4 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
5 Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
6 «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
7 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
8 «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
9 Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
10 Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».
11 «Падишаһ той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;
12 Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду;