1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт) дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — «Аһ Илаһим, Илаһим, немишкә мәндин ваз кәчтиң? Сән немишкә мени қутқузуштин шунчә жирақсән? Немишкә қаттиқ пәрядлиримдин шунчә жирақ турисән,
3 Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән; Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.
4 Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
5 Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған, Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
6 Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
7 Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.