Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Филиппилиқларға

Филиппилиқларға 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ахирида, әй қериндашлирим, Рәбдә шатлиниңлар! Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилик әмәс, бәлки силәргә аманлиқ елип келиду.
2Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар!  
3Чүнки һәқиқий сүннәтликләр болса Худаниң Роһи арқилиқ ибадәт қилғучи, Мәсиһ Әйсадин пәхирлинип тәнтәнә қилғучи, әткә таянмайдиған бизләрдурмиз.
4Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ;  
5сүннәткә кәлсәк, мән туғулуп сәккизинчи күни сүннәт қилиндим; Исраил миллитидин, Биняминниң қәбилисидинмән, «Ибранийларниң ибранийиси»мән; Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән;  
6Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим; Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим;  
7амма маңа немә иш «пайдилиқ» болса, буларни Мәсиһ сәвәвидин зиянлиқ дәп һесаплидим;
8Мәсиһ Әйса Рәббимни тонушниң әвзәллиги вәҗидин, мән башқа һәммә ишни зиянлиқ дәп һесаплаймән; мән дәрвәқә Униң үчүнму һәммидин мәһрум болған; бәрһәқ, Мәсиһкә еришишим үчүн буларни ниҗасәт дәп һесаплаймәнки,
9Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ (Тәврат қанунидин чиққан һәққанийлиқ)тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән;   
10муддиайим Уни тонуштур, — йәни Униң өлүп тирилишиниң күч-қудритидә яшап, Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип,   
11шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән.
12Уларға ериштим яки камаләткә йәттим демәкчи әмәсмән; лекин Мәсиһ Әйсаниң мени тутувелишида болған муддиа-нишанини өзүм тутувалсам дәп чепип жүрмәктимән.
13Қериндашлар, мән өзүмни уни тутувалдим дәп қаримаймән. Пәқәт шу бир ишнила қилимәнки, өтүп кәткән ишларни унтуп, алдимдики ишларға интилип,
14нишанни қоғлап, Худаниң Мәсиһ Әйсада болған бүйүк чақириқидики инъамиға қарап чепип жүрмәктимән.
15Әнди аримиздин кимки пишип йетилгән болса шу ой-мәхсәттә болайли. Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар, Худа буниму силәргә көрситип бериду.
16Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли.  
17Мени үлгә қилип әгишиңлар, әй қериндашлар, шундақла биз силәргә тикләп бәргән нәмунә бойичә охшаш йолда маңғанларғиму көзүңларни тикип, улардин үгиниңлар.
18Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, вә һазирму көз яшлирим билән қайта ейтимәнки, нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта.   

19Уларниң ақивити һалакәттур, худаси өзиниң қарнидур, шәриви қилип махтанғини өз номуссизлиғидур, ойлиғанлири пәқәт бу дуниядики ишлардур.
20Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз — У болса Рәббимиз Әйса Мәсиһдур.   
21У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду.