Text copied!
Bibles in Uighur

باتۇر ھاكىملار 19:2-24 in Uighur

Help us?

باتۇر ھاكىملار 19:2-24 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

2 لېكىن ئۇ كېنىزەك ئېرىگە ۋاپاسىزلىق قىلىپ، ئۇنىڭ يېنىدىن چىقىپ، يەھۇدا يۇرتىدىكى بەيت‫‪‎-‎‬‬لەھەمگە ئاتىسىنىڭ ئۆيىگە بېرىپ، تۆت ئايچە تۇردى.
3 ئۇ ۋاقىتتا ئۇنىڭ ئېرى قوپۇپ كېنىزىكىگە ياخشى گەپلەرنى قىلىپ، كۆڭلىنى ئېلىپ ياندۇرۇپ كېلىشكە كېنىزىكىنىڭ يېنىغا كەلدى. ئۇ بىر خىزمەتكارىنى ۋە ئىككى ئېشەكنى ئېلىپ باردى. كېنىزەك ئېرىنى ئاتىسىنىڭ ئۆيىگە ئېلىپ كىردى؛ ئاتىسى ئۇنى كۆرۈپ خۇش بولۇپ قارشى ئالدى.
4 ئۇنىڭ قېينئاتىسى، يەنى قىزنىڭ ئاتىسى ئۇنى تۇتۇپ قالدى، ئۇ ئۇ يەردە ئۈچ كۈنگىچە يەپ‫‪‎-‎‬‬ئىچىپ، ئۇنىڭ بىلەن يېتىپ قوپتى.
5 تۆتىنچى كۈنى لاۋىي كىشى سەھەر قوپۇپ ماڭغىلى تەييارلىنىۋىدى، كېنىزىكىنىڭ ئاتىسى كۈيئوغلىغا‫‪:‬‬ ــ بىر توغرام نان يەپ يۈرىكىڭنى قۇۋۋەتلەندۈرۈپ ئاندىن ماڭغىن، ــ دېدى.
6 شۇنىڭ بىلەن ئۇلار ئىككىسى ئولتۇرۇپ بىللە يەپ‫‪‎-‎‬‬ئىچىپ تاماقلاندى. قىزنىڭ ئاتىسى ئۇ كىشىگە‫‪:‬‬ ــ سەندىن ئۆتۈنەي، بۇ كېچىمۇ قونغىن، كۆڭلۈڭ ئېچىلسۇن، دېدى.
7 بۇ كىشى ماڭغىلى قوپۇۋىدى، لېكىن قېينئاتىسى ئۇنى زورلاپ، يەنە ئېلىپ قالدى، ئۇ يەنە بىر كۈن قوندى.
8 بەشىنچى كۈنى ئۇ سەھەر قوپۇپ ماڭغىلى تەييارلاندى، لېكىن قىزنىڭ ئاتىسى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئاۋۋال يۈرىكىڭنى قۇۋۋەتلەندۈرگىن، دېدى. شۇنىڭ بىلەن ئۇلار ئىككىسى كۈن ئېگىلگۈچە ئولتۇرۇپ، بىللە تاماقلاندى.
9 ئاندىن بۇ كىشى كېنىزىكى ۋە خىزمەتكارىنى ئېلىپ ماڭغىلى تەييارلىنىۋىدى، قېينئاتىسى، يەنى قىزنىڭ داداسى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ مانا، كەچ كىرەي دەۋاتىدۇ، سەندىن ئۆتۈنەي، بۇ يەردە يەنە بىر كېچىنى ئۆتكۈزۈڭلار؛ مانا، كۈن مەغرىققە ئېگىلىپتۇ، بۇ يەردە قونغىن، كۆڭلۈڭ ئېچىلسۇن؛ ئاندىن ئەتە سەھەردە يولغا چىقىپ، ئۆيۈڭلەرگە كېتىڭلار، ــ دېدى.
10 لېكىن ئۇ كىشى ئەمدى يەنە بىر كېچە قونۇشقا ئۇنىماي، قوپۇپ يولغا چىقىپ يەبۇسنىڭ، يەنى يېرۇسالېمنىڭ ئۇدۇلىغا كەلدى. ئۇنىڭ بىلەن بىللە ئىككى توقۇقلۇق ئېشەك ۋە كېنىزىكى بار ئىدى.
11 ئۇلار يەبۇسقا يېقىن كەلگەندە كۈن ئولتۇراي دەپ قالغاچقا، خىزمەتكارى غوجىسىغا‫‪:‬‬ ــ يەبۇسىيلارنىڭ بۇ شەھىرىگە كىرىپ، شۇ يەردە قونايلى، دېدى.
12 لېكىن غوجىسى ئۇنىڭغا جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ بىز ئىسرائىللار تۇرمايدىغان، يات ئەللەر تۇرىدىغان شەھەرگە كىرمەيلى، بەلكى گىبېئاھقا ئۆتۈپ كېتەيلى، دېدى.
13 ئاندىن ئۇ يەنە خىزمەتكارىغا‫‪:‬‬ ــ كەلگىن، بىز يېقىندىكى جايلاردىن بىرىگە بارايلى، گىبېئاھدا ياكى راماھدا قونايلى، دېدى.
14 شۇنىڭ بىلەن ئۇلار مېڭىپ، بىنيامىن يۇرتىدىكى گىبېئاھنىڭ يېنىغا يېتىپ بارغاندا كۈن ئولتۇرغانىدى.
15 ئۇلار گىبېئاھقا كىرىپ، ئۇ يەردە قونماقچى بولدى؛ شەھەرنىڭ چوڭ مەيدانىغا كىرىپ ئولتۇرۇشتى؛ لېكىن ھېچكىم ئۇلارنى قوندۇرۇشقا ئۆيىگە تەكلىپ قىلمىدى.
16 ھالبۇكى، ئۇ كېچىسى قېرى بىر ئادەم ئىشىنى تۈگىتىپ، ئېتىزلىقتىن يېنىپ كېلىۋاتقانىدى. ئۇ ئەسلىدە ئەفرائىم تاغلىق رايونىلىق ئادەم ئىدى، ئۇ گىبېئاھدا مۇساپىر بولۇپ، ئولتۇراقلىشىپ قالغانىدى؛ لېكىن ئۇ يەردىكى خەلقلەر بىنيامىنلاردىن ئىدى.
17 ئۇ بېشىنى كۆتۈرۈپ قاراپ، بۇ يولۇچىنىڭ شەھەرنىڭ مەيدانىدا ئولتۇرغىنىنى كۆرۈپ ئۇنىڭدىن‫‪:‬‬ ــ قەيەردىن كەلدىڭ؟ قەيەرگە بارىسەن؟ ــ دەپ سورىدى.
18 ئۇ جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ بىز يەھۇدا يۇرتىدىكى بەيت‫‪‎-‎‬‬لەھەمدىن ئەفرائىم تاغلىقىنىڭ چەت ياقىلىرىغا كېتىپ بارىمىز؛ مەن ئەسلى شۇ جايدىن بولۇپ، يەھۇدا يۇرتىدىكى بەيت‫‪‎-‎‬‬لەھەمگە بارغانىدىم؛ ئىشلىرىم پەرۋەردىگارنىڭ ئۆيىگە مۇناسىۋەتلىك ئىدى؛ لېكىن بۇ يەردە ھېچ كىم مېنى ئۆيىگە تەكلىپ قىلمىدى.
19 بىزنىڭ ئېشەكلىرىمىزگە بېرىدىغان سامان ۋە بوغۇزىمىز بار، ئۆزۈم، دېدەكلىرى، شۇنداقلا كەمىنىلىرىڭ بىلەن بولغان يىگىتكىمۇ نان ۋە شارابلار بار، بىزگە ھېچ نېمە كەم ئەمەس، ــ دېدى.
20 بۇنى ئاڭلاپ قېرى كىشى‫‪:‬‬ ــ تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان بولغايسەن؛ سىلەرىڭ موھتاجلىرىڭلارنىڭ ھەممىسى مېنىڭ ئۈستۈمگە بولسۇن، ئەمما كوچىدا ياتماڭلار! ــ دەپ،
21 ئۇنى ئۆز ئۆيىگە ئېلىپ بېرىپ، ئېشەكلىرىگە يەم بەردى. مېھمانلار پۇتلىرىنى يۇيۇپ، يەپ‫‪‎-‎‬‬ئىچىپ غىزالاندى.
22 ئۇلار كۆڭلىدە خۇش بولۇپ تۇرغىنىدا، مانا، شەھەرنىڭ ئادەملىرىدىن بىرنەچچەيلەن، يەنى بىرقانچە لۈكچەك كېلىپ ئۆينى قورشىۋېلىپ، ئىشىكنى ئۇرۇپ‫‪‎-‎‬‬قېقىپ، ئۆينىڭ ئىگىسى بولغان قېرى كىشىگە‫‪:‬‬ ــ سېنىڭ ئۆيۈڭگە كەلگەن شۇ كىشىنى بىزگە چىقىرىپ بەرگىن، ئۇنىڭ بىلەن يېقىنچىلىق قىلىمىز، ــ دېدى.  
23 بۇنى ئاڭلاپ ئۆي ئىگىسى ئۇلارنىڭ قېشىغا چىقىپ ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ بولمايدۇ، ئەي بۇرادەرلىرىم، سىلەردىن ئۆتۈنۈپ قالاي، مۇنداق رەزىللىكنى قىلماڭلار؛ بۇ كىشى مېنىڭ ئۆيۈمگە مېھمان بولۇپ كەلگەنىكەن، سىلەر بۇنداق ئىپلاسلىق قىلماڭلار.
24 مانا، مېنىڭ پاك بىر قىزىم بار، يەنە ئۇ كىشىنىڭ كېنىزىكى بار. مەن ئۇلارنى قېشىڭلارغا چىقىرىپ بېرەي، سىلەر ئۇلارنى ئاياغ ئاستى قىلساڭلار مەيلى، نەزىرىڭلارغا نېمە خۇش ياقسا ئۇلارنى شۇنداق قىلىڭلار، لېكىن بۇ كىشىگە مۇشۇنداق ئىپلاسلىق ئىشنى قىلماڭلار، ــ دېدى.
باتۇر ھاكىملار 19 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Батур Һакимлар 19:2-24 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

2 Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип, униң йенидин чиқип, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә атисиниң өйигә берип, төрт айчә турди.
3 У вақитта униң ери қопуп кенизигигә яхши гәпләрни қилип, көңлини елип яндуруп келишкә кенизигиниң йениға кәлди. У бир хизмәткарини вә икки ешәкни елип барди. Кенизәк ерини атисиниң өйигә елип кирди; атиси уни көрүп хуш болуп қарши алди.
4 Униң қейинатиси, йәни қизниң атиси уни тутуп қалди, у у йәрдә үч күнгичә йәп-ичип, униң билән йетип қопти.
5 Төртинчи күни Лавий киши сәһәр қопуп маңғили тәйярлинивиди, кенизигиниң атиси күйоғлиға: — Бир тоғрам нан йәп жүригиңни қувәтләндүрүп андин маңғин, — деди.
6 Шуниң билән улар иккиси олтирип биллә йәп-ичип тамақланди. Қизниң атиси у кишигә: — Сәндин өтүнәй, бу кечиму қонғин, көңлүң ечилсун, деди.
7 Бу киши маңғили қопувиди, лекин қейинатиси уни зорлап, йәнә елип қалди, у йәнә бир күн қонди.
8 Бәшинчи күни у сәһәр қопуп маңғили тәйярланди, лекин қизниң атиси униңға: — Авал жүригиңни қувәтләндүргин, деди. Шуниң билән улар иккиси күн егилгичә олтирип, биллә тамақланди.
9 Андин бу киши кенизиги вә хизмәткарини елип маңғили тәйярлинивиди, қейинатиси, йәни қизниң дадаси униңға: — Мана, кәч кирәй дәватиду, сәндин өтүнәй, бу йәрдә йәнә бир кечини өткүзүңлар; мана, күн мәғриққә егилипту, бу йәрдә қонғин, көңлүң ечилсун; андин әтә сәһәрдә йолға чиқип, өйүңләргә кетиңлар, — деди.
10 Лекин у киши әнди йәнә бир кечә қонушқа унимай, қопуп йолға чиқип Йәбусниң, йәни Йерусалимниң удулиға кәлди. Униң билән биллә икки тоқуқлуқ ешәк вә кенизиги бар еди.
11 Улар Йәбусқа йеқин кәлгәндә күн олтирай дәп қалғачқа, хизмәткари ғоҗисиға: — Йәбусийларниң бу шәһиригә кирип, шу йәрдә қонайли, деди.
12 Лекин ғоҗиси униңға җавап берип: — Биз Исраиллар турмайдиған, ят әлләр туридиған шәһәргә кирмәйли, бәлки Гибеаһқа өтүп кетәйли, деди.
13 Андин у йәнә хизмәткариға: — Кәлгин, биз йеқиндики җайлардин биригә барайли, Гибеаһда яки Рамаһда қонайли, деди.
14 Шуниң билән улар меңип, Бинямин жутидики Гибеаһниң йениға йетип барғанда күн олтарған еди.
15 Улар Гибеаһқа кирип, у йәрдә қонмақчи болди; шәһәрниң чоң мәйданиға кирип олтиришти; лекин һеч ким уларни қондурушқа өйигә тәклип қилмиди.
16 Һалбуки, у кечиси қери бир адәм ишини түгитип, етизлиқтин йенип келиватқан еди. У әслидә Әфраим тағлиқ районилиқ адәм еди, у Гибеаһда мусапир болуп, олтирақлишип қалған еди; лекин у йәрдики хәлиқләр Биняминлардин еди.
17 У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди.
18 У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди.
19 Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди.
20 Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп,
21 уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди.
22 Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.  
23 Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар.
24 Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мушундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.
Батур Һакимлар 19 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Batur Hakimlar 19:2-24 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

2 Lékin u kénizek érige wapasizliq qilip, uning yénidin chiqip, Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemge atisining öyige bérip, töt ayche turdi.
3 U waqitta uning éri qopup kénizikige yaxshi geplerni qilip, könglini élip yandurup kélishke kénizikining yénigha keldi. U bir xizmetkarini we ikki éshekni élip bardi. Kénizek érini atisining öyige élip kirdi; atisi uni körüp xush bolup qarshi aldi.
4 Uning qéynatisi, yeni qizning atisi uni tutup qaldi, u u yerde üch kün'giche yep-ichip, uning bilen yétip qopti.
5 Tötinchi küni Lawiy kishi seher qopup mangghili teyyarliniwidi, kénizikining atisi küyoghligha: — Bir toghram nan yep yürikingni quwwetlendürüp andin mangghin, — dédi.
6 Shuning bilen ular ikkisi olturup bille yep-ichip tamaqlandi. Qizning atisi u kishige: — Sendin ötüney, bu kéchimu qon'ghin, könglüng échilsun, dédi.
7 Bu kishi mangghili qopuwidi, lékin qéynatisi uni zorlap, yene élip qaldi, u yene bir kün qondi.
8 Beshinchi küni u seher qopup mangghili teyyarlandi, lékin qizning atisi uninggha: — Awwal yürikingni quwwetlendürgin, dédi. Shuning bilen ular ikkisi kün égilgüche olturup, bille tamaqlandi.
9 Andin bu kishi kéniziki we xizmetkarini élip mangghili teyyarliniwidi, qéynatisi, yeni qizning dadasi uninggha: — Mana, kech kirey dewatidu, sendin ötüney, bu yerde yene bir kéchini ötküzünglar; mana, kün meghriqqe égiliptu, bu yerde qon'ghin, könglüng échilsun; andin ete seherde yolgha chiqip, öyünglerge kétinglar, — dédi.
10 Lékin u kishi emdi yene bir kéche qonushqa unimay, qopup yolgha chiqip Yebusning, yeni Yérusalémning uduligha keldi. Uning bilen bille ikki toquqluq éshek we kéniziki bar idi.
11 Ular Yebusqa yéqin kelgende kün olturay dep qalghachqa, xizmetkari ghojisigha: — Yebusiylarning bu shehirige kirip, shu yerde qonayli, dédi.
12 Lékin ghojisi uninggha jawab bérip: — Biz Israillar turmaydighan, yat eller turidighan sheherge kirmeyli, belki Gibéahqa ötüp kéteyli, dédi.
13 Andin u yene xizmetkarigha: — Kelgin, biz yéqindiki jaylardin birige barayli, Gibéahda yaki Ramahda qonayli, dédi.
14 Shuning bilen ular méngip, Binyamin yurtidiki Gibéahning yénigha yétip barghanda kün olturghanidi.
15 Ular Gibéahqa kirip, u yerde qonmaqchi boldi; sheherning chong meydanigha kirip olturushti; lékin héchkim ularni qondurushqa öyige teklip qilmidi.
16 Halbuki, u kéchisi qéri bir adem ishini tügitip, étizliqtin yénip kéliwatqanidi. U eslide Efraim taghliq rayoniliq adem idi, u Gibéahda musapir bolup, olturaqliship qalghanidi; lékin u yerdiki xelqler Binyaminlardin idi.
17 U béshini kötürüp qarap, bu yoluchining sheherning meydanida olturghinini körüp uningdin: — Qeyerdin kelding? Qeyerge barisen? — dep soridi.
18 U jawab bérip: — Biz Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemdin Efraim taghliqining chet yaqilirigha kétip barimiz; men esli shu jaydin bolup, Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemge barghanidim; ishlirim Perwerdigarning öyige munasiwetlik idi; lékin bu yerde héch kim méni öyige teklip qilmidi.
19 Bizning ésheklirimizge béridighan saman we boghuzimiz bar, özüm, dédekliri, shundaqla keminiliring bilen bolghan yigitkimu nan we sharablar bar, bizge héch néme kem emes, — dédi.
20 Buni anglap qéri kishi: — Tinch-aman bolghaysen; silering mohtajliringlarning hemmisi méning üstümge bolsun, emma kochida yatmanglar! — dep,
21 uni öz öyige élip bérip, ésheklirige yem berdi. Méhmanlar putlirini yuyup, yep-ichip ghizalandi.
22 Ular könglide xush bolup turghinida, mana, sheherning ademliridin birnechcheylen, yeni birqanche lükchek kélip öyni qorshiwélip, ishikni urup-qéqip, öyning igisi bolghan qéri kishige: — Séning öyüngge kelgen shu kishini bizge chiqirip bergin, uning bilen yéqinchiliq qilimiz, — dédi.  
23 Buni anglap öy igisi ularning qéshigha chiqip ulargha: — Bolmaydu, ey buraderlirim, silerdin ötünüp qalay, mundaq rezillikni qilmanglar; bu kishi méning öyümge méhman bolup kelgeniken, siler bundaq iplasliq qilmanglar.
24 Mana, méning pak bir qizim bar, yene u kishining kéniziki bar. Men ularni qéshinglargha chiqirip bérey, siler ularni ayagh asti qilsanglar meyli, neziringlargha néme xush yaqsa ularni shundaq qilinglar, lékin bu kishige mushundaq iplasliq ishni qilmanglar, — dédi.
Batur Hakimlar 19 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Batur Ⱨakimlar 19:2-24 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

2 Lekin u kenizǝk erigǝ wapasizliⱪ ⱪilip, uning yenidin qiⱪip, Yǝⱨuda yurtidiki Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ atisining ɵyigǝ berip, tɵt ayqǝ turdi.
3 U waⱪitta uning eri ⱪopup kenizikigǝ yahxi gǝplǝrni ⱪilip, kɵnglini elip yandurup kelixkǝ kenizikining yeniƣa kǝldi. U bir hizmǝtkarini wǝ ikki exǝkni elip bardi. Kenizǝk erini atisining ɵyigǝ elip kirdi; atisi uni kɵrüp hux bolup ⱪarxi aldi.
4 Uning ⱪeynatisi, yǝni ⱪizning atisi uni tutup ⱪaldi, u u yǝrdǝ üq kün'giqǝ yǝp-iqip, uning bilǝn yetip ⱪopti.
5 Tɵtinqi küni Lawiy kixi sǝⱨǝr ⱪopup mangƣili tǝyyarliniwidi, kenizikining atisi küyoƣliƣa: — Bir toƣram nan yǝp yürikingni ⱪuwwǝtlǝndürüp andin mangƣin, — dedi.
6 Xuning bilǝn ular ikkisi olturup billǝ yǝp-iqip tamaⱪlandi. Ⱪizning atisi u kixigǝ: — Sǝndin ɵtünǝy, bu keqimu ⱪonƣin, kɵnglüng eqilsun, dedi.
7 Bu kixi mangƣili ⱪopuwidi, lekin ⱪeynatisi uni zorlap, yǝnǝ elip ⱪaldi, u yǝnǝ bir kün ⱪondi.
8 Bǝxinqi küni u sǝⱨǝr ⱪopup mangƣili tǝyyarlandi, lekin ⱪizning atisi uningƣa: — Awwal yürikingni ⱪuwwǝtlǝndürgin, dedi. Xuning bilǝn ular ikkisi kün egilgüqǝ olturup, billǝ tamaⱪlandi.
9 Andin bu kixi keniziki wǝ hizmǝtkarini elip mangƣili tǝyyarliniwidi, ⱪeynatisi, yǝni ⱪizning dadasi uningƣa: — Mana, kǝq kirǝy dǝwatidu, sǝndin ɵtünǝy, bu yǝrdǝ yǝnǝ bir keqini ɵtküzünglar; mana, kün mǝƣriⱪⱪǝ egiliptu, bu yǝrdǝ ⱪonƣin, kɵnglüng eqilsun; andin ǝtǝ sǝⱨǝrdǝ yolƣa qiⱪip, ɵyünglǝrgǝ ketinglar, — dedi.
10 Lekin u kixi ǝmdi yǝnǝ bir keqǝ ⱪonuxⱪa unimay, ⱪopup yolƣa qiⱪip Yǝbusning, yǝni Yerusalemning uduliƣa kǝldi. Uning bilǝn billǝ ikki toⱪuⱪluⱪ exǝk wǝ keniziki bar idi.
11 Ular Yǝbusⱪa yeⱪin kǝlgǝndǝ kün olturay dǝp ⱪalƣaqⱪa, hizmǝtkari ƣojisiƣa: — Yǝbusiylarning bu xǝⱨirigǝ kirip, xu yǝrdǝ ⱪonayli, dedi.
12 Lekin ƣojisi uningƣa jawab berip: — Biz Israillar turmaydiƣan, yat ǝllǝr turidiƣan xǝⱨǝrgǝ kirmǝyli, bǝlki Gibeaⱨⱪa ɵtüp ketǝyli, dedi.
13 Andin u yǝnǝ hizmǝtkariƣa: — Kǝlgin, biz yeⱪindiki jaylardin birigǝ barayli, Gibeaⱨda yaki Ramaⱨda ⱪonayli, dedi.
14 Xuning bilǝn ular mengip, Binyamin yurtidiki Gibeaⱨning yeniƣa yetip barƣanda kün olturƣanidi.
15 Ular Gibeaⱨⱪa kirip, u yǝrdǝ ⱪonmaⱪqi boldi; xǝⱨǝrning qong mǝydaniƣa kirip olturuxti; lekin ⱨeqkim ularni ⱪonduruxⱪa ɵyigǝ tǝklip ⱪilmidi.
16 Ⱨalbuki, u keqisi ⱪeri bir adǝm ixini tügitip, etizliⱪtin yenip keliwatⱪanidi. U ǝslidǝ Əfraim taƣliⱪ rayoniliⱪ adǝm idi, u Gibeaⱨda musapir bolup, olturaⱪlixip ⱪalƣanidi; lekin u yǝrdiki hǝlⱪlǝr Binyaminlardin idi.
17 U bexini kɵtürüp ⱪarap, bu yoluqining xǝⱨǝrning mǝydanida olturƣinini kɵrüp uningdin: — Ⱪǝyǝrdin kǝlding? Ⱪǝyǝrgǝ barisǝn? — dǝp soridi.
18 U jawab berip: — Biz Yǝⱨuda yurtidiki Bǝyt-Lǝⱨǝmdin Əfraim taƣliⱪining qǝt yaⱪiliriƣa ketip barimiz; mǝn ǝsli xu jaydin bolup, Yǝⱨuda yurtidiki Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ barƣanidim; ixlirim Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ munasiwǝtlik idi; lekin bu yǝrdǝ ⱨeq kim meni ɵyigǝ tǝklip ⱪilmidi.
19 Bizning exǝklirimizgǝ beridiƣan saman wǝ boƣuzimiz bar, ɵzüm, dedǝkliri, xundaⱪla kǝminiliring bilǝn bolƣan yigitkimu nan wǝ xarablar bar, bizgǝ ⱨeq nemǝ kǝm ǝmǝs, — dedi.
20 Buni anglap ⱪeri kixi: — Tinq-aman bolƣaysǝn; silǝring moⱨtajliringlarning ⱨǝmmisi mening üstümgǝ bolsun, ǝmma koqida yatmanglar! — dǝp,
21 uni ɵz ɵyigǝ elip berip, exǝklirigǝ yǝm bǝrdi. Meⱨmanlar putlirini yuyup, yǝp-iqip ƣizalandi.
22 Ular kɵnglidǝ hux bolup turƣinida, mana, xǝⱨǝrning adǝmliridin birnǝqqǝylǝn, yǝni birⱪanqǝ lükqǝk kelip ɵyni ⱪorxiwelip, ixikni urup-ⱪeⱪip, ɵyning igisi bolƣan ⱪeri kixigǝ: — Sening ɵyünggǝ kǝlgǝn xu kixini bizgǝ qiⱪirip bǝrgin, uning bilǝn yeⱪinqiliⱪ ⱪilimiz, — dedi.  
23 Buni anglap ɵy igisi ularning ⱪexiƣa qiⱪip ularƣa: — Bolmaydu, ǝy buradǝrlirim, silǝrdin ɵtünüp ⱪalay, mundaⱪ rǝzillikni ⱪilmanglar; bu kixi mening ɵyümgǝ meⱨman bolup kǝlgǝnikǝn, silǝr bundaⱪ iplasliⱪ ⱪilmanglar.
24 Mana, mening pak bir ⱪizim bar, yǝnǝ u kixining keniziki bar. Mǝn ularni ⱪexinglarƣa qiⱪirip berǝy, silǝr ularni ayaƣ asti ⱪilsanglar mǝyli, nǝziringlarƣa nemǝ hux yaⱪsa ularni xundaⱪ ⱪilinglar, lekin bu kixigǝ muxundaⱪ iplasliⱪ ixni ⱪilmanglar, — dedi.
Batur Ⱨakimlar 19 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)