9 |ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
10 |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
11 |כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.
12 |ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
13 |מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?