1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй; Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаһниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға муну күйниң сөзлирини ейтти: — Аһ, Пәрвәрдигарим, мениң күч-қудритим, Мән сени сөйимән!
3 Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур! Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән; У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!
4 Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға нида қилимән, Шунда дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
5 Өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
6 Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди.
7 Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң һозуриға кәлди, Униң қулиқиға кирди.
8 Шу чағ йәр-зимин тәврәп, силкинип кәтти, Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
9 Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
10 У асманларни тазим қилдуруп чүшти, Пути асти тум қараңғулуқ еди.
11 Бир керубни минип пәрваз қилди, Шамалниң қанатлирида ғуюлдап учуп кәлди.
12 У қараңғулуқни өзиниң йошурунидиған җайи қилди, Суларниң қараңғусини, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
13 Униң алдидики йоруқлуқтин, Қоюқ булутлар, мөлдүр, отлуқ чоғлар чиқип өтти;
14 Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин Алий Болғучи авазини яңратти, Мөлдүр вә отлуқ чоғлар билән.
15 Бәрһәқ, У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-чуқанға салди;