1Мәнки ақсақалдин Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам! Мән силәрни һәқиқәттә сөйимән вә ялғуз мәнла әмәс, йәнә һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси биздә яшаватқан вә шундақла әбәдгичә бизгә яр болидиған һәқиқәтни дәп силәрни сөйиду.
3Худаатидин вә Атиниң Оғли Рәб Әйса Мәсиһдин шапаәт, рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!
4Балилириңниң арисида биз Атидин әмир тапшурувалғандәк һәқиқәттә маңғанларни көргиним үчүн интайин хурсән болдум.
5Әнди, һөрмәтлик ханим, мән сәндин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, дәп өтүнимән. Мениң саңа йезип өтүнгиним йеңи бир әмир әмәс, бәлки дәсләптин тартип биздә бар әмирдур
6(меһир-муһәббәт шуки, униң әмирлиригә әмәл қилип меңиштур). Мана бу әмир силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк, униңда меңишиңлар үчүн силәргә тапиланғандур.
7Чүнки нурғун алдамчилар дунияниң җай-җайлирида чиқти. Улар Әйсаниң дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһ екәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә дәҗҗалдур.
8Биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗирни йоқитип қоймай, бәлки толуқ инъамға егә болушуңлар үчүн, өзүңларға агаһ болуңлар.
9Кимки Мәсиһниң тәлимидин һалқип чиқип, униңда чиң турмиса, Худа униңға егә болмайду. Лекин Униң тәлимидә чиң турғучи болса, Ата һәм Оғул униңға егә болиду.
10Әгәр бириси Униң тәлимини елип кәлмәй силәрниң йениңларға кәлсә, уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар.
11Чүнки ундақ адәмгә салам бәргән киши униң рәзил әмәллиригә шерик болғучидур.
12Силәргә пүтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәғәз билән сияһни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни арзу қилимән.
13Худа тәрипидин талланған һәдәңниң балилиридин саңа салам!