Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна «3»

Юһанна «3» 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мәнки ақсақал өзүм һәқиқәттә сөйгән сөйүмлүк Гаюсқа салам!
2И сөйүмкүк достум, җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән.
3Қериндашлар келип, сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә, мән интайин бәк хошалландим; чүнки сән һәқиқәттә давамлиқ меңиватисән.
4Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.
5Сөйүмлүк достум, йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду.
6Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди. Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән.
7Чүнки улар сәпәрдә ят әллик етиқатсизлардин һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти.
8Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду.
9Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасидa болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду.
10Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән; у униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә сәпәрдики қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.
11И сөйүмлүк достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә алғин. Яхшилиқ қилғучи Худадиндур. Яманлиқ қилғучи Худани һеч көрмигәндур.
12Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта Һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду. Бизму униңға гувалиқ беримиз вә гувалиғимизниң һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән.
13Саңа язидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә,   
14Сән билән пат арида дидар көрүшүшни арзу қилимән; шу чағда дәқәмдәдә сөзлишимиз.
15Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам. Сәнму у йәрдики достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән.