9— Бу йәрдә кичик бир оғул бала бар, униңда бәш арпа нан билән икки кичик белиқ бар. Лекин шунчә көп хәлиққә бу немә болиду?! — деди.
10Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди.
11Әйса нанларни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди.