10«Өзүм бир сепилдурмән, Һәм мениң көксилирим мунарлардәктур; Шуңа мән униң көз алдида хатирҗәмлик тапқан бирисидәк болдум».
11«Сулайманниң Баал-Һамонда үзүмзари бар еди, Үзүмзарини бағвәнләргә иҗаригә бәрди; Уларниң һәммиси мевиси үчүн миң тәңгә апирип бериши керәк еди;
12Өзүмниң үзүмзарим мана мениң алдимда туриду; Униң миң тәңгиси саңа болсун, и Сулайман, Шуниңдәк икки йүз тәңгә мевисини баққучиларға болсун».
13«Һәй бағларда турғучи, Һәмраһлар авазиңни аңлиғуси бар; Маңиму уни аңлатқузғайсән».
14«И сөйүмлүгүм, тез болә, Җәрән яки яш буғидәк бол, Тетитқулар тағлири үстидә жүгүрүп!»