 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «2» 10:9-30 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

9 Etigende u chiqip, u yerde turup pütkül xalayiqqa: Siler bigunahsiler; mana, men özüm ghojamgha qest qilip uni öltürdüm; lékin bularning hemmisini kim chépip öltürdi?
10 Emdi shuni bilinglarki, Perwerdigarning héch sözi, yeni Perwerdigar Ahabning jemeti toghrisida éytqinidin héchbir söz yerde qalmaydu. Chünki Perwerdigar Öz quli Iliyas arqiliq éytqinigha emel qildi, — dédi.
11 Andin kéyin Yehu Yizreelde Ahabning jemetidin qalghanlarning hemmisi, uning teripidiki barliq erbablar, dost-aghiniliri we kahinlirini héch kimni qaldurmay öltürdi.
12 Andin u ornidin turup, Samariyege bardi. Yolda kétiwétip «padichilargha tewe Beyt-Eked»ke yetkende
13 Yehu Yehuda padishahi Ahaziyaning qérindashliri bilen uchrashti. U ulardin: Siler kim? — dep soridi. «Ahaziyaning qérindashliri, padishahning oghulliri we xanishning oghulliridin hal sorighili barimiz, dédi.  
14 U: Ularni tirik tutunglar! dep buyrudi. Andin ademliri ularni tirik tutti, andin hemmisini Beyt-Ekedning quduqining yénida öltürüp, ularning héch birini qoymidi. Ular jemiy qiriq ikki adem idi.
15 U u yerdin kétip barghanda uning aldigha chiqqan Rekabning oghli Yehonadabqa yoluqti. U uninggha salam qilip: Méning könglüm sanga sadiq bolghandek, séning könglüngmu manga sadiqmu? — dédi. Sadiq, dédi Yehonadab. Yehu: — Undaq bolsa qolungni manga bergin, dédi. U qolini bériwidi, Yehu uni jeng harwisigha élip chiqip, öz yénida jay bérip
16 uninggha: Men bilen bérip, Perwerdigargha bolghan qizghinliqimni körgin, dédi. Shuning bilen u uni jeng harwisigha olturghuzup heydep mangdi.
17 U Samariyege kelgende Ahabning jemetidin Samariyede qalghanlarning hemmisini qirip tügetküche öltürdi. Bu ish Perwerdigarning Iliyasqa éytqan sözining emelge ashurulushi idi.
18 Andin Yehu hemme xalayiqni yighdurup, ulargha mundaq dédi: — Ahab Baalning xizmitini az qilghan, lékin Yehu uning xizmitini köp qilidu.
19 Buning üchün Baalning barliq peyghemberlirini, uning qulluqida bolghanlarning hemmisi bilen barliq kahinlirini manga chaqiringlar; héchkim qalmisun, chünki Baalgha chong qurbanliq sun'ghum bar; herkim hazir bolmisa jénidin mehrum bolidu, dédi. Lékin Yehu bu ishni baalpereslerni yoqitish üchün hiyligerlik bilen qildi.
20 Shuning bilen Yehu: Baalgha xas bir héyt békitinglar, déwidi, ular shundaq élan qildi.
21 Yehu pütkül Israilgha teklip ewetkende, barliq baalperesler keldi; ulardin héchbiri kem qalmay keldi. Ular Baalning butxanisigha kirdi; shuning bilen Baalning butxanisi bu béshidin yene bir béshighiche liq toldi.
22 U murasim kiyimi bégige: Hemme Baalpereslerge ibadet kiyimlirini echiqip ber, déwidi, u kiyimlerni ulargha echiqip berdi.
23 Yehu bilen Rekabning oghli Yehonadab Baalning butxanisigha kirip baalpereslerge: Tekshürüp béqinglar, bu yerde Perwerdigarning bendiliridin héchbiri bolmisun, belki peqet baalperesler bolsun, dédi.
24 Ular teshekkür qurbanliqliri bilen köydürme qurbanliqlarni ötküzgili kirdi. Yehu seksen adimini téshida qoyup ulargha: Men silerning ilkinglargha tapshurghan bu ademlerdin birsi qolunglardin qéchip ketse, jénining ornida jan bérisiler, dédi.
25 Ular köydürme qurbanliqni ötküzüp bolushighila, Yehu orda pasibanliri we serdarlargha: Kirip ularni qetl qilip, héchkimni chiqqili qoymanglar, dep buyrudi. Shuning bilen orda pasibanliri bilen serdarlar ularni qilich bisi bilen qetl qilip, ölüklerni shu yerge tashliwetti. Andin Baalning butxanisining ichkirige kirip
26 but tüwrüklerni Baalning butxanisidin élip chiqip köydürüwetti.
27 Ular yene Baalning tüwrük-heykilini chéqip, Baalning butxanisini yiqitip uni bügün'ge qeder hajetxanigha aylandurdi.
28 Yehu shu yol bilen Baalni Israil ichidin yoq qildi.
29 Yehu Nibatning oghli Yeroboamning Israilni gunahqa putlashturghan gunahliridin, yeni Beyt-El bilen Dandiki altun mozay butliridin özini yighmidi.
30 Perwerdigar Yehugha: Sen obdan qilding; Méning nezirimge muwapiq körün'ginini ada qilip, Ahabning jemetige könglümdiki hemme niyetni beja qilip pütküzgining üchün, séning oghulliring tötinchi nesligiche Israilning textide olturidu, dédi.
Padishahlar «2» 10 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «2» 10:9-30 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

9 Ətigǝndǝ u qiⱪip, u yǝrdǝ turup pütkül halayiⱪⱪa: Silǝr bigunaⱨsilǝr; mana, mǝn ɵzüm ƣojamƣa ⱪǝst ⱪilip uni ɵltürdüm; lekin bularning ⱨǝmmisini kim qepip ɵltürdi?
10 Əmdi xuni bilinglarki, Pǝrwǝrdigarning ⱨeq sɵzi, yǝni Pǝrwǝrdigar Aⱨabning jǝmǝti toƣrisida eytⱪinidin ⱨeqbir sɵz yǝrdǝ ⱪalmaydu. Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪuli Iliyas arⱪiliⱪ eytⱪiniƣa ǝmǝl ⱪildi, — dedi.
11 Andin keyin Yǝⱨu Yizrǝǝldǝ Aⱨabning jǝmǝtidin ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisi, uning tǝripidiki barliⱪ ǝrbablar, dost-aƣiniliri wǝ kaⱨinlirini ⱨeq kimni ⱪaldurmay ɵltürdi.
12 Andin u ornidin turup, Samariyǝgǝ bardi. Yolda ketiwetip «padiqilarƣa tǝwǝ Bǝyt-Əkǝd»kǝ yǝtkǝndǝ
13 Yǝⱨu Yǝⱨuda padixaⱨi Aⱨaziyaning ⱪerindaxliri bilǝn uqraxti. U ulardin: Silǝr kim? — dǝp soridi. «Aⱨaziyaning ⱪerindaxliri, padixaⱨning oƣulliri wǝ hanixning oƣulliridin ⱨal soriƣili barimiz, dedi.  
14 U: Ularni tirik tutunglar! dǝp buyrudi. Andin adǝmliri ularni tirik tutti, andin ⱨǝmmisini Bǝyt-Əkǝdning ⱪuduⱪining yenida ɵltürüp, ularning ⱨeq birini ⱪoymidi. Ular jǝmiy ⱪiriⱪ ikki adǝm idi.
15 U u yǝrdin ketip barƣanda uning aldiƣa qiⱪⱪan Rǝkabning oƣli Yǝⱨonadabⱪa yoluⱪti. U uningƣa salam ⱪilip: Mening kɵnglüm sanga sadiⱪ bolƣandǝk, sening kɵnglüngmu manga sadiⱪmu? — dedi. Sadiⱪ, dedi Yǝⱨonadab. Yǝⱨu: — Undaⱪ bolsa ⱪolungni manga bǝrgin, dedi. U ⱪolini beriwidi, Yǝⱨu uni jǝng ⱨarwisiƣa elip qiⱪip, ɵz yenida jay berip
16 uningƣa: Mǝn bilǝn berip, Pǝrwǝrdigarƣa bolƣan ⱪizƣinliⱪimni kɵrgin, dedi. Xuning bilǝn u uni jǝng ⱨarwisiƣa olturƣuzup ⱨǝydǝp mangdi.
17 U Samariyǝgǝ kǝlgǝndǝ Aⱨabning jǝmǝtidin Samariyǝdǝ ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisini ⱪirip tügǝtküqǝ ɵltürdi. Bu ix Pǝrwǝrdigarning Iliyasⱪa eytⱪan sɵzining ǝmǝlgǝ axuruluxi idi.
18 Andin Yǝⱨu ⱨǝmmǝ halayiⱪni yiƣdurup, ularƣa mundaⱪ dedi: — Aⱨab Baalning hizmitini az ⱪilƣan, lekin Yǝⱨu uning hizmitini kɵp ⱪilidu.
19 Buning üqün Baalning barliⱪ pǝyƣǝmbǝrlirini, uning ⱪulluⱪida bolƣanlarning ⱨǝmmisi bilǝn barliⱪ kaⱨinlirini manga qaⱪiringlar; ⱨeqkim ⱪalmisun, qünki Baalƣa qong ⱪurbanliⱪ sunƣum bar; ⱨǝrkim ⱨazir bolmisa jenidin mǝⱨrum bolidu, dedi. Lekin Yǝⱨu bu ixni baalpǝrǝslǝrni yoⱪitix üqün ⱨiyligǝrlik bilǝn ⱪildi.
20 Xuning bilǝn Yǝⱨu: Baalƣa has bir ⱨeyt bekitinglar, dewidi, ular xundaⱪ elan ⱪildi.
21 Yǝⱨu pütkül Israilƣa tǝklip ǝwǝtkǝndǝ, barliⱪ baalpǝrǝslǝr kǝldi; ulardin ⱨeqbiri kǝm ⱪalmay kǝldi. Ular Baalning buthanisiƣa kirdi; xuning bilǝn Baalning buthanisi bu bexidin yǝnǝ bir bexiƣiqǝ liⱪ toldi.
22 U murasim kiyimi begigǝ: Ⱨǝmmǝ Baalpǝrǝslǝrgǝ ibadǝt kiyimlirini ǝqiⱪip bǝr, dewidi, u kiyimlǝrni ularƣa ǝqiⱪip bǝrdi.
23 Yǝⱨu bilǝn Rǝkabning oƣli Yǝⱨonadab Baalning buthanisiƣa kirip baalpǝrǝslǝrgǝ: Tǝkxürüp beⱪinglar, bu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning bǝndiliridin ⱨeqbiri bolmisun, bǝlki pǝⱪǝt baalpǝrǝslǝr bolsun, dedi.
24 Ular tǝxǝkkür ⱪurbanliⱪliri bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni ɵtküzgili kirdi. Yǝⱨu sǝksǝn adimini texida ⱪoyup ularƣa: Mǝn silǝrning ilkinglarƣa tapxurƣan bu adǝmlǝrdin birsi ⱪolunglardin ⱪeqip kǝtsǝ, jenining ornida jan berisilǝr, dedi.
25 Ular kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni ɵtküzüp boluxiƣila, Yǝⱨu orda pasibanliri wǝ sǝrdarlarƣa: Kirip ularni ⱪǝtl ⱪilip, ⱨeqkimni qiⱪⱪili ⱪoymanglar, dǝp buyrudi. Xuning bilǝn orda pasibanliri bilǝn sǝrdarlar ularni ⱪiliq bisi bilǝn ⱪǝtl ⱪilip, ɵlüklǝrni xu yǝrgǝ taxliwǝtti. Andin Baalning buthanisining iqkirigǝ kirip
26 but tüwrüklǝrni Baalning buthanisidin elip qiⱪip kɵydürüwǝtti.
27 Ular yǝnǝ Baalning tüwrük-ⱨǝykilini qeⱪip, Baalning buthanisini yiⱪitip uni bügün'gǝ ⱪǝdǝr ⱨajǝthaniƣa aylandurdi.
28 Yǝⱨu xu yol bilǝn Baalni Israil iqidin yoⱪ ⱪildi.
29 Yǝⱨu Nibatning oƣli Yǝroboamning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨliridin, yǝni Bǝyt-Əl bilǝn Dandiki altun mozay butliridin ɵzini yiƣmidi.
30 Pǝrwǝrdigar Yǝⱨuƣa: Sǝn obdan ⱪilding; Mening nǝzirimgǝ muwapiⱪ kɵrün'ginini ada ⱪilip, Aⱨabning jǝmǝtigǝ kɵnglümdiki ⱨǝmmǝ niyǝtni bǝja ⱪilip pütküzgining üqün, sening oƣulliring tɵtinqi nǝsligiqǝ Israilning tǝhtidǝ olturidu, dedi.
Padixaⱨlar «2» 10 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)